• "Рухани жаңғыру"
  • 17 Қазан, 2019

Дехан ана шөһрити

Панфилов наһийәсидики Мәрийәм Ниязова, Адаләт Зәйнавдинова вә Күләш Айтжанова кәби анилар әмгәктин шөһрәт қазинип, яркәнтликләрниң шөһрәт-даңқини илгәрки Кеңәшләр Иттипақиға тонутқан деханлар. Улар — Социалистик Әмгәк Қәһриманлири. Бүгүнки күндә әйнә уларниң арисидин пәқәт бирила, йәни Күләш Айтжановала аримизда.Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Шәхсән өзәм Күләш апайни күндә дегидәк көримән десәм, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Чүнки наһийәдә атап өтүлүватқан һәрқандақ чарә-тәдбирләрниң бешида жүриду. Қазақстанниң әң муһим түгүнлириниң бири — Панфилов наһийәсигә жирақ-йеқиндин қәдәм тәшрип қиливатқан меһманлар, делегатлар билән болған баш қошушларда, йеза егилиги саһаси бойичә өтүватқан илмий-әмәлий әнҗуманларда, баш қошушларда икки еғиз баһалиқ пикир-тәклиплири билән һәркимни өзигә җәлип қилиду. Йол көрситип, анилиқ ақ тилигини билдүриду. Ақ ромали өзигә ярашқан Қәһриман ана көпмилләтлик тәвә хәлқиниң достлуғиниң күйчисидур. Тәкитләш керәкки, Күләш Айтжанова барлиқ һаятини қутлуқ кәтминигә садақәт билән өткүзди. Мундақ ейтқанда, наһийәдики әң муһим икки саһа — чарвичилиқ билән деханчилиқта әмгәк қилди. Наһийәдики әң чоң егиликләрниң бири һесапланған Киров намидики колхозида йәттә йешидин етиз-ериқта ишлигән у, кейинирәк сеғинчиму болди. Егиликтә қой қирқиш ишлиридиму әрләрдин һеч қелишмай, алдинқи сәптә үлгә көрсәтти. Атисидин үч йешида айрилған Күләш, униңдин ялдама ретидә қалған қутлуқ кәтминигә садиқ болуп, та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә баһалиқ зираәт — көмүқонақ өстүрди. Һә, наһийә хәлқи күзниң сахавәтлик бу күнлиридә дехан аниниң 80 яшлиқ тәвәллудини тойлашни башлавәтти. Дәсләпкиләрдин болуп бу ишни наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи қолға алди. Улуқ Ипәк йолиға ярашқан мәркәз бенаси алдида мәйдисигә орден- медальлири билән “Алтун Юлтуз” таққан анини шәһәр мәктәплириниң оқуғучилири сәп түзәп, гүлдәстиләр билән күтүвалди. Залда лиқ олтарғанлар, дехан аниниң замандашлири, җамаәтчилик вәкиллири орунлиридин туруп, гүлдүрлигән чаваклар билән қарши алди. Риясәтчиләр Социалистик Әмгәк Қәһриманиниң һаят йоли вә әмгәк паалийитигә тохталғандин кейин, шәһәрдики Жамбул Жабаев намидики мәктәп оқуғучилири уйғур, қазақ вә рус тиллирида Қәһриман аниға беғишлап һәр жилларда иҗат қилинған шеирларни ипадилик оқуди. Шуниңдин кейин дәсләп сөзгә чиққан Яркәнт шәһириниң һакими Талғат Нурмолдаев тәбригини йоллиди. Наһийәлик уруш вә әмгәк ветеранлири кеңишиниң рәиси Нурияхмет Рахымбаев, наһийәниң Пәхрий гражданлири Турсун Семәтов, Ғәйрәт Йолдашев, Әхмәтҗан Надиров, Шернияз Нуғманов, Галина Молчанова замандишиниң һаят йоли, униң деханчилиқ саһасидики утуқ- муваппәқийәтлири, әмгәк паалийити һәққидә тәкитләп, бир сәптә биллә ишлигән жиллардики тәсиратлири билән ортақлашса, туңган, славян мәдәнийәт мәркәзлириниң рәислири Закир Юсуров билән Алена Коляда вә шәһәрдики Әмгәкчи оттура мәктивиниң мудири Ғалымжан Рыспаев, Билал Назим намидики мәктәп мудириниң орунбасари Мукарәм Һошурова, Хелил Һәмраев намидики мәктәп мудириниң орунбасари Бәхитҗан Разиев тәвәллуд егисигә болған иллиқ тәбригини билдүрүп, хатирә соғилирини тапшурди. Новәттә сөзгә чиққан наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев мундақ деди: — Елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ стратегиялик мақалисида «Туған жер» лайиһисидә туғулуп өскән йериниң тәрәққиятиға биркишилик әмгиги сиңгән Күләш Айтжанова охшаш әмгәк мәрданилирини улуқлап, өсүп келиватқан әвлатқа тонуштуруш көрсәтмиси бар. Бүгүн биз мана шу лайиһини әмәлдә көрсәттуқ. Чүнки Күләш Айтжанова Алитағниң бағриға җайлашқан Чежин йезисида туғулуп өсти. Атиси Айтжан Күләш үч яшқа кәлгәндә Улуқ Вәтән урушиға атланған петичә қайтип кәлмиди. Әнди Күләш аниси Зәуреш билән етиз-ериқни маканлап, арқа сәптә шиҗаәтлик әмгәк қилди. Андин Хонихай йезисидики мәктәпни тамамлап, әмгәккә арилашти. Әнди Чежин билән Хонихайни һәммә убдан билиду. Чежин – қазақ хәлқиниң мәшһур намайәндиси, Қазақстан хәлиқ рәссами Әбилхан Қастеевниң туғулған жути. Униңға хошна Хонихай йезисида Қазақстанниң хәлиқ язғучиси Зия Сәмәди туғулған. Мана мошу икки жутта қазақ билән уйғурниң тәврәнмәс достлуғи қалди. Уни билип, уларниң достлуғи билән пәхирлинип өскән Күләш Айтжанова бүгүн көпмилләтлик тәвәдики достлуқниң күйчисидур. Шуниң үчүнму бүгүн биз наһийәдә яшаватқан уйғур җамаәтчилиги анимизниң тәвәллуди билән дәсләпкиләрдин болуп тәбрикләшни муқәддәс борчимиз дәп билдуқ. Бүгүн уйғур, қазақ, өзбәк, туңган хәлиқлири җәм болушуп, тойни әвҗигә чиқардуқ, – дәп тәвәллуд егисигә чапан кийгүзүп, яғлиқ япти. Андин Пәнҗим, Алтөй, Қириққудуқ, Чоң Чиған, Яркәнт шәһири билән Көктал йезилиридин кәлгән жигитбашлири билән ханим-қизлар анини гүлдәстигә орап, соғилирини тапшурди. Ахирида сөз тәвәллуд егиси Күләш Айтжанқизиға берилди: – Мән – дехан пәрзәнди. Ата-анам “Екпенди” колхозиниң һулини қуруп, униң ихтисадини йүксәлдүрүш йолида әмгәк қилди. Мәнму йәттә жиллиқ мәктәпни тамамлапла, бирәтола әмгәккә арилаштим. Атам җәң мәйданиға атланған күнни ғува билимән. Өйүмиздики жиға-зерә билән адәмләр ат-һарвулар билән маңғини есимдә бар. Атам шу кәткиничә кәлмиди. Улуқ Вәтән урушидин кейин көмүқонақ өстүрүшкә алаһидә көңүл бөлүнүп, терилғу мәйданлири кәңәйтилди. Мәрһум йолдишим Болатқан билән аилә қурғандин кейин Чоң Чиған йезисиға көчүп келип, деханчилиқни давамлаштурдум. Чоң Чиған йезисини қақ бөлүп өтидиған Улуқ Ипәк йолиниң жуқурисида мениң, төвинидә Адаләт Зәйнавдинованиң етизлиқлири болди. Адаләт һәдәм мениң мәслиһәтчим, яр-йөлигим еди. Амал йоқ, жутдаш һәдәмдинму айрилдим. Биз көмүқонақниң «Краснодарская-1-49» сортини терип, пәрвиш қилаттуқ. Иш-тәҗрибәмдин шуни билдимки, әгәр ана йәргә ишлисәң, һечқачан ач қалмайсән. “Ишлигән – чишләйду” демәкчи, һосулму мол болиду. Биз шуңа етизлиқта әрләрдин қелишмай ишлидуқ. Һә, бизниң рекордлуқ һосул яратқанлиғимизни һәммиңлар яхши билисиләр. Униңда силәрниңму үлүшиңлар бар. Нәтиҗә яман болмиди. Мән 1971-жили 32 йешимда Социалистик Әмгәк Қәһримани аталдим, Ленин ордени билән мукапатландим. Москвада өткән қурултайларға делегат болдум. Бу мениңла әмәс, пүткүл хәлқимниң әмгиги, мукапити дәп билимән. Чүнки дехан – етиз мәрданиси. У һәр гияниң тилини билиду. Сехи йәрниң тилиниму дехан әһли яхши чүшиниду. Шуңа өсүп келиватқан әвлатни әмгәксөйгүчлүккә, ана йәргә муһәббәт бағлашқа үгитип келиватимән. Әмгәк – у бәхит булиғи. Бу күни сөзара «Саһинур» «Сәрвиназ» уссулчилар топи билән «Яркәнт булбуллири», «Чегаричилар қәлби» ансамбльлири билән Җамбул намидики оттура мәктәп сәнъәт һәвәскарлири нахша-уссулларни иҗра қилип, тәнтәниниң көңүллүк өтүшигә зәмин яратти. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәммәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт.

246 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы