• Акция
  • 05 Маусым, 2019

«Нурлы болашақтики» — уйғур уссули

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» 1-июнь — Хәлиқара балиларни һимайә қилиш күни мәйрими Панфилов наһийәсидә җумһурийәтлик «Нурлы болашақ» акцияси даирисидә дағдуғилиқ нишанланди. Яркәнт шәһиридики мәркизий мәйданда өткүзүлгән тәнтәнидә наһийә һакими Темирлан Бектасов балиларни мәйрими билән тәбриклиди. — Балилар — бизниң келәчигимиз. Биз уларниң келәчигиниң парлақ, саламәтлигиниң мустәһкәм болушини тиләймиз. Елимиздә мана шу келәчәк егилири үчүн «Балапан» дөләт программиси даирисидә балилар бағчилири ечилип, паалийәт елип бериватиду. Әнди Панфилов наһийәсидә бу программа толуғи билән әмәлгә ашурулди. Йәни балилирини бағчиға өткүзүш үчүн илгәркидәк айлап, жиллап новәт күтүп туруш йоқ. Яркәнт шәһири билән барлиқ йеза округлирида һөкүмәтлик вә шәхсий тиҗарәтчиләр тәрипидин балилар бағчилири ечилип, униңда яш ғунчилиримизниң мунасип тәрбийилиниши үчүн толуқ имканийәт яритилған. Әнди наһийәдики 49 мәктәптә балилиримиз сүпәтлик билим еливатиду, — деди һаким. Шуниңдин кейин Яркәнт шәһиридики мәктәпләр «Нурлы болашақ» җумһурийәтлик акцияси бойичә һүнәрлирини намайиш қилди. Тәкитләш керәкки, акцияниң мәхсити көпмилләтлик елимиздики хәлиқләрниң сәнъитини, урпи-адәт, миллий оюнлирини намайиш қилиштин ибарәт болғанлиқтин, бу күни наһийәдә истиқамәт қиливатқан 40тин ошуқ милләтниң нахша-уссул вә миллий оюнлири сәһниләштүрүлгән қоюлумлар вә флешмоблар намайиш қилинди. Бу күни Қазақстан маарипиниң әлачиси Ғалымжан Рысбаев башлап маңған Әмгәкчи оттура мәктивиниң муәллимлири билән оқуғучилири уйғур миллий нахша-уссуллирини намайиш қилди. Болупму бир мәзгилдә 200 оқуғучи уйғурниң «Әссалам», «Уйғур исми» вәә «Уйғур дегән мошундақ» нахшилириға сәһниләштүрүлгән топлуқ уссуллирини жуқури маһарәт билән орунлиди. Мошу йәрдә Яркәнт шәһиридики Луначарский, Алтынсарин, Җамбул, 6-мәктәп, Ч.Вәлиханов, Крупская намидики оттура мәктәплири билән таза уйғур тилидики Б.Назим вә Х.Һәмраев намидики мәктәплири оқуғучилириниңму жуқури дәриҗидә һүнәр көрсәткәнлигини алаһидә тәкитләп өткүмиз келиду. Балилар бу күни шундақла спорт оюнлири билән асфальтқа рәсим сизиш бойичиму байқашларға қатнишиш пурситигә егә болди. Панфилов наһийәси.

306 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы