• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 08 Тамыз, 2019

Мәғлубийәттин пурсәт издәң

Әтрапимиздики адәмләрниң ләвзидин «хәп, мундақ қилсам боптекән», «мундақ қилсам техиму яхши болаттекән» дегән гәпләрни пат-пат аңлап туримиз. Җәмийәттә мәғлуп болуш, зиян тартиш яки зәрдап чекиштин һечқайсимиз истисна әмәс. Көпчилигимиз мувәппәқийәт қазанғанларниң тәҗрибилирини аңлашқа, уларниң мувәппәқийәт қазиниш йолидики басқан қәдимини, қәлбимизни һаяҗанға селип, ирадимизни күчәйтидиған, белимизни мәккәм бағлашқа йетәкләйдиған иш-излирини билишкә қизиқимиз. Лекин мәғлуп болғанларниң яки зиян тартқанларниң кәчүрмишлирини тиңшашни халимаймиз. Йәни уларниң мәғлубийитини аңлашни вақит исрапчилиғи дәп чүшинимиз. Амма әмәлиятта мәғлубийәткә учриғанлар һаятиниңму биз үчүн чоң савақ, мувәппәқийәткә дәвәт қилидиған бир пурсәт екәнлиги һәққидә унтимаслиғимиз лазим. Буниңға һәрхил саһаларда утуқ қазинип, исимлири аләмгә мәшһур болған көплигән адәмләрниң һаят йоли испат болалайду. Мошу йәрдә шуни ишәшлик ейтишқа болидуки, һаятта мәғлубийәткә учраш анчила қорқунучлуқ иш әмәс. Гәп бизниң униңға қандақ муамилә қилишимизда, йүзлинишимиздә һәм униңдин пурсәт тепишимизда, халас. Биз бирәр ишни башлиғинимизда, әгәр мәғлуп болуш еһтимали 99 пайиз, ғәлибә қилиш еһтимали 1 пайиз болса, әйнә шу 1 пайиздин үнүмлүк пайдилинишни билгинимиз әвзәл. Мошуниң өзи бизниң ғалибийитимизгә зәмин яритиши еһтималдин жирақ әмәс. Мундақ пәйтләрдә өзимизгә ишәшлик болуп, еғирчилиқ-синақлардин қорқмай, уларға бәрдашлиқ беришимиз, илгәрки мәғлубийәтлиримиздин тоғра йәкүн чиқирип, һәрикәт қилишимиз әқилгә мувапиқтур.

165 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы