• Йеңилиқлар
  • 23 Қазан, 2019

Жил ахириғичә йеңи турушлуқ өй программиси тәстиқлиниду

Қазақстанда 2025-жилға қәдәр йеңи “Нурлы жер” дөләт программиси тәстиқлиниду, дәп билдүрди йеқинда Индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министри Бейбут Атамқулов Мәҗлистә өткән баш қошушта. “Жил ахириғичә тәркивигә умумий турушлуқ өй сәяситини әмәлгә ашуруш, аһалини сүпәтлик ичимлик су билән турақлиқ тәминләш вә су тартиш хизмәтлири, коммуналлиқ секторни йеңилаш һәм тәрәққий әткүзүш, турушлуқ өй фондини мурәккәп җөндәш вә реновацияләш, қурулуш саһасини тәрәққий әткүзүшкә охшаш бәш вәзипә киргән йеңи дөләт программиси тәстиқлиниду”, деди Б.Атамқулов. Министрниң сөзичә, йеңи турушлуқ өй сәяситиниң асасий мәхсити әмгәк қиливатқан һәрбир қазақстанлиқта өзиниң турушлуқ өйигә егә болуш имканийитини яритиштин ибарәт. Шундақла турушлуқ өй шараитини яхшилаш механизмиму тәклип қилиниду. “Мәзкүр программиға қатнишиш үчүн ениқ критерийлар көздә тутулиду. Бу йәрдә аһалиниң кирими һәл қилғучи амил болиду. Кирими йоқ яки аилисидә бирла адәм ишләйдиған новәттә турғанларға турушлуқ өй сетивелиш һоқуқисиз иҗаригә берилиду. Бу йәрдә турушлуқ өйни бериш аһалиниң һал-оқити начар қатлими арисидин таллиниду. Иҗаригә берилидиған турушлуқ өй кирими йоқ гражданларға берилиду. Башқилар “Бақытты отбасы” программиси даирисидә турушлуқ өй билән тәминлиниду. Улар мәзкүр программа бойичә жилиға икки пайизлиқ өсүм билән несийә алалайду, дәп тәкитлиди Б.Атамбаев. Министрниң сөзичә, җумһурийитимизниң икки регионида турушлуқ өйни пайдилинишқа бериш сүръити төвәнлигән. Бу Нур-Султанда (33,4 пайиз) вә Маңғыстав вилайитидә (9,5 пайиз).

463 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы