• “Мәнму уйғур мәктивини таллидим”
  • 30 Сәуір, 2019

«У мениң үчүн Қәһриман бова»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Бу қетим мәзкүр рубрикиға Панфилов наһийәсидин чиққан атақлиқ адәмләрниң әвладини издигинимиздә, кәсипдашлиримиз Аблизхан Мәшүровниң исмини атап қалди. «У ким?» дәп соридуқ улардин. «У миллий маарипимизниң һәқиқий җанкөйәри болған вә әвладиниму мошу роһта тәрбийилигән адәм» дәп изаһ бәрди улар. Улуқ Вәтән урушиниң ветерани, яркәнтлик мәрипәтчи Аблизхан Мәшүровни тәвәдики чоң-кичикниң һәммиси яхши билидекән. У аңлиқ һаятини бала тәрбийиләштәк шәрәплик ишқа беғишлиған зиялиларниң бири болған. 1924-жили Яркәнт шәһиридә туғулған униң балилиқ вә өсмүрлүк чағлири мошу йәрдә өтти. Мәктәпни тамамлап, 1938- жили шәһәрдики педагогика училищесиға оқушқа чүшүп, уни 1941-жили муваппәқийәтлик тамамлап, Чоң Чиған йезисидики мәктәптә муәллим болуп ишләйду. Улуқ Вәтән уруши башланғанда уму замандашлири охшаш қолиға қурал елип, вәтән азатлиғи үчүн җәңләргә атлиниду. Жутиға Ғалибийәт билән кәлгән Аблизхан шәһәрдики Молотов намидики мәктәптә, андин Чулуқай йезисидики 7 жиллиқ мәктәптә устазлиқ қилиду. Әнди 1947 — 1949-жиллири арилиғида наһийәлик билим бөлүмидә инструктор, андин тәвәдики уйғуртиллиқ С.Киров намидики мәктәптә мудирниң орунбасари хизмитини атқуриду. Мана мошу жиллири йәттә жиллиқ мәктәп оттура билим беридиған он жиллиқ мәктәп болуп өзгәртилиду. Аблизхан Яқупоғли ишниң бешида өзи туруп, мәктәпни әшу жилларниң тәливигә мувапиқ, җабдуқлашқа алаһидә күч чиқириду. Мәктәпниң он жиллиқ болуп өзгиришигә мувапиқ педагог кадрларни таллаш, коллективни шәкилләндүрүштә у өзиниң немигә қадир екәнлигини, тәләпчанлиғини намайиш қилди. Мундақ тәҗрибилик устаз наһийәлик билим бөлүминиң башлиғи болуп тайинлиниду. Икки жил өтүпла тәдбирчан Аблизхан Панфилов наһийәлик партия комитетиға бөлүм башлиғи лавазимиға тәклип қилиниду. Кейинирәк наһийәлик иҗраий комитети рәисиниң орунбасари болуп ишләйду. 1984-жили болса, һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Өмүрлүк җүпти Гүли Қурбанова иккиси төрт пәрзәнт тепип, қатарға қошти. Гүли аниму кәспи бойичә — педагог. Пәрзәнтлиридин Омақ билән Зәйтүнәм уйғур тилида билим елиш билән биллә ата-анисиниң изини бесип, устазлиқ кәспини таллиди. Әнди тунҗа қизи Омақ билән кәнҗә оғли Пәрһатниң пәрзәнтлири анатиллиқ, йәни бовиси Аблизхан устазлиқ қилған мәктәпни таллап, әлачи оқуғучилардин болди. Пәрһатниң сәккиз нәврисиниң алтиси мәзкүр мәктәпни тамамлап, һазир алий оқуш оурнлирида тәһсил көрмәктә. Һазир ғәзәлхан шаир Х.Һәмраев намида атилидиған бу мәктәптә А.Мәшүровниң кәнҗә нәвриси Пәрвият11-синипни тамамлаш алдида туриду. Пәрвият биринчи синиптин та 11-синипқичә пәқәт әла баһаларға оқуди. — Бовам Аблизхан билән момам Гүли мошу мәктәптә ишлигән. Мениң ата-анамму мошу мәктәптә оқуди. Келәчәктә мәнму пәрзәнтлиримни чоқум мошу мәктәпкә елип келимән. Чүнки ана тилини билмигән адәм башқа тилларниму билмәйду. Бу бовамниң нәқил сөзи еди, — дәйду Пәрвият биз билән болған сөһбәттә. — Бовам һаят болса, бийил 95 яшқа кирәтти. У Октябрь инқилави, Улуқ Вәтән уруши, “Һөрмәт Бәлгүси” орденлири вә онлиған медальларниң саһиби болған. У мениң үчүн Қәһриман бова. Панфилов наһийәси.

303 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы