• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Шілде, 2019

Һоң қоғуни

Уйғур деханлириниң қоғунлири һазир хәлиқара базарларда “Хамигүл” (Қумул қоғуни) дегән нам билән мәшһүр. Бу қоғун әмәлиятта Идиқут бағридики Пичан наһийәсиниң гөзәл мәһәллириниң бири – «Һоң» дегән җайда өстүрүлидиған алаһидә сортлуқ “Һоң қоғуниниң” вариси болуп һесаплиниду. Дәрвақә, Һоң – қедимдин тартип қоғун өстүрүлүп кәлгән җай. Бу жутниң йери қарачилан топилиқ болуп, у мәлум дәрижидә нәм тартип туридиған алаһидиликкә егә. Һоң хәлқи қедимдин тартип мошу әвзәл топа шараитидин үнүмлүк пайдилинип, нәм йәрниң үстигә өрләп чиққан шорни елип ташлап, қоғун терип кәлгән. Бу җайниң башқа зиминлардин алаһидилиги шуниңдин ибарәтки, қоғун чөнәк тартилмай терилиду һәм суғирилмайду. Чүнки йәрниң әслидики нәми қоғун пәләклириниң өсүшигә йетәрлик шараит һазирлап бериду. Пәқәт қоғун пәләк тартишқа башлиғандила униң түвигә явабуя, бедә, янтақ яки мувапиқ миқдарда йәрлик оғут (асасән қойниң қумилиғи вә қуш маяқлири) көмүлиду. Шуңлашқиму Һоңниң қоғуни бәкму шерин, татлиқ, көрүнүши киши зоқланғидәк чирайлиқ болуши билән биллә гөши қелин, шапиғи непиз, йейишлик келиду. У шундақла униң түри көп һәм сақлашқа чидамлиқтур. Тәжрибилик қоғунчиларниң пикричә, әгәр қоғунниң уруғи тумшуқ тәрипидин елинса, қоғунниң әсли сорти бузулуп, шалғутлишип кетидекән. Уруқ сапақ түвидин елинса, қоғун ушшақ чүшидекән. Шуниң үчүн маһир деханлар уруқ таллиғанда қоғунниң тумшуғи вә шапиғи тәрипидикилирини чүшириветип, оттуридики уруқларнила қалдуридекән. Андин бу уруқ қелипи билән биллә шапаққа илинип, өз пети қурутулидекән. Мәлум температурида вә мәхсус технология асасида қурутулған уруқни йүз жилғичә сақлисиму бузулмайдекән. Һоңда узундин буян терилип кәлгән йәрлик қоғун түрлириниң нами төвәндикичә: Көкчи қоғун (буниң «Қара көкчи», «Ақ көкчи», «Һөр көкчи», «Айсихан көкчи», «Сериқ көкчи» дегән түрлири бар), Бишәкширин (әсли буниң «Узун бишәкширин», «Қара бишәкширин», «Сериқ бешәкширин» дегән түрлири бар), Миҗиған (буниң «Қарақаш миҗиған», «Сериқ миҗиған» дегән түрлири бар), Ала қоғун (буниң «Сериқ ала», «Көк ала», «Ақ ала» дегән түрлири бар), Бәгзадә, Постипияз, Нашекәр, Ақнават, Шекәрсүйи, Бесивалди, Хаманчи вә Ойниғуч (чилгә) қатарлиқлар.

216 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы