• Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш
  • 06 Қараша, 2019

Билим дәргаһидики мәйрәм

Йәттисудики дәсләпки билим дәргаһи – һазирқи Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң тәшкил қилинғининиң 90 жиллиғиға беғишланған чарә-тәдбирләр жил бешидин давамлиқ уюштурулмақта. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Әнди колледжниң 90 жиллиқ тәвәллудлуқ тәнтәниси өткән һәптидә икки күн давамида дағдуғилиқ атап өтүлди. Мәрасимға жирақ-йеқиндин меһманлар, сабиқ шагиртлар тәклип қилинди. Мәрасимниң биринчи күни колледж бенасида җумһурийәтлик «Келешек білімге барар жолдағы ізденіс, тәҗрибе, және перспектива» мавзусида җумһурийәтлик илмий-әмәлий әнҗуман уюштурулди. Иккинчи күни колледж һойлисида студентлар билән устазлар жирақ-йеқиндин қәдәм тәшрип қилған меһманларни сәп түзәп алқишлар вә гүлдәстиләр, нахша-сазлар билән күтүвалди. Меһманлар җәм болғандин кейин, колледж һойлисида өзиниң аңлиқ һаятиниң 50 жилини студентларға тәлим-тәрбийә бериш үчүн сәрип қилған пешқәдәм устаз, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, һели мәрһум Әбилмәжин Кенжебековниң һөрмитигә мемориаллиқ тахтиниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Униңда колледжниң сабиқ мудири Борис Шин, сабиқ шагирт, Қазақстан хәлиқ артисти Нуржума Ықтымбаев вә башқилар сөзгә чиқип, колледж тарихи һәққидә ейтип, мәрһум Ә.Кенжебеков билән бир сәптә ишлигән жиллирини әсләп, иллиқ хатирилири билән ортақлашти. Шуниңдин кейин жиғилған көпчилик колледж фойесида униң тарихини әкис әттүргән көргәзмиләрни, аудиторияләрни арилап көрди. Андин мәрасим наһийәлик Мәдәнийәт өйидә давамлашти. Мәдәнийәт өйидә колледжниң 90 жиллиқ тарихиға беғишланған фильм көрситилгәндин кейин колледж мудири Баян Саурамбаева тарихи Сопи Зәрват намидики муәллимләр курсидин башланған педагогика училищесиниң вә һазирқи Яркәнт алий гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң өтмүши вә бүгүнки нәпәси һәққидә доклад билән сөзгә чиқти. Шуниңдин кейин тәбрик сөзгә чиққан Панфилов наһийәсиниң һакими Талғат Өмирәлиев, наһийә жут-җамаәтчилиги намидин тәбригини йоллап, колледж учумкарлири — устазларниң наһийәдә маарип саһасини риваҗландуруш үчүн қошуватқан төһписини атап көрсәтти. Бу күни Маарип, пән вә бюджетлиқ мәһкимиләр хадимлириниң саһалиқ кәспий иттипақиниң рәиси Тоққожа Естенов, Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Оттура вә мәктәпкичә билим бериш департаменти мудириниң орунбасари Сауле Қабимолдаева вә башқилар сөзгә чиқип, илгәрки педагогика училищесиниң Қазақстандики үч илғар колледжниң қатарида тилға елиниватқанлиғини тәкитләп, устазларниң қийин, амма шәрәплик паалийитигә утуқ тилиди. Бир топ муәллимләргә Алтынсарин намидики медаль, «Білім, ғылым мекемелері мен бюджеттік ұйымдар қызметкерлерінің салалық кәсіптік одағы” медали, Алмута вилайити, Панфилов наһийәси һакимлириниң Пәхрий ярлиқлири вә тәшәккүрнамилири билән мукапатлиди. Тәнтәнидә шундақла педагогика училищеси – колледжни узун жиллар башқурған Майра Турғанова, Күләш Сулейменова, Сара Темирбаева, мошу билим дәргаһида оқуған язғучи-драматург Әхмәтҗан Һаширий вә башқиму сабиқ шагиртлар сөз елип, тәбригини йоллиди. Колледжниң 90 жиллиқ тәнтәнисидә мәзкүр колледжниң қазақ миллий саз оркестри миллий күйләрни иҗра қилса, «Айжанқыз» уссул ансамбли қазақ, уйғур, өзбәк хәлиқлириниң миллий уссуллирини орунлап, көпмилләтлик тәвә турғунлириниң достлуғини намайиш қилди. Әнди музыка пәни оқутқучиси Гүлмира Тохтахунованиң дирижерлуғида колледж студентлиридин тәркип тапқан хор Абайниң нахшилирини иҗра қилди. Тәнтәниниң ахирида жирақ-йеқиндин кәлгән алимлар, пешқәдәм устазлар, сабиқ шагиртлар Яркәнт шәһиридики «Атлантик» меһманханисида мәйрәмлик дәстихан әтрапида баш қошуп, әстин чиқмас дәқиқилири билән ортақлашти. Панфилов наһийәси. СҮРӘТЛӘРДӘ: 1. Хатирә тахта ечилиш пәйти. 2. Колледж мудириға наһийә һакими Тәшәккүрнамә тапшуруватиду. 3 — 5 Концертлиқ программидин көрүнүшләр.

167 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы