• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 25 Сәуір, 2019

Өмлүгимиз – асасий байлиғимиз

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев 2019-жили 9-июнь күни елимиздә муддитидин илгири Президент сайлимини өткүзүш тоғрилиқ қарарни елан қилди. Һөкүмәт, Парламент вә партияләр рәһбәрлири билән мәслиһәтлишип елан қилинған мәзкүр қарар мәмликәттики течлиқни, сәясий-иҗтимаий турақлиқни сақлаш мәхситидә қобул қилинди дәп һесаплаймән. Бу сайлам шундақла мустәқил дөлитимиз үчүн мәнивий йүксилиш, тәрәққий әткән дөләтләр қатариға қошулуш үчүн ташланған муһим қәдәм. Сайлам арқилиқ дөлитимиз тәрәққиятиниң йеңи дәври башланмақчи. Шуңлашқа елимизниң һәрбир граждини мошу ишқа җавапкәрлик билән қарайду дәп үмүт қилимән. Һазир елимиздики чоң карханилар, санаәт орунлири, сәнъәт коллективлири Президентниң тәшәббусини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини изһар қиливатиду. Чүнки елимиздики бирлик вә течлиқ бизниң әң асасий байлиғимиз. Хәлқимизниң мәхситиму мошу екәнлиги һәммигә мәлум. Течлиқ, тоқчилиқ заман болмай сәнъәт вә мәдәнийәт, илим-пәнниң тәрәққий етиши мүмкин әмәс. Мәмликитимиздики течлиқниң капалити болуватқан мошу йөнилишимиз келәчәктиму давамлишидиғанлиғиға ишәнчим камил. Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, Президент мәзкүр сайламниң демократия принциплири асасида очуқ, адил өтидиғанлиғиға капаләт бәрди. Әндики новәттә хәлиқ сайламниң әһмийитини чоңқур чүшинип, өзлириниң гражданлиқ борчини өтәйду дәп ойлаймән. Любовь НИ, дөләт академиялик Корей музыкилиқ-комедия театриниң мудири.

143 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы