• Кәспий мәйрәм
  • 30 Мамыр, 2019

Мәдәнийәт хадимлириға һөрмәт

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Талдиқорған шәһиридә Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталовниң қатнишиши билән Мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлириниң күни атап өтүлди. Униңға наһийәләрдин кәлгән мәдәнийәт хадимлири қатнашти. Мәдәнийәт хадимлирини кәспий мәйрими билән тәбриклигән вилайәт рәһбири һәрбир әлниң мәнивий күчи – униң мәдәнийити билән өлчинидиғанлиғини тәкитләп, бүгүнки күндә вилайәттә 600гә йеқин мәдәнийәт өйи вә мирасгаһ, 100гә йеқин «үлгилик» нами бар коллектив вә 1500гә йеқин бәдиий һәвәскарлар өмәклириниң паалийәт елип бериватқанлиғини алаһидә қәйт қилди. Мәдәнийәт саһасиниң бюджети күндин-күнгә өсүп, селиниватқан вә җиддий ремонтлиниватқан мәдәнийәт орунлириму аз әмәс. Уларниң барлиғи «Рухани жаңғыру» программиси асасида әмәлгә ашмақта. Андин Амандық Баталов бир түркүм мәдәнийәт хадимлирини мукапатлиди. Җүмлидин Әмгәкчиқазақ наһийәси Ават йезиси Мәдәнийәт өйиниң мудири Долқунҗан Розахунов (сүрәттә солда) «Илғар мәдәнийәт хадими» дипломи билән тәғдирләнди. Әмгәкчиқазақ наһийәсидә 70 миңдин ошуқ уйғур истиқамәт қилиду. Сәккиз миллий этномәдәнийәт мәркизи бар. Наһийәдә өтидиған барлиқ мәдәний чариләрдә улар өз миллитиниң сәнъити вә мәдәнийитини намайиш қилип кәлмәктә. Уйғур хәлқиниң сәнъитини тонутушта Долқунҗан Һәмраҗаноғлиниң роли интайин чоң. Шуңлашқиму униң «Илғар мәдәнийәт хадими» атилиши тәсадипи әмәс. Биз Долқунҗан Розахуновни бу мукапити билән сәмимий тәбрикләп, келәчәктә буниңдинму чоң утуқларға йетишигә тиләкдашлиқ билдүримиз! Әмгәкчиқазақ наһийәси.

177 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы