• Әнҗуман
  • 06 Мамыр, 2019

Уйғуршунаслиқ мәркизидики қош сәнә

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Қазақстанда уйғуршунаслиқниң пән сүпитидә тәрәққий қилиши, бу йәрдә уйғуршунаслиқ мәсилисиниң пәйда болуши һәммидин авал мәшһур алим, уйғур хәлқиниң бүйүк пәрзәнди, мәрһум Ғоҗәхмәт Сәдвақасов нами билән бағлиқ екәнлиги мәлум. 40 жилдәк вақит Ғоҗәхмәт ака мошу саһада мәхсәтчанлиқ вә чоң тиришчанлиқ билән ишлиди. У рәһбәрлик қилған сектор, кейинирәк Уйғуршунаслиқ бөлүмигә, андин Уйғуршунаслиқ институтиға айланди. Униңдиму Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң чоң хизмити бар. Алимниң илимға беғишланған һаятидин адәмниң алдиға қойған мәхситини орунлаш йолидики турақлиқ, вижданлиқ әмгәкниң үлгисини көрүшкә болиду. Әң алди билән у хәлиқ алдидики җавапкәрлигини сәзди. Техи тәтқиқ қилинип, пән дәриҗисигә көтирилмигән уйғур тили мәсилилирини илмий йолға қоюш, уни түркий тилларниң ортақ муәммалири билән бағлаштуруш, мәктәпләргә беғишланған дәрисликләрни йезиш, умумән уйғуршунаслиқ һулини мустәһкәмләш охшаш ишларни у җиддий елип барди. Өткән әсирниң 80-жилларниң бешида арилиқта мәлум сәвәпләргә бола йепилип қалған КазПИ уйғур тили вә әдәбияти факультетини қайтидин ечиш ишиғиму паал арилашти, уйғур тили вә әдәбияти кафедрисиниң хадимлирини таллавелишқа, дәсләпки қобул қилиш емтиһанини өткүзүшкә ярдәмләшти. Яшларни мәктәпләргила әмәс, илмий паалийәт үчүнму тәйярлиди. Бөлүм ечилғандин тартип та вапатиғичә шу йәрдә дәрис бәрди, профессорлиқ атақниму КазПИда алди. Буниң һәммиси ейтишқа асан болғини билән, узақ вақитлиқ чидамлиқни, ғәйрәтлик әмгәкни керәк қилидиған ишлар. Әгәр алим һаят болғинида бу күнләрдә 90 яшниң үзини көргән болар еди. Өткән җүмә күни Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Алмута шәһәрлик шөбиси билән Алимлар кеңиши һәмкарлиқта академик, филология пәнлириниң доктори, профессор Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң туғулғининиң 90 вә Қазақстан уйғуршунаслиғиниң 70 жиллиғиға беғишланған «Қазақстан вә Мәркизий Азиядики уйғуршунаслиқ: муһим мәсилилири вә бүгүнки утуқлири» мавзусида хәлиқара илмий әнҗуман болуп өтти. Униңға илим-пән әһли билән биллә иҗадий зиялилар вәкиллири, шундақла Өзбәкстандин кәлгән меһманлар қатнашти. Әнҗуманни Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң мудири, филология пәнлириниң доктори, профессор Әбсаттар Дербисәли киришмә сөз билән ечип, уйғур зиялилириниң қатнишиши билән өткүзүлүватқан бу чарә-тәдбирниң мәхсәт-вәзипилирини чүшәндүрди. Андин натиқ уйғуршунаслиқ пәниниң тәрәққиятиға зор төһпә қошқан академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң илмий паалийитигә әтраплиқ тохтилип өтти. Пленарлиқ мәҗлистә сөзгә чиққан Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҚХА Кеңишиниң әзаси, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов өз ойини төвәндикичә йәткүзди: – Шәриқшунаслиқ институти, униң йенида қурулған уйғур сектори, уйғур бөлүми маңа интайин йеқин. Өзәмни бәхитлик дәп һесаплайдиғиним, өз вақтида Қазақстан Пәнләр академиясиниң йенида Уйғуршунаслиқ институти һулиниң қандақ қурулғанлиғиниң гувачисимән вә бу илмий дәргаһ билән ечилған күнидин башлап мунасивәт бағлап келиватимән. Шуңлашқа бу илмий дәргаһ маңа интайин йеқин вә у йәрдә ишләватқан илмий хадимларни мәлум җәһәттин кәсипдашлирим дәп һесаплаймән. Мән қәйәрдә болмай, Шәриқшунаслиқ институти вә униң тәркивидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң тирикчилик нәпәсидин хәвәр елип туримән. Қол йәткүзгән утуқлирини аңлисам, хошал болимән. Аллаға миң қатлиқ шүкри, бу илмий дәргаһ өз паалийитини башлиған күндин етиварән, қатаримизға онлиған пән намзатлири билән пән докторлири қошулди. Бу, әлвәттә, чоң муваппәқийәт. Шуни мәмнунийәт билән тәкитлисәк әрзийдуки, мана мошу Шәриқшунаслиқ институти вә униң йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизидә илмий тәтқиқатлар елип бериватқан алимлиримиз пәқәт Қазақстандила әмәс, бәлки дунияға тонулған түркийшунаслар, уйғуршунаслар болуп йетилди. Техи түнүгүнла дуниядин өткән академик Әбдувәли Қайдаров билән бүгүн силәр билән биз туғулғининиң 90 жиллиғини атап өтүватқан мәһсулдар алим Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң әйнә шу алимлиримизниң пәрвазида, умумән, Қазақстан уйғуршунаслиғиниң йүксилишидә атқурған роли бебаһа. Сөзиниң ахирида Шаһимәрдан Үсәйиноғли Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси вә униңдики ҚХА тәрипидин сайланған депутатларниң иш-паалийитидин һәм йеқин-келәчәктә Қазақстан уйғурлириниң дөләт тили билән тәңла латин графикисиға өтидиғанлиғи вә бу мәсилини муһакимә қилиш җәриянида алимлар тәрипидин латин графикиси асасидики уйғур алфавитиниң йәттә лайиһиси тәйярлинип, көпчилик муһакимисидин кейин униң бири қобул қилинғанлиғи тоғрилиқ, шундақла қазақ тилини латин графикисиға көчириш бойичә тәшкил қилинған дөләт комиссиясиниң тәркивигә икки уйғур алими – профессор Валерий Мәхпиров билән доцент Руслан Арзиевниң киргүзүлгәнлигини қәйт қилғач, конференция иштракчилирини йәнә бир қетим қош сәнә билән тәбриклиди. Шуниңдин кейин ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити, доцент Әбәйдуллам Җаппаров, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, ҖУЭМ тәркивидики Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори, профессор Мәсимҗан Веләмов, ташкәнтлик алим, социология пәнлириниң доктори, профессор Абдуләһәт Қаһһаров, пешқәдәм алим, тарих пәнлириниң намзити Мунир Ерзин, филология пәнлириниң доктори, профессор Валерий Мәхпиров сөзгә чиқип, Қазақстан Уйғуршунаслиғиниң өтмүши, бүгүнки әһвали һәм истиқбалиға вә академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң уйғуршунаслиқ пәниниң тәрәққиятиға қошқан зор төһписигә аит өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Мәҗлис ахирида сөзгә чиққан Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, профессор Рисаләт Кәримова мәзкүр әнҗуманни уюштурушқа көп күч чиқарған ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаровқа вә Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмовқа, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриевқа вә башқиму мәнивий җәһәттин яр-йөләк болған шәхсләргә миннәтдарлиғини изһар қилди. Андин у «Қазақстан Уйғуршунаслиғи: тәрәққият алаһидиликлири» мавзусида доклад оқуди. Шуниңдин кейин алимлар Валерий Мәхпиров, Абләһәт Камалов вә Рисаләт Кәримова йетәкчилигидә әдәбиятшунаслиқ, тилшунаслиқ, тарих, иҗтимаий-ихтисадий саһалар бойичә секцияләр мәҗлислири өткүзүлүп, униңда шәриқшунаслиқ тәрәққиятиниң муһим йөнилишлири, шундақла Мәркизий Азияниң тарихи вә мәдәнийитини үгинишниң йетәкчи йөнилишлири, йеңи усуллири вә муһим мәсилилири, Ғ.Сәдвақасовниң илмий мираси, уйғуршунаслиқ пәниниң муһим мәсилилири вә һазирқи утуқлири, Улуқ Ипәк йолиниң Мәркизий Азия бошлуғидики мәдәнийәтләрниң диалоги кәби йөнилишләр муһакимә қилинип, баһалиқ пикир-тәклипләр ейтилди. Әндики мәхсәт шу ейтилған ой-пикирләрниң келәчәктә өз ипадисини тепишида. Ундақ болмайдекән, ейтилған сөзниң ейтилған йеридә қалидиғанлиғи сөзсиз.

716 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы