• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 08 Тамыз, 2019

Хаман нахшиси

Хаман тепиш – дехан әмгигиниң әң җиддий һәм үмүтлүк мәзгили болғачқа, етиз мәрданилири хаманниң мол һосуллуқ болушини тиләп, һәрхил иримларға әмәл қилип кәлгән. Хәлқимизниң хаманға уруқ салғанда ейтидиған нахшилири әйнә шулар җүмлисидиндур. Уларни һәммә деханларла әмәс, пәқәт уларниң айримлирила ейталиған. Йәни мундақ талант егилири алаһидә тәклип яки өз ихтияри билән хаманларни арилап, «Хаман нахшисини» ейтишни әнъәнигә айландурған. Мәзкүр адәт асасән Или тәвәсиниң Алтишәр өлкисидә кәң қанат яйған. Уйғурларда бу нахша «Лай-лай» дәпму аталған. «Лай-лайчилар» адәттә оң долисиға арини артивелип, бир қоли билән сол қулиғини тутуп, пүткүл мәһәллигә аңланғидәк қаттиқ авазда нахшини чаң кәлтүрүп, хаманға қатқан ат-улақлири билән омини айлинип чиқатти. Нахшиниң ритми ат-улақларниң меңишиға маслашқан болуп, сүрлүк һәм җошқун аһаңи аңлиғучиларниң қәлбини тәвритиветәтти. Мәтинидә болса деханларниң пишқан ашлиқни тезирәк вә исрапсиз жиғивелиш арзуси, мол һосул елиш үмүти, терилғу һәм ома улақлириниң деханлар һаятидики роли, җапалиқ әмгәкниң һалавити һәққидә баян қилиниду: Лай-лай Дәссәңлар, янчиңлар, җаниварлирим, Мәйдә болсун. Данни айрип чәшләңлар, җаниварлирим, Хаман толсун. Нәқират(тәкрар): Лай-лай-лай... Дәссәңларәй-янчиңлар, җаниварлирим, Хаман толсун. Лай-лай-лай. Уйғурлар арисидики «Лай-лай» дәп атилидиған «Хаман нахшилириниң» мәтини һәммә җайда бирдәк муқум боливәрмәйду, амма аһаңи бир-биридин анчила пәриқлинип кәтмәйду.

250 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы