• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 18 Шілде, 2019

Билип қойғанниң зийини йоқ

Хәлқимиздә йеңи туғутлуқ аял бар өйниң ишик бешиға қизил лата бағлап қоюш адити бар. Бу «ят кишиләрниң кириши мәнъий қилиниду» дегән мәнани билдүриду. Адәттә йеңи туғутлуқ аялни он икки күндин кейин, йәни идәдин чиққандин кейин йоқлайду. Адәмләр оттурисида гәп тошуш уйғурларда толиму яман адәт болуп һесаплиниду. Ундақлар «сухәнчи», «тәхсичи» дәп әйиплиниду. Әтигәндә вә ятар пәйттә чүш өрүшкә болмайду. Мундақ чағда өрүлгән чүш оңиға тартмайду дәп һесаплиниду. Әтигәндә жиғлашқа вә қайғу, қорқунуч мәнасидики сөзләрни қилишқа болмайду. Мундақ һәрикәт бирәр келишмәсликни елип келиду дәп һесаплиниду. Мусулманларда путни қиблигә сунуп йетиш яман адәт дәп қарилиду. Чач-сақал, бурут, тирнақни вә әврәт, қолтуқ мойини зиядә өстүрүветишкә һәргиз болмайду. Намаз оқулуватқан пәйттә вараң-чуруң қилишқа, әрзан товлиғанда параң селишқа болмайду. Намаз оқулуватқан чағда сәпниң алдидин тоғра өтүшкә болмайду. Қәбирстанлиққа қалаймиқан кириш мәнъий қилиниду. Намаз оқулидиған өйгә, болупму униң қиблә темиға адәм сүритини есишқа болмайду. Зина қилиш, кишигә қара санаш, киши һәққини йейиш қатарлиқ ишларға пүткүл җәмийәт тәрипидин ләнәт-нәпрәт оқулиду.

151 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы