• Саламәтликни сақлаш
  • 31 Қазан, 2019

Медицинилиқ ғәмсизләндүрүш бойичә давалиналайду

Келәр жилдин тартип Қазақстанда медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системиси җарий қилинип, у җумһурийәт аһалисиниң медицинилиқ хизмәттин пайдилиниш имканийитини кәңәйтиду. Пәқәт ялланма ишчилар билән уларға иш бәргүчиләр, айрим тиҗарәтчиләр, өз алдиға ишләватқанлар, дөләт тәрипидин берилидиған имтиязлардин пайдилиниватқанларла әмәс, бәлки иш билән нарәсмий бәнт болуватқанларму медицинилиқ ғәмсизләндүрүш бойичә давалиниш һоқуқиға егә болиду. Системиға қатнишиш үчүн пәқәт Бирпүтүн умумий төләм төлигүчиси болуш керәк. Бийил Қазақстанда җарий қилинған Бирпүтүн умумий төләм (БПУТ) хусусий иши билән бәнт болуватқанлар паалийитини селиқ органлирида ройхәткә елишниң аддийлаштурулған тәртивини көздә тутиду. Хусусий иши билән бәнт болуватқан қазақстанлиқлар БПУТни төләш арқилиқ өзлириниң мәртивисини қанунлаштуриду вә иҗтимаий капаләтләргә егә болиду, йәни мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисиға қатнишиду, һәқсиз медицина капаләтләндүридиған медицинилиқ хизмәтләрдин пайдилиниш һоқуқиға еришиду. Әмгәк қабилийитидин мәһрум болған, ишидин, баққучисидин айрилған, һамилдарлиқ вә туғут, бала беқивалған, балини бир яшқичә беқип күткән әһвалда БПУТ төлигүчиси иҗтимаий төләмләргә егә болиду. Улар шундақла әмгәк стажидин қәтъий нәзәр жуқури миқдарда базилиқ пенсия төлимини алалайду. Төләм айрим кирим селиғини, дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фондиға иҗтимаий төләм, Бирпүтүн пенсия топлаш фондиға, Иҗтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш фондиға бәдәл төләшни өз ичигә алиду. БПУТ төлигүчилири – башқа иҗтимаий шәхсләргә хизмәт қилидиған, буниңда хусусий тиҗарәтчи сүпитидә ройхәттин өтмәй тиҗарәтчилик билән бәнт болуватқан вә ялланма ишчиларниң әмгигидин пайдиланмайдиған җисманий шәхсләр. Мәсилән, өзлүгидин ишләватқан маникюр устилири, таксистлар, шәхсий ярдәмчи егилигидә йетиштүрүлгән сүт мәһсулатини сатқучилар шулар җүмлисидиндур. БПУТ төлигүчилири үчүн кирим селиғи вә иҗтимаий төләмләр бойичә әң аз ставкилар бәлгүләнгән. Мәсилән, бийил бирпүтүн умумий төләмниң айлиқ миқдари пайтәхт, җумһурийәтлик вә вилайәтлик әһмийәткә егә шәһәрләрниң турғунлири үчүн бир айлиқ һесап көрсәткүчини (2 525 тәңгә), йезиларда яшаватқанлар үчүн 0,5 айлиқ һесап көрсәткүчини (1 263 тәңгә) тәшкил қилиду. Қошумчә қилимизки, 2020-жили бир айлиқ һесап көрсәткүчи 2 651 тәңгә, демәк, 0,5 айлиқ һесап көрсәткүчи 1 325,5 тәңгә болиду. Медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системиси арқилиқ хизмәттин пайдилиниш үчүн үч ай планлиқ рәвиштә БПУТ төләш керәк. Шундақ қилип, 7,5 миң тәңгидин ошуғирақ мәбләғ төлигән адәм һәқсиз медицина пакетиға киридиғандин сирт медицинилиқ ярдәмдин пайдилиналайду. Мәсилән, баһаси хусусий клиникиларда 25 – 30 миң тәңгини тәшкил қилидиған КТ вә МРТ охшаш тәтқиқатлар шулар җүмлисидин. Һазир болса, төлигүчи БПУТ сүпитидә үч айға төләйдиған ахчиға, йәни 7, 5 миң тәңгигә у бүгүн пәқәт диагностикини давалашни вә дора-дәрмәкни һесаплиғанда, мутәхәссисниң қобулида болуши мүмкин, халас. Ахирида шуни қошумчә қилимизки, БПУТни һәрқандақ банкта вә “Казпочта” бөлүмлиридә төләшкә болиду.

197 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы