- «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
- 08 Тамыз, 2019
Дәймән
Һəр күн күткəн таңларни
Хушвақ атсекəн дəймəн.
Күнму очуқ асманда
Нурин чачсекəн дəймəн.
Əлниң көңли теч болуп,
Аман болсекəн дəймəн.
Деханларниң əҗридин
Хаман толсекəн дəймəн.
Йолға чиққан йолувчи
Аман йəтсекəн дəймəн.
Бала-қаза айлинип,
Жирақ кəтсекəн дəймəн.
Ағрип ятқан бемарлар
Туруп кəтсекəн дəймəн.
Яшанғанлар яшлири
Йүзгə йəтсекəн дəймəн.
Қериндашлар өм болуп,
Биллə жүрсекəн дəймəн.
Тойлирида ечилип,
Ойнап-күлсекəн дəймəн.
Бир-биригə ашиқлар
Көйүп-өчсекəн дəймəн.
Та əбəткə қол тутуп,
Биллə өтсекəн дəймəн.
Бағлардики мевилəр
Чечəк атсекəн дəймəн.
Ишəнгəн тағда кейик
Қачмай ятсекəн дəймəн.
Келəчиги хəлиқниң
Парлақ болсекəн дəймəн.
Муңға толған нахшилар
Яңрақ болсекəн дəймəн.
Арман қилған мəнзилгə
Чоқум йəтсекəн дəймəн.
Шу мəнзилниң ғемини
Һəммə йесекəн дəймəн.
Заманимиз теч болуп,
Көңлүмизму хатирҗəм.
Чоң кочида жуғи-җəм
Тойлар болсикəн дəймəн.
Һасил АБДРИМОВ.
Уйғур наһийәси.

89 рет
көрсетілді0
пікір
Алдыңғы мақала
Омақ қизчақлар
Келесі мақала
Мәғлубийәттин пурсәт издәң
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *