• Йеңилиқлар
  • 23 Қазан, 2019

Рәсмий мәрасимға қатнашти

Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаев Япония Императори Нарухитониң рәсмий тәхткә олтириш мәрасимиға иштрак қилди. Елбасы мәзкүр мәрасимға Япония Премьер-министри Синдзо Абэниң тәкливигә бенаән кәлди. Японияниң император тәхтини мирасқа елишқа беғишланған мәрасимға шундақла дунияниң 175тин ошуқ мәмликитиниң вәкиллири қатнашти. Шуни қошумчә қилимизки, Нарухито 1960-жили февральда туғулди. У – 2009-жили апрельда тәхттин баш тартқан Япония императори Акихитониң тунҗа оғли. 1982-жили Гакусюин университетини тамамлиди. 1983 – 1986-жилларда Англияниң Оксфорд университетиниң колледжида тәһсил көрди. 1989-жили Гакусюин университетида тарих пәнлириниң магистри илмий дәриҗисигә егә болди. Һазир Нарухито – Японияниң 126-императори.

437 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы