• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 26 Маусым, 2019

Тойға барсаң, тоюп бар...

Хәлқимиз меһмандостлуғи, есил таам мәдәнийити, мәрт-сехилиғи вә гөзәл әхлақ-пәзилити билән дунияға мәшһур. Адәттә, уйғурлар өйигә қәдәм тәшрип қилған меһманниң көңлини елишни бәхит һесаплап, дәстиханға өйдә немә болса, шуни айимай төкүп, алаһидә һөрмитини билдүриду. Немәтләр тизилған, таамлар қоюлған дәстиханға қол созуватқан меһманниң чеһридә иллиқ тәбәссүмни, разимәнлик яки һөзүрлиниш аламәтлирини көргәндә, саһипханниң көңли чәксиз шатлиққа толиду. Мошуниң һәммиси әнъәнивий адитимизгә, турмуш қаидимизгә сиңип кәткән. Шу сәвәптин әзәлдинла меһмандарчилиқ биздә есил бир мәдәнийәт болуп шәкилләнгән. Әпсус бүгүнки тәрәққиятқа әгишип, кейинки вақитларда айрим адәмләр меһмандарчилиқ қаидилири билән һесаплашмай, балилириниму әгәштүрүп берип, ортақ меһман болушни адәткә айландурмақта. Улар меһмандарчилиқ җәриянида болушичә йәп-ичип, қалаймиқан сөз-һәрикәтләрдә болуп, балиларниң сәбий қәлбигә сәлбий тәсирини йәткүзмәктә. Йәни җәмийитимиздә хотун-қизлар билән ушшақ балиларниң алдида тетиқсиз, мәнисиз гәпләрни, сорундикиләрниң кәйпини учуридиған орунсиз чақчақларни қилидиған, саһипханға қолайсиз тәләпләрни қоюп, хиҗаләтчиликтә қалдуридиған, дәстихан бешини ғевәт соруниға айландурувалидиған адәмләрниңму барлиғи ечинарлиқ. Һазирқи турмуш сәвийәмиз өскән шараитта, меһмандарчилиғимизниң түри көпийип кәтти. Мундақ әһвалда, меһмандарчилиқниң роһиға, йөнилишигә қарап, муамилә қилишимиз толиму зөрүр. Әгәр дәстихан әтрапини кичиклитилгән бир җәмийәткә қияс қилсақ, у йәрдә хилму-хил адәмләрни учритишқа болиду. Уларниң тәрбийиси, мүҗәз-хулқи чоқум бир-биридин пәриқлиниду. Әхлақ сапаси начар кишиләр сорун, вақит таллимай қилидиған параңлири, һаясиз қилиқлири билән балиларға начар илләтләрни жуқтуруп қойиду. Шуңлашқиму «Тойға барсаң, тоюп бар, бәш балаңни қоюп бар» дегән әнъәнивий шиаримизға пәқәт тойдила әмәс, башқа меһмандарчилиқлардиму әмәл қилишимиз керәк.

224 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы