• Йеңилиқлар
  • 05 Қазан, 2012

Пулиңизға қарап пенсиягә чиқисиз

Өткән һәптидә Алмута шәһәрлик Ички сәясәт башқармисиниң уюштуруши билән Алмута шәһәрлик Иш билән тәминләш вә иҗтимаий һимайә қилиш башқармиси, Алмута шәһәрлик Назарәт вә иҗтимаий қоллап-қувәтләш департаменти, Алмута шәһәрлик Иш билән тәминләш мәркизиниң хадимлири журналистлар үчүн «дүгләк үстәл» өткүзди. «Дүгләк үстәл» җәриянида Алмута шәһәрлик Иш билән тәминләш вә иҗтимаий һимайә қилиш башқармисиниң башлиғи Әмир Қулмаханов, Алмута шәһәрлик Назарәт вә иҗтимаий һимайә қилиш департаментиниң мудири Зиядан Ағыбетов өзлири рәһбәрлик қиливатқан мәһкимиләрниң бүгүнки күндә атқуруватқан ишлири тоғрилиқ ейтип өтти. Әмир Қулмаханов җәнубий пайтәхттә Дөләт рәһбири тапшурған 20 тапшурминиң 10 йөнилиши бойичә бирқатар иш-чариләр жүргүзүлүватқанлиғини, җүмлидин жилниң ахириғичә 7 миң, «Иш билән тәминләш — 2020» программиси даирисидә 4 миң адәмни (һәммиси болуп 11 миң адәм) иш билән тәминләш планлиниватқанлиғини қәйт қилип, бүгүнки күндә 5 миң адәм шәһәрни тәрәққий әткүзүш йөнилишидики иш-чариләр, 2 миңдин ошуқ адәм иш билән тәминләш программиси даирисидә иш билән тәминләнгәнлигини ейтти. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Зиядан Ағыбетов пенсия йешиға мунасивәтлик мәсилиниң техи муһакимә қилиниватқанлиғини тәкитлигәч, һамилдарлиқ билән бала күтүмигә бағлиқ берилидиған ярдәм пуллирини төләш иш билән тәминлигүчиниң зиммисигә жүклиниши пайдилиқ дегән шәхсий көз қаришини изһар қилип, униңға ениқ мисалларни кәлтүрди. У бүгүнки күнгә қәдәр Иҗтимаий фондтин төлинидиған ярдәм пуллириниң 94 пайизи иҗтимаий әһвали яхши, йәни тапавити жуқури аялларға төләнгәнлигини ейтти. Әнди пенсия йешиға мунасивәтлик соалларға кәлгәндә, департамент хадимлири у мәсилиниңму муһакимә қилиниватқанлиғини, пенсия йешини узартиш пәқәт гендерлиқ баравәрликкила әмәс, пенсиягә чиқиш вақтида һесапқа елинидиған әмгәк стажиға бағлиқ пәйда болуватқанлиғини тәкитләп, бәш балиси бар аялларниң 53 яшта, әнди пенсия фондлирида 3 миллион тәңгә топлиған гражданларниң халиған йешида пенсиягә чиқишиға болидиғанлиғини ейтти. Ахирида «дүгләк үстәлгә» қатнашқучилар мундақ баш қошушларни пат-пат өткүзүп туруш һаҗәтлигини, шундақла  Иш билән тәминләш вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш башқармиси билән Қазақстан Җумһурийити Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш департаменти ишигиниң журналистлар үчүн һәрқачан очуқ екәнлигини тәкитлиди.

Шәмшидин АЮПОВ.

 

529 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы