• Исми — әл қәлбидә
  • 30 Сәуір, 2019

Исми әвлатлар қәлбидә

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Өткән шәнбә күни Яркәнт тәвәсидә йеза егилиги ишләпчиқиришиниң маһир тәшкилатчиси Оғуз Ниязовниң туғулғининиң сәксән жиллиғи тәнтәнилик шараитта атап өтүлди. Дәсләп Панфилов наһийәсиниң жут-җамаәтчилиги мәрһумниң қәбригә гүлчәмбәрләр қоюп, қуръан тилавәт қилди. Андин хатирә кәч Чулуқай йезисидики Җамалидин Босақов намидики оттура мәктәптә башланди. Наһийәдики әң чоң йеза округлириниң бири болған Чулуқайниң тәркивигә Дехан Ғәйрәт вә Җигдилик йезилири кириду. Униң хәлқини асасән уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Дәсләп Чулуқай йеза округиниң һакими Тайирҗан Әсмитуллаев мәрһумниң һаяти вә әмгәк паалийити һәққидә доклад билән сөзгә чиқти. Андин Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов маһир тәшкилатчи хатирисигә уюштурулуватқан чарә-тәдбирниң әһмийитигә тохталди: — Наһийәгә һаким болуп кәлгинимгә техи бир жилдин ашсиму, бу тәвәдә ишләп, униң иҗтимаий-ихтисадий саһалириниң тәрәққиятиға тегишлик һәссилирини қошқан атилар билән анилар, егилик башқурған рәисләрниң һаят йоли билән йеқиндин тонушуп келиватимән. Өмлүги билән бирлиги ярашқан бу жутта жигирмә жилдин ошуқ бир егиликни башқурған Оғуз Җамалдиноғлиниң бевақит, йәни бари-йоқи 62 йешида һаяттин кәткини ечинишлиқ. Лекин бүгүнкидәк әл-жути, чириғини яндуруватқан өмүрлүк җүпти Әлахан анимиз бар, демәк, уни өлди дейишкә болмайду, – дәп Әлахан аниға чапан йепип, гүлдәстә тутти. Панфилов вә Кербулақ наһийәлириниң Пәхрий граждини Ғалым Турғанбаев, Қазақстанниң Пәхрий журналисти Абдукерим Тудияров, уруқ-туққанлири намидин Әхмәтҗан Надиров, сәпдиши Шернияз Нуғманов вә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев вә башқилар мәрһумниң инсаний пәзиләтлиригә тохтилип, өз хатирилири билән бөлүшти. Оғуз Ниязовниң рәпиқиси Әлахан ана мошундақ чарә-тәдбирни өткүзүшниң тәшәбускари болған Чулуқай йеза окугиниң һакими Тайирҗан Әсмитуллаевқа, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Сейитоғлиға вә униңға қатнишиватқан наһийә һакими Темирлан Амангелдиоғлиға, чулуқайлиқларға вә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға аилиси намидин сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, жутниң иҗил-инақ вә аман болуши үчүн анилиқ ақ тилигини изһар қилди. Хатириләш мәрасимида Җ.Босақов намидики оттура мәктәп оқуғучилири Оғуз Ниязовқа беғишлап иҗат қилинған шеирларни ипадилик оқуп бәрди. Абдурешит Һошуров, Қурванҗан Һәмраев кәби нахшичилар билән «Жаркент әундері» ансамблиниң әзалири өз һүнәрлирини намайиш қилди. Андин мәзкүр мәктәпниң спорт залида Оғуз Ниязовниң һөрмитигә волейболдин турнир уюштурулди. Мәзкүр турнирға 15 команда қатнишип, биринчи орунға Ниязовлар аиләвий командиси, мукапатлиқ иккинчи орунға Җамбул мәктиви, үчинчи орунни Қорғас яшлири командиси йеңивалди. Ғалип чиққан командиларға Оғуз Җамалдиноғлиниң пәрзәнди Йолдаш вә җийәни Бәхитҗан Ниязовлар маддий соғиларни тапшурди. Панфилов наһийәси.

277 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы