• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 06 Мамыр, 2019

Улар Брест қорғинини һимайә қилған

Йеқин-арида язғучи Исмайилҗан Иминовниң рус вә қазақ тиллирида “Улуқ Вәтән уруши жиллиридики уйғурлар” намлиқ китави нәширдин чиқиду. Төвәндә диққитиңларға әйнә шу китаптин үзүндә һавалә қиливатимиз. Март ейиниң ахири. Күнләр иссип, кучулилар чечәкләп түгиди. Бизниң машинимиз Байсейит йезисиға кирип кәлмәктә. Шәхсән өзәм кичигимдинла мошу әҗайип йезини яхши көримән. Адәттә, апамниң туғулған жути – Кичик Ақсуға маңғинимизда автобуслар мошу жутта тохтайдиған, йолувчилар йол бойидики ашханиларда тамақлинип, йоллирини давамлаштуратти. Байсейитниң чоң кочисиниң икки тәрипидә егиз терәкләр өсидиған, ериқлирида сүзүк сулар шох ойнап еқип туридиған. Һазир Байсейитниң оттурисида базар бар. Бу йәрдә байсейитлиқлар өзлириниң бағ-етизлирида пәрвиш қилған йәл-йемиш, көктатлирини сатиду. Баһалириму әрзән. Меһмандостлуғи билән даңқи чиққан Байсейиттин кәткүңму кәлмәйду. Байсейитта уйғур әдәбиятиниң классик шаири Сейит Муһәмәт Қаший яшиған. У өзиниң «Шәһри шикәстә» намлиқ поэмисида уйғурларниң Йәттисуға көчүп чиқиши тоғрилиқ һекайә қилиду. Бу йезида кеңәш уйғур әдәбиятиниң асасчилириниң бири Абдулһәй Муһәммәдий, даңлиқ сазәндә Рози Тәмбүр, дәсләпки кәспий уйғур рәссами Авакри Шәмси яшиған. Тонулған шаирлар Абдумеҗит Дөләтов билән Җәмшит Розахуновму мошу жутлуқ. Биз даңлиқ Брест қорғининиң һимайичилири әвлатлириниң өйигә келиватимиз. Гезитта елан қилинған мениң «Улар Брест қорғинини һимайә қилған» мақаләмдин кейин 1941-жили әйнә шу Брестта вапат болғанларниң әвлатлири мураҗиәт қилишқа башлиди. Мән чоңқур һиссиятлар илкидә уларниң хәвәрлирини күттүм. Мана әнди болса, Брест қорғинини һимайә қилишқа йәттә қизил әскәр қатнашқан йезиға учришишқа кетип баримән. Биринчиләрдин болуп Абдулваһит Йүсүпов телефон қилди. Мән елан қилған тизимда униң чоң дадисиниң исми бар екән. Машинимиз йезиниң чоң кочисидики өйләрниң биригә келип тохтиди. Мени хуш чирай, чачлири ақарған, оттура яшлардики бир киши күтүвалди. Бу Абдулваһит екән. Иккимиз кона тонушлардәк қучақлишип көрүштуқ. У өйигә тәклип қилди. — Абдулваһит, чоң дадиңиз һәққидә ейтип бәрсиңиз, — дәп илтимас қилдим сөһбәтара. – Маҗит Йүсүпов — дадам Хәмитниң чоң акиси. Әлвәттә, мән уни һечқачан көрмидим, амма кичигимдә у тоғрилиқ көп аңлиған едим, – деди сөһбәтдишим. Шуңлашқа бу әслимиләр ядимда сақлақлиқ. Бовимиз Йүсүпниң алтә балиси болған екән. Маҗит — оғулларниң чоңи. У 1920-жили туғулған. Қийин заманлар болғачқа, кичигидинла колхозда ишләшкә мәҗбур болған. Дәсләпкиләрдин болуп йезидики йәттә жиллиқ мәктәпни тамамлиған. У вақитларда бу чоң утуқ еди. Чоң дадимиз алий билим елишни арман қилған екән. Амма 1940-жили Қизил Армия сепигә чақиртилиду. Һәрбий сәпкә атлиништин сәл илгири Қуранбүви исимлиқ қизға өйлиниду. У һәрбий хизмитини дәсләп Жирақ Шәриқтә – Благовещенск шәһиридә башлайду. Униң дәсләпки хәтлири мошу йәрдин кәлгән екән. Хәтлиридә шу өлкиниң әҗайип тәбиити, Япония билән урушниң башлиниши тоғрилиқ язған. 1941-жили апрельда Маҗит чоң дадам хизмәт қиливатқан қисим СССРниң ғәрбий чегарисиға – Брест шәһиригә йөткилиду. Бу йәрдин кәлгән хәтлиридә қандақту ховупларни сезишкә болиду. Ахирқи хетини 19-июньда язған екән. У хети уруш башланғандин кейин кәлгән. 22-июньдин кейин Маҗит чоң дадамдин хәвәр болмиди. 1941-жили октябрьдә униң из-тизсиз йоқап кәткәнлиги тоғрилиқ хәвәр болмиди. Бовам билән момам, барлиқ қериндашлиримиз ахириғичә униң һаят екәнлигигә үмүт қилған еди. Шу қийин жилларда фронтта вапат болғанларниң аилилиригә айрим имтиязлар болидиған. Амма чоң дадамизниң аяли бу имтиязлардин пайдилиналмиди. Сәвәви, йолдишиниң вапати тоғрилиқ әмәс, пәқәт из-тизсиз йоқап кәткәнлиги тоғрилиқ бир парчә қәғәз бар еди. Чоң дадамнин қизи кичик вақтида вапат болуп кетиду. Аялиму яшла дуниядин өтти. Дадам Хәмит Йүсүпов узун жиллар давамида Мудапиә министрлигигә бирнәччә қетим хәт язди. Амма «из-тизсиз йоқап кәткән...» дегән җавапла келип турған, халас. Пәқәт мошуниңдин бирнәччә жил илгирила униң Брестта вапат болғанлиғи тоғрилиқ билдуқ. Мениң дадамму урушқа қатнашқан. Амма бу һәққидә кейин, алайтән тохтилармиз. Пешқәдәм устаз билән учришиш — Исмайилҗан, мән сизни әҗайип бир инсан билән тонуштурай. У – пешқәдәм устаз, йезимизниң «қамуси» Руқийәм Аблапова. Униң дадиси Брест һимайичилириниң қатарида болған, — деди Абдулваһит. Мән у аял билән сирттин тонуш. Мақаләм гезитқа чиққандин кейин маңа телефон қилған. Униң ишәшлик вә җараңлиқ авази ядимда. Машинимиз идитлиқ селинған өйниң алдиға келип тохтиди. Һойлиға кирдуқ. Һойла ичи сәрәмҗан. Бизни чуғи кичик, һәрикәтчан аял күтүвалди. Бизниң салимимизға өзигә хас җараңлиқ авази билән җавап бәрди. Авазини тонудим. Бу Руқийәм Зихрулламқизи еди. «Өйгә кириңлар», дәп тәклип қилди бизни. Шәхсән өзәм мәктәптә ишлигәчкә, бу аялниң һәқиқәтән муәллим болғанлиғини бирдинла чүшәндим. — Есиңиздә болса, иккимиз «Уйғур авазиға» мақаләм чиққандин кейин телефонда сөзләшкән едуқ. — Әлвәттә, есимдә. Брестта қаза болғанлар тоғрилиқ мақалиңизни мән һөҗҗәтлирим арисида сақлаватимән, — дәп җавап бәрди у. Руқийәм Зихрулламқизи мени аилиси билән тонуштурди. Йолдиши — Басит Худайбәрдиев тарих пәниниң муәллими екән. Узун жиллар давамида йезидики мәктәптә мудир болуп ишләпту. Алтә балиси бар екән. Кәнҗиси билән туруветипту. Наһайити инақ вә бәхитлик аилә екәнлиги көрүнүп туриду. Биз үстәлгә келип олтардуқ. Едәндә көрпиләр селинған. — Мениң немә үчүн кәлгәнлигимни билсиңиз керәк? Дадиңиз һәққидә ейтип бәрсиңиз?. — Мән сизни көптин бери күткән. Кона сүрәтләрни тәйярлапму қойдум. Дадам есимдә йоқ, амма, билгинимни ейтип берәй. Руқийәм һәдә маңа 80 жил илгири чүширилгән сүрәтләрни сунди. Уларни авайлап қолумға алдим. Сүрәтләр сарғийип кетипту. Биринчиси, чирайлиқ, погонлири йоқ қизил әскәр кийимидики яш жигитниң фотоси еди. Үстәлдә олтирип чүшүпту. У киши келишкән жигит болупла қалмай, шундақла җисманий күчлүклүгиму сезилип туратти. — Бу мениң дадам Зихруллам, — деди Руқийәм һәдә аста авазда. — Қалған сүрәтләрдә дадам жутдашлири Садир Сопиниязов вә Барат Искәндәров билән чүшкән екән. Бу сүрәтләр уруш алдида, Брестта чүширилгән. Уларниң һәммиси қаза болди. Бу сүрәтләрни мән сақлап келиватимән. Дадамдин қалған ялғуз хатириләр. Мениңдин кейин балилирим сақлайду. Мән сүрәтләрни узақ, диққәт билән йәнә бир қетим қарап чиқтим. Сүрәтләрдә бизниң йеқин өтмүшимиз намайән еди. — Дадиңиз һәққидә ейтип бәрсиңиз? — дәп йәнә илтимас қилдим. — Дадам Зихруллам Аблапов 1912-жили мошу жутта дунияға кәлгән екән. Бизниң әҗдатлиримиз төмүрчи болған. Шуңлашқиму дадам җисманий җәһәттин күчлүк бопту. Бала вақтида у дадисиға төмүрчиликтә ярдәм берәттекән. Заман өзгәргәндә, 1933-жили механизаторларни тәйярлайдиған курсни тамамлайду. Наһийәмиздики дәсләпки трактористларниң бири болған екән. Көргән-билгәнләр дадамни чирайлиқ, келишкән, хушчақчақ киши болған дейишиду. Достлириму көп бопту. 1933-жили у Патәм исимлиқ қизға өйләнгән. 1934-жили акам Әхтәм, икки жилдин кейин мән туғулдум. Дадам савати бар адәм еди, қазақ вә рус тиллирини биләттекән. 1940-жилниң башлирида З.Аблапов Қизил Армия сепигә чақиртилиду. Дәсләп һәрбий тәйярлиқтин өткәндин кейин кеңәш-фин урушиға қатнишиду. Бу уруштин кейин һәрбий хизмитини Белоруссияниң Витебск шәһиридә давамлаштуриду. Шу йәрдин Брестқа йөткилиду. Зихруллам һәрбий хизмитини тамамлап, өйигә қайтиш алдида уруш башлинип кетиду. — 1941-жили биз дадамниң из-тизсиз йоқап кәткәнлиги тоғрилиқ қәғәз алдуқ, — дәп давамлаштурди сөзини Руқийәм һәдә. — Дәсләптә апам үмүтини үзмиди. Жиллар өтүвәрди, бирақ һечбир хәвәр болмиди. Биз бирнәччә қетим жуқури орунларға хәт яздуқ. Амма җавап бирла болди. — Бу жилларда қандақ һаят кәчүрдиңлар? — Апам жигирмә бәш йешиду тул қалди. Бирақ қолида рәсмий қәғәз йоқ еди. У жилларда һөкүмәт органлири әрлири из-тизсиз йоқап кәткән аилиләргә гуман билән қаратти. Айримлири, һәтта уларни “сатқун” дәпму һесаплатти. Уруш жиллири апам тамака бригадисида ишлиди. Йерим ач, йерим тоқ болуп жүрүп, шу қийин заманларни баштин өткүздуқ. Апам рәмити дадам тоғрилиқ дайим сөзләп беридиған. Шуңлашқа мениң қәлбимдә дадам чөчәкләрдики қәһриманлар сүпитидә сақлинип қалди. Акам иккимиз оттура мәктәпни тамамлидуқ. Әхтәм акам узун жиллар давамида совхозда әмгәк қилди. Илғарлар қатаридин чүшмиди. 1996-жили еғир ағриқтин, бари-йоқи 60 йешида дуниядин өтти. Балилири, нәврә-чәврилири бар. Мән болсам, 1961-жили Ташкәнт шәһиридики педагогика техникумини тамамлап, мәктәптә ишлидим. Басит Худайбәрдиевқа турмушқа чиқтим. Алтә балимиз бар. Уларниң үчи бизниң йолумизни бесип, устаз болуп ишләватиду. — Руқийәм һәдә, дадиңизниң Брест қорғинини һимайә қилип вапат болғинини қандақ билдиңиз? — Дадам тоғрилиқ бир хәвәр болидиғиниға дайим ишәнчим болди. У 2012-жили 23-февраль күни тәсадипи йүз бәрди. Шу күни «Огни Алатау» гезитини елип, тарих пәнлириниң доктори, профессор Л.Ахметованиң (у аялға миннәтдарлиғим чәксиз) Брест һимайичилири тоғрилиқ мақалисини оқуп чиқтим. Шу йәрдә дадамниң фамилиясини таптим. Алфавит бойичә тизимда биринчи турупту. Мән буни күткән едим. Әпсус, апам билән акам бу хәвәрни билмәй дуниядин өтти. Брест һимайичилири арисида дадамни қошуп һесаплиғанда йәттә байсейитлиқниң фамилиясини таптим. Улар Садир Сопиниязов, Шалқар Керимов, Мира Һәмраев, Үзәрҗан Юлчиев, Маҗит Йүсүпов, Һезим Иминов. — Уларниң бала-чақилири барму? Тәғдири қандақ болди? — Уларниң тәғдирлири һәрхил. Садир Сопиниязов дадамниң йеқин ағиниси еди. Байсейитта биллә өскән, мәктәптә биллә оқуған, колхозда биллә ишлигән. Брестта иккиси биллә вапат болди. Иккисиниң уруш алдида чүшкән сүрити сақлақлиқ. Уни мән сизгә бая көрсәттим. Садир акиниң Савут дегән оғли болған. У вапат болуп кәтти. Униң бәш оғли, Җамал, Камал, Муһит, Нуридин, Абдурешит вә Бүвинур исимлиқ бир қизи қалди. Улар билән яхши арилишип туримиз. Шалқар Керимов бизниң жутқа 1937-жили көчүп кәлгән. Уларни Балхаштин көчиривәткән екән. Шалқар ағаниң аниси яхши есимдә. У аял та өлүп кәткичә балисини күтти. Бу аялни байсейитлиқлар яхши көрәтти, қериндаштәк болуп кәткән. Мира Һәмраевниң бир оғли болидиған, кичигимиздә биллә өскән. Улар Байсейиттин көчүп кәтти. Үзәрҗан Юлчиев аилә қуруп үлгәрмиди. Балилири йоқ. Модәнгүл вә Турахан дегән қериндашлири болидиған. Һезим Иминов, жут чоңлириниң ейтишичә, муәллим болған екән. Теги-тәктини Уйғур наһийәсидин дәп ойлаймән. Балилири болмиған. Мошу йәрдә Руқийәм һәдә иккимизни сөһбити аяқлашти. Меһмандост һәдимиз бизни қоюп бәрмәй дәстиханға тәклип қилди. Тонур нени билән әткәнчай ичтуқ. — Йеза мәркизидә Улуқ Вәтән урушида вапат болған байсейитлиқ қәһриманларға ядикарлиқ орнитилипту. Вақтиңиз болса, шу йәргә берип кәлсәк, — дедим Руқийәм һәдигә. — Әлвәттә, барайли, — дәп келишти һәдимиз. Машина йәнә уйғур жутиниң таза кочилирида аста қозғалди. Ядикарлиқ алдиға кәлдуқ. Чирайлиқ ядикарлиқ екән. Гүлдәстиләрни қоюп, уларни әскә алдуқ. — Байсейиттин урушқа қанчә адәм кәткән екән? — соридим һәдимиздин. — Жутумиздин 113 адәм урушқа кәткән. Уларниң 56си жутиға қайтип кәлмиди, — еғир тинди һәдимиз. Мана хошлишиш пәйтиму кәлди. Пешқәдәм устаз, өмүрбойи атисини издигән бу аял қисқа вақит ичидә мениң йеқин адимимгә айланди. Хошлишиветип Руқийәм һәдә пешанәмдин сөйүп, дуасини бәрди. Өзи хиял сүргән пети дадисиниң исми йезилған ядикарлиқ алдида қалди... Дахау концлагерида зәрдап чәккән Брест һимайичиси Йеңи тонушум Абдулваһит Йүсүпов иккимиз Малик Махпизовниң өйигә қәдәм тәшрип қилдуқ. Бу өйдә Брест қорғининиң йәнә бир һимайичиси Махпиз Муратовниң (Сәдвақасов) әвлади Малик ака туридекән. Абдулваһит мени Малик акиға вә униң аяли Мерхан һәдигә тонуштурди. Малик ака 1937-жили туғулған екән. Бешидин хелә иссиқ-соғни өткүзгәнлиги билинип туриду. Өзлири хушчирай инсанлардин болсиму, көзлиридә қандақту-бир муңни байқидим. — Исмайилҗан, мән сизни йәнә устазлар аилисигә елип кәлдим. Малик ака бизниң Исмайил Тайиров намидики мәктәптә тарихтин дәрис бәргән, илмий мудирму болған. Мерхан һәдиму мәктәптә мудири хизмитини атқурған, — деди Абдулваһит. — Силәр билән тонушқинимға наһайити хурсәнмән. Өзәңларниң дадаңлар тоғрилиқ ейтип бәрсәңләр? Мөтивәр алдиримай өз һекайисини башлиди. Бәзидә унтуп қалған җайларни Мерхан һәдә толуқтуруп турди. — Мениң дадам – Мәхпиз Муратов, 1916-жили Байсейитта дунияға кәлгән. Көп өтмәйла гражданлар уруши башланди. 1918-жили болса, “Ату” паҗиәси йүз бәрди. Шу жиллири нурғунлиған байсейитлиқлар Ғулҗа тәрәпкә көчүп кетишкә мәҗбур болушти. Бизниң аилимиз мошу йәрдә қалған. Дадам йәттә жиллиқ мәктәпни тамамлап колхозда ишлигән. 1936-жили аилә қуриду. 1939-жили һәрбий сәпкә чақиртилиду. 1940-жили болса, дәсләпки һәрбий тәйярлиқтин өткәндин кейин фин урушиға әвәтилиду. Дадам хәтлиридә әйнә шу урушта аман қалғанлиғини, әнди Брестта хизмитини давамлаштуридиғанлиғини язған. У шиддәтлик җәңләргә қатнишиду. Дадам шу җәңләрдә аман қелип, Смоленскқа чекингәнләр қатарида болған екән. Бу йәрдиму җәңләргә қатнишиду. Шуларниң биридә уларниң қисми қоршавда қалғанда әсиргә чүшүп қалиду. Бу вақиәниң тәпсилати маңа намәлум. Мүмкин яридар болуп қалғанду? 1941-жили күздә бизгә дадамниң из-тизсиз йоқап кәткәнлиги тоғрилиқ хәвәр кәлди. — Униң Дахау концлагерида зәрдап чәккәнлигини қәйәрдин билдиңиз? — Уруш түгигәндин кейин дадамни көп издидуқ. Язмиған йәрлиримиз қалмиди. Кейинирәк бизгә М.Муратовниң Дахау концлагерида вапат болғанлиғи тоғрилиқ хәвәр алдуқ. Мошу лагерьда фашистлар әсиргә чүшкәнләр үстидин медицинилиқ тәҗрибиләрни жүргүзгән. Бу һәқтә ейтишниң өзи қорқунучлуқ. Мәлум болушичә, Гиммлерниң өзи мошу тәҗрибиләрни назарәт қилип турған екән. Дахаудики әсирләрни 1945-жили 26-апрель күни америкилиқлар азат қилиду. Өлгәнләрниң тизимида дадимизниң исми бар. — Немишкә дадиңизниң икки фамилияси болған? — Һөҗҗәтләрдә айрим чүшәнмәсликләр болған. Униң бир һөҗҗәтлиридә дадиси Муратниң, йәнә биридә бовиси Сәдвақасниң намлири көрситилипту. Мошуниң һәммиси бизниң издәшлиримизни қийинлаштурди. Махпизовлар билән хошлаштуқ. Мөтивәрләр бизни кочиғичә узитип чиқти. Оғлини қучақлиғандәк қучақлап хошлашти... *** Машинимиз қедимий вә чирайлиқ Байсейиттин чиқип кетип бариду. Маңа пәқәт адәмләрла әмәс, буниңдин талай жиллар илгири тикилгән терәкләр техичила жутдашлирини уруштин күтүватқандәк билинди шу пәйттә. Исмайилҗан ИМИНОВ.

261 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы