• Редакция почтисидин
  • 30 Мамыр, 2019

Жутдашлиримға апирин!

Мәлумки, елимизда Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси асасида, шу җүмлидин «Туған жер” программиси даирисидә нурғунлиған ишлар әмәлгә ашурулмақта. Мақалида ейтилғандәк, һәр жутниң һаллиқ адәмлири туғулуп өскән йериниң тәрәққиятиға өзиниң биркишилик үлүшини қошмақта. Жутдишимиз Кәнҗә Қәмирдинов шундақ инавәтлик шәхсләрниң биридур. Кәнҗә Қәмирдинов киндик қени тамған Кәтмән жути үчүн көплигән яхшилиқларни қилди. У һәр жили дегидәк йезимизға келип, турмуш дәриҗиси төвән аилиләргә, мәктәп оқуғучилириға ярдәм қолини сунуп, ғәмхорлуқ көрситиду. Униң жутумиз үчүн қилған хәйрихаһлиқ ишлири буниң билән чәклинип қалмайду, әлвәттә. У жутумиздики мечитниң әтрапини рәткә кәлтүрүп, сәрәмҗан қилип ясап бәрди. Муқәддәс җайниң әтрапини гүлзарлиққа айландурди. Бүгүнкидәк яхши ай, яхши күнләрдә у өз хираҗитигә мечитимиз алдиға нәзир-чирақ өткүзүш үчүн 120 орунлуқ бенаниң һулини тиклиди. Икки күн уда йеңи имарәттә жут әһлигә иптар берилди. Мошундақ изгү ишларни әмәлгә ашурушта Қәмирдиновлар әвлади бир-биригә маддий вә мәнивий ярдәм көрситип, жутниң алқишиға еришти. Шуни қошумчә тәкитләп өткүм келидуки, мечитқа таһарәт елиш, жуюнуш бөлмисини ясап бәргән Мурат Илалов, Рәшидин Җәлилов исимлиқ жутдашлиримизму соваплиқ иш қилип, көпкә үлгә болди. Хулләс, «жутум» дегән инсанларниң маддий қоллап-қувәтлиши арқилиқ йезимизниң сөлитигә сөләт қошулуп, заманға лайиқ беналар бой көтәрмәктә. Сөз ахирида, мошу изгү ишларни әмәлгә ашурған жутдашлиримизға һәм бу ишларниң бешида болған йезимизниң чоң жигитбеши Нәрмидин Йолдашевқа, шундақла һардим-талдим демәй әмгәк қилған жут турғунлириға сөйүмлүк гезитимиз арқилиқ барчә кәтмәнликләр намидин рәхмәт ейтмақчимән. Шатлиқ СОПӘКОВ. Кәтмән йезиси, Уйғур наһийәси.

134 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы