• Сәнъәт
  • 06 Мамыр, 2019

Һәммини тәбәссүм әйләткән «Тәбәссүм»

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Адәттә, сатира һәм юмор күчлүкләр вә тәрбийә қурали болуп һесаплиниду. Сатирик язғучилар бүгүнки күнниң аччиқ һәқиқитини, җәмийәттики ят илләтләрни күлкә һәм һәзил арқилиқ ашкарә қилип, хәлиққә йәткүзиду. Шу сәвәптин аддий ләтипидин тартип чоң сәһниләрдә қойилидиған миниатюриларниң хәлиқ арисида наһайити аммибап болуши тәсадапи әмәс. Өткән әсирниң 70-жиллириниң ахирида қазақ телевизиясидә «Тамаша» һәзил-күлкә программиси дунияға кәлди. Режиссер Луқпан Есенов вә муһәррир Қойшиғул Жилқишиев, Туңғушбай Жаманқулов, Қудайберген Султанов, Уайс Султанғазин, Мейирман Нурекеев охшаш елимиздә тонулған актерларни җәлип қилип, программини аммибаплиққа айландурди. Чоң әвлат вәкиллириниң есидә болуш керәк, «Тамашаниң» эфирға чиқишини һәммимиз тәқәзалиқ билән күтәттуқ. «Тамашадики» һәрбир миниатюрини муһакимә қилишип, хелиғичә шу һәзил-күлкиләр һиссиятлирида болаттуқ. 1984-жили қазақ телевизиясидә «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программиси ечилди. Программиниң баш муһәррири, һели мәрһум Камил Василов вә тележурналист Җамалдин Розиев әнди уйғур телеканилида «Тамаша» программисиға охшаш программини тәйярлаш тәшәббусини көтириду. Шундақ қилип, 1986-жили мәзкүр идея әмәлгә ешип, уйғур тилида «Тәбәссүм» программиси дунияға келиду. Тәкитләш лазимки, «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программиси йепилип кәткичә «Тәбәссүм» турақлиқ рәвиштә көрситилип турди. Мана шуниңдин бери оттуз үч жил өтсиму, мәзкүр программа тамашибин арисида аммибаплиғини йоқатмиди. Шуңлашқа «Тәбәссүмниң» тарихини билиш мәхситидә программиға мунасивити бар шәхсләргә мураҗиәт қилған едуқ. Махмут Дәраев, ІІ дәриҗилик «Достық» ордениниң саһиби: – 1986-жили Камил Василов билән Җамалдин Розиев иккиси телевизиядә һәзил-күлкә программисини ечиш тәшәббусини көтирип театрға мураҗиәт қилип, Мурат Әхмәдиев билән бу мәсилини муһакимә қилди. Шуниңдин кейин биз, йәни Руқийәм Саттарова, Реһангүл Мәхпирова, һели мәрһум Қурванҗан Мәңсүров вә мени тәклип қилишти. Җамалдин ака өзиниң идеясини чүшәндүрди. Биз ишни қизғин башлавәттуқ. Бирақ Җамалдин ака билән Қурванҗан иккиси айрим мәсилиләрдә келишәлмәй қалди. Қурванҗан кәтти. Шу вақитта «Алитағда» Сәйдалим Амутов режиссер еди. У илгири театрда ишлигән, талантлиқ жигитләрдин еди. Җамалдин ака Сәйдалимни рольларға тәклип қилди. Дәсләпки миниатюриларни Җамалдин Розиев, Шайим Шаваев язди. Маңа болса, миниатюриларни сәһниләштүрүш жүкләнди. Қошумчә қилсам, миниатюрини йезиш бөләк, уни сәһнигә маслаштуруш бөләк. Чүнки сәһнидә актер айрим сөзләрни, һәрикәтләрни импровизация қилиду. Буни яхши чүшиниш керәк. Униңдин ташқири, он минутлуқ миниатюра давамида пүтүн бир вақиә аяқлишиду. Һәммимизгә мәлум, спектакльларда вақиә бир-икки саат давамлишиду. Шу турғудин қариғанда, миниатюрида роль ойнайдиған актерларға жуқури җавапкәрлик жүклиниду. Миниатюриларни сәһниләштүргәндә мошу тәрәпләргә көпирәк көңүл бөлүшкә тириштим. Мениң әмгигимни байқап жүргән Җамалдин Розиев бир күни «Махмут, башқиларниң ишини түзәп һармидиңму? Өзәңму бир немиләрни язсаң болмамду?» дәп қалди. Униң мошу сөзи түрткә болдиму, әйтәвир, мәнму миниатюриларни йезишқа башлидим. Йеқинда һесаплап көрсәм, йүздин ошуқ миниатюра йезиптимән. Уларниң нурғуни мошу «Тәбәссүмдә» сәһниләштүрүлди. Һазир бәзиләр «Дәраев өзиниңкиләрдин башқа һечкимниңкини чиқармайду» дәйду. Қаидә бойичә, әгәр театрға бирәр әсәр кәлсә, драма яки миниатюра болушидин қәтъий нәзәр, уни дәсләп театрниң иҗадий кеңиши муһакимә қилиду. Иҗадий кеңәшниң «сүзгисидин» өткән әсәрла сәһнигә чиқиду. Қошумчә қилсам, «Тәбәссүмгә» чиққан артистларниң һәммиси асасән драма актерлири. Амма «Тәбәссүмдин» кейин хәлиқ арисида һәммимиз аммибап болушқа башлидуқ. Бу мениң шәхсий пикрим. Болупму тарихий Вәтинимиздә яхши тонулушқа башлидуқ. Сәвәви, у яқта драма әсәрлирини яхши қобул қилмайду. Әнди күлкә-һәзил, чақчақлар уларниң қәлбигә наһайити йеқин. Қизиқ йери, илгири тарихий Вәтинимиздә миниатюрилар сәһниләрдә қоюлматтекән. Биз берип көрсәткәндин кейин, бу жанр яхши тәрәққий етишкә башлиди. Тарихий Вәтинимизгә бирнәччә қетим гастрольлуқ сәпәрләрдә болдуқ. Хәлиқ «Қазақстандин зувандалар (Руқийәм Саттарова вә Реһангүл Мәхпирова демәкчи) ақчачлиқ киши (Маһмут Дәраев демәкчи) кәпту» дәтти. Барған йәрлиримиздә сүрәтләргә чүширип, автографлиримизни алатти. Кейинки жилларда қазақ сәнъитидә бу жанр яхши тәрәққий етиватиду. Бирнәччә театрлар дунияға кәлди. Әпсус, биздә ундақ әмәс, кичиккинә асқап қеливатимиз. Униңму сәвәплири барду, бәлким. Тәкитләш лазимки, Җамалдин Розиев вапатидин кейин «Тәбәссүмдә» бираз үзүлүш болуп қалди. Бу йәрдә муәллиплик һоқуқ мәсилилири турған болуши еһтимал. Худаға шүкри, һазир театр бу ишни қайта қолға алди. Келәчәктә «Тәбәссүм» хәлқимизгә талай тәбәссүм һәдийә қилиду дәп үмүт қилимән. Руқийәм Саттарова, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти: — Бәзиләр бизни пәқәт «Тәбәссүм» хәлиққә тонутти, аммибап қилди дейиши мүмкин. Мән ундақ дәп ойлимаймән. Чүнки мән драма артисти. Уйғур театри сәһнисидики нурғун спектакльларда баш рольларни ойнидим. Тамашибин шу арқилиқ мени тонуйду десәм, хаталашмаймән. Бирақ «Тәбәссүмниң» иҗадий паалийитимдә чоң роль ойниғанлиғи сөзсиз. Әнди Махмут, Реһангүл үчимизни тарихий Вәтинимиздә нәқ мошу «Тәбәссүм» тонутқанлиғи ениқ. Гастрольларға барғинимизда бизниң кәлгинимизни аңлиса, зал лиқ толуп кетидиған. Тамашибин сәһнигә чиққан пәйтимиздила күлүшкә башлайдиған. Базарларда, дуканларда көрүп қалса, алайтәнла һөрмәт билдүридиған. Умумән, «Тәбәссүмниң» сәнъитимиз тәрәққияти үчүн қошқан төһписи алаһидә дәп ойлаймән. Театр сәһнисидә сатира жанри җанланди, иҗадий өзгиришләр йүз бәрди. Мошуни яхши чүшинишимиз лазим. Реһангүл МӘХПИРОВА, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти: – Оттуз үч жил илгири Җамалдин Розиевниң тәшәббуси билән ечилған «Тәбәссүмдә» сәһнигә чиқтуқ. Һелиму ядимда, биринчи ойниған миниатюримиз «Ғевәтчиләр» болди. Руқийәм иккимиз Патәмхан, Хатәмхан ролида. Униңдин кейин «Қийиқ ағриқниң қириқ ағриғи» миниатюриси болди. Һазир ойлисам, оттуз жилдин ошуқ вақит өтсиму, әйнә шу миниатюриларда көтирилгән мәсилиләр техичила актуаллиғини йоқатмиди. Умумән, «Тәбәссүмдә» көпирәк биз, үчимиз, сәһнигә чиқаттуқ. Униңдин ташқири, башқа актерларму җәлип қилинған еди. Һазир биздин «Җамалдин Розиев немишкә силәрни таллавалди?» дәп көп сорайду. Мениңчә болса, спектакльда ойниғанға қариғанда миниатюрида ойнаш қийинирақ. Сәвәви, драмида вақиәлик узаққа созулиду. Әнди миниатюрида он минуттин ашмайду. Униңдин ташқири, артистниң ичидә, мүҗәз-хулқида туғма юмор болуши шәрт. Уни тамашибин яхши һис қилиду. Бизни таллиғанда мошуниңға көңүл бөлгән болуши керәк. Нәқ мошу тәрәпни тарихий Вәтинимизгә барған пәйттә даңлиқ артистлар етирап қилған. Йәни биздики тәбиийликни алаһидә тәкитләшкән. Улар «силәр аддий сөзләйсиләр. Амма тамашибинниң қәлбигә тезла йол тепивалалайсиләр» дейишидиған. Улар биздин көп үгәнди. Һазир у яқтики артистларниң дәриҗиси биздинму ешип кәтти десәм, хаталашмаймән. Билишимчә, мошу кәмгичә тарихий Вәтинимиздики тамашибинлар бизни унтумапту. Һеликәм сорап туридиған охшайду. Буму һәзил-күлкиниң қудрити. «Тәбәссүм» театр артистлириниң иҗадий паалийитидә муһим роль ойниғанлиғи яхши мәлум. Шәхсән өзәм он жил давамида қазақ театрида әмгәк қилдим. У йәрдиму яхши рольларни ойнидим. Әнди Уйғур театридики паалийитимдә мошу программиниң роли чоң болди дәп ишәшлик ейталаймән. Сәйдалим АМУТОВ, күлкә маһири: – Мән дәсләп Уйғур театрида ишлигән. «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программиси ечилғандин кейин мени шу яққа ишқа тәклип қилди. Режиссер болуп ишләшкә башлидим. Җамалдин Розиевниң тәшәббуси билән «Тәбәссүм» ечилди. Репетицияләрниң һәммиси телевизияниң мәхсус залида өтидиған. Биринчи болуп төртимиз, йәни Махмут Дәраев, Руқийәм Саттарова, Реһангүл Мәхпирова вә мән миниатюриларға чиқтуқ. Қизиқ йери, «Тәбәссүм» бизгә йеңи ләқәмләрни «тепип» бәрди. Мени һазир хәлиқ «Кәчүрисиз, Сәйдалим», Руқийәм һәдә билән Реһангүл һәдиләрни «Зувандалар», Махмут акини «Қа-қа-қақирилар» дәйдиған болди. Тәкитләш лазимки, программиниң намини таллиғандиму нурғун талаш-тартишлар болди. Ахири «Тәбәссүм» дегән намға тохтидуқ. Һазир, заманивий тил билән ейтқанда, «Тәбәссүм» брендқа айланди. Бүгүнки күндә “биздики сатира-юморниң сүпити төвәнләп кәтти” дегән пикирләр ейтилип келиватиду. Бәлким, шундақту. Униң сәвәплири, мениңчә болса, төвәндикиләрдин ибарәтмекин. Биринчидин, Махмут ака, Руқийәм вә Реһангүл һәдиләрниң йеши бир йәргә йетип қалди. Иккинчидин, уларниң изини бесип келиватқанлар йоқниң орнида. Чүнки миниатюра – театр сәнъитидики алаһидә бир жанр. У йәрдә санақлиқ минут ичидә муәллип пикрини изһар қилиду. Актер болса, шу вақит ичидә тамашибинни күлдүрүши керәк. Муәллипниң әйнә шу пикрини тоғра йәткүзүш һаҗәт болиду. Бу көрүнгән артистниң қолидин келивәрмәйду. Жуқури маһарәт лазим. Актерда қандақту-бир тәбиий хушчақчақлиқ қабилийити болуши шәрт. Үчинчидин, яхши миниатюра язидиған сатирикларму аз. Бу шәхсий пикрим. Әнди шәхсән өзәмгә кәлсәм, саламәтлигимгә бола, 1989-жили Алмутидин көчүп кетишкә мәҗбур болдум. Амма «Тәбәссүм» мениң иҗадий паалийитимдә чоң роль ойниди дәп ишәшлик ейталаймән. Мени хәлиққә тонутти. Кейин тойларға көп чақиридиған болди. «Арзу» ансамблида ишлигән пәйтлиримдә мәнму миниатюриларни йезип, сәһнигә чиқардим. Шундақла «Тәбәссүмниң» бирнәччә телевизиялик тәхминлириниң режиссери сүпитидә эфирға тәйярлидим. Саһибәм НОРУЗОВА, күлкә маһири: — Мән әсли кәспим бойичә сазәндә, актриса әмәс. 1997-жили болса керәк, Абдирим Әхмәдийниң тәвәллудиға беғишланған кәч өткүзүлди. Шуни тәйярлаватқан пәйттә маңа Мурат ака Әхмәдиев айрим артистлиримизға пародия орунлап беришимни илтимас қилди. Мениң өзара олтиришларда шундақ пародияләрни орунлап жүргинимни аңлиса керәк. Шу кәчтә Гүлнарә Сайитовани пародия қилдим. Тамашибинларға яқти. Бираздин кейин «Сада» ансамбли қурулди. Униңға Нуралим Варисов рәһбәрлик қилди. Иккимиз биллә оқуғачқа, мениң мошундақ қабилийитимни биләтти. Шуңлашқа концертларда миниатюрилар билән сәһнигә чиқишқа башлидим. Дәсләпки орунлиғиним Гүлбаһар Насированиң «Төшүк мончақ йәрдә қалмас» дегән миниатюриси болди. «Тәбәссүмниң» асасчиси Җамалдин Розиевму мени байқап жүргән охшайду. Мурат акиға ейтип, мени тәклип қилди. Дәсләптә Реһангүл Мәхпирова, Руқийәм Саттарова, Махмут Дәраев билән чиқип жүрдүм. Булар мениң сәһнидики устазлирим. Болупму Махмут Дәраев маңа бу жанрниң қир-сирлирини үгәтти. Пурсәттин пайдилинип, уларға миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Қошумчә қилсам, елимиздә аяллар арисида монолог орунлайдиған артистлар йоқкән. Россия эстрадисида бу яхши тәрәққий әткән. Әлвәттә, маңа миниатюриларни йезип бериватқан муәллипләргә тохтилип өтмисәм болмас. Жуқурида ейтқинимдәк, маңа биринчи миниатюрини Гүлбаһар Насирова йезип бәрди. Һазир Ершат Әсмәтов, Махмут Дәраев, Шавкәт Нәзәров, Рабиләм Мәхсүтова, Патигүл Мәхсәтова билән ишләватимән. Шәхсән өзәмниң иҗадий паалийитимдә миниатюриларниң, шуниң ичидә «Тәбәссүмниң» ойниған роли алаһидә. Буниңдин кейинму шундақ болиду дәп ойлаймән. Шавкәт НӘЗӘРОВ, сатирик-язғучи: – 1978-жили қазақ телевизиясидә «Тамаша» программиси чиқишқа башлиди. Бу, һазирқи тил билән ейтқанда, қазақ тилидики дәсләпки шоу-программа еди. Шуңлашқа наһайити аммибап болидиған. Программиниң иҗадий коллективи барлиқ репетициялирини телевизиядә өткүзәтти. Иш бабида биз улар билән көп арилишаттуқ. «Тамаша» ечилғандин кейин қазақ әдәбиятида сәһнә үчүн йезилған сатира жанри тәрәққий етишкә башлиди. Биздә болса, бу тамамән тиң саһа еди. Қазақ кәсипдашлиримизниң иши бизгә үлгә болди. Камил Василов вә Җамалдин Розиев иккиси мошундақ программа ечиш тәшәббусини көтәрди. Уйғур театриму қоллап-қувәтлиди. Шундақ қилип, «Тәбәссүм» дунияға кәлди. Қошумчә қилсақ, программиниң намини таллаш пәйтидә айрим талашлар болди. «Күлкә сандуғи», «Күлкә карвини» дәп аташ тәклиплири чүшти. «Тәбәссүм» уйғур сөзи әмәс дегүчиләрму болған. Бирақ көпчилик ахири «Тәбәссүм» дәп аташни тоғра көрди. Алаһидә тәкитләш керәкки, «Тәбәссүмниң» хәлиқ ичидә аммибап болушида «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программисиниң орни бөләкчә. Сәвәви, барлиқ программилар телевизия арқилиқ көрситиләтти. Өзәмниңму бирнәччә миниатюрам нәқ мошу программида қоюлди. Һакимҗан ГҮЛИЕВ, сатирик-язғучи: — Мән жигирмә жилдин ошуқ вақит миниатюра йезип келиватимән. Һәммимизгә мәлум, миниатюра алаһидә жанр. Муәллип қисқа вақит ичидә вақиәликни башлап, әвҗигә йәткүзүп, ахирилаштуриду. Униң һәммиси күлкә-сатира билән «жуғирилиши» керәк. Демәк, муәллип алдида қийин мәсилә туриду. Шуңлашқа һәрқандақ драматург бу жанрда көп язмайду. Өзәм йүздин ошуқ миниатюра йезиптимән. Һәҗвийә һекайиләрдин тәркип тапқан икки китавим чиқти. Уларниң йерими сәһнидә қоюлди. Кейинки жилларда қазақ театрлирида бу жанр яхши тәрәққий етиватиду. Яшларниң бирнәччә сатира-һәзил театрлири бар. Уларниң тамашибинлириму көп. Бу җәһәттин биздә еғиз толтирип ейтқидәк утуқлиримиз бар дәп ейтиш қийин. Ушбу мурәккәп жанрда қәләм тәвритиватқан муәллипләр бармақ билән санавалғидәкла. Шавкәт Нәзәров, Ершат Әсмәтов, Әкрәм Әхмәтов, Махмут Дәраев, Абдухалиқ Махмудов... Әгәр язғучиниң әмгиги сәһниләштүрүлгән әһвалдиму төлинидиған қәләмһәққиму аз. Бирақ муәллип үчүн мәбләғ муһим әмәс. Пәқәт миниатюриси тамашибинға йәтсә, роһий рәғбәтлиниду, илһами ашиду. Тәкитләш лазимки, бу ялғуз мениң пикрим әмәс. Жуқурида ейтқинимдәк, қазақларда бу жанр яхши йолға қоюлуватиду. Җиддий мәсилиләрни һәзил-күлкә билән ашкарә қиливатиду. Биздиму шундақ мәсилиләр йетәрлик. «Тәбәссүм» дәсләп ечилған пәйтләрдә бираз йолға чүшүп қалған. Униң ечилиши сатирик язғучилар үчүн яхши пурсәт болуп, «Тәбәссүмниң» тамашибини, артистлири, муәллиплири қелиплишип қалған еди. Әпсус, һазир бу тәрәққият тохтап қалғандәк билиниду маңа. Һазир заманға лайиқ миниатюрилар йезилмайватиду дәп ейталмаймән. Бирақ уларни сәһнигә чиқириш қийинлишиватиду. Шу турғудин қариғанда, «Тәбәссүмни» җанландуруш әқилгә мувапиқ. Чүнки «Тәбәссүм» тамашибин үчүн, заман тили билән ейтқанда, брендқа айланған программа. Гүлшән РОЗИЕВА, Җ.Розиевниң қизи: — Дадам рәмити «Тәбәссүм» программисини тәйярлашта наһайити көп әмгәк қилди. Уни һәммә билиду. Шу әмгәк түпәйли программа тамашибин арисида аммибап болди. Мениңчә болса, артистлар, актерлар үчүнму яхши имканийәт болғанлиғи ениқ. Дадам мәзкүр программиниң муәллипи болғанлиғи үчүн у өз вақтида елимизниң қанунлириға мувапиқ муәллиплик һоқуқини рәсмийләштүргән. Униң вапатидин кейин «Тәбәссүм» программисиниң барлиқ муәллиплик һоқуқлири маңа мирас болуп қалди. Йәни, у бизниң рухситимизсиз қоюлмайду. Дадамниң вапатидин кейин бираз вақит «Тәбәссүм» програмисида үзүлүш болди. Бийил жил бешида Уйғур театри билән шәртнамини имзалидуқ. Әнди бир жил давамида театр «Тәбәссүмни» қоюшқа һоқуқи бар. Бизниң асасий шәртимиз — программа Җамалдин Розиевниң екәнлиги көрситилиши шәрт. Қалған мәсилиләр иккинчи новәттә туриду. Шәхсән өзәмниң мәхсити – «Тәбәссүм» арқилиқ пул тепиш әмәс. Мән дадамниң иши тохтап қалмисекән, исми хәлиқ қәлбидә болсекән, тамашибинниң сөйүмлүк программиси давамлашсекән дәп арман қилимән.

186 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы