• Йеңилиқлар
  • 18 Шілде, 2019

Арыслиқ балилар биздә меһманда

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Ысқақ башлиған бир топ делегация Алмута шәһириниң «Алматы-1» вокзалида арыслиқ 138 нәпәр оғул-қизни тәнтәнилик рәвиштә күтүвалди. Балилар 20 күн Или Алитағ миллий паркиниң Әмгәкчиқазақ наһийәсигә җайлашқан «Тау-Жанашар» лагерида дәм алидиған болиду. «Артек» системиси бойичә ишләйдиған ушбу дәм елиш җайида арыслиқ балиларниң һәрбир күнини қизиқарлиқ өткүзүш үчүн мәхсус программа түзүлгән. Җүмлидин, уларниң Алмута шәһирини зиярәт қилишиму қараштурулмақта. Шундақла, лагерьда һәрхил спорт мусабиқилири уюштурулуп, хореографиялиқ вә психологиялиқ кружоклар иш елип баридиған болиду. Жигирмә күнлүк дәм елиш программисиға киргүзүлгән «Дублер күни»,  «Иҗадий фестиваль», «Рекордлар күни» вә башқиму конкурсларниң балиларни зериктүрмәйдиғанлиғи сөзсиз. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

428 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы