• Муштири топлаш — 2020
  • 06 Қараша, 2019

Уйғурниң авази

– Муштирилар санини көпәйтиш үчүн немә қилиш керәк? Мениңчә, алди билән гезит вә гезитханлар арисида турақлиқ мунасивәт орнитиш һаҗәт, дәп ойлаймән. Бу һәққидә гезит хадимлири ойланса болиду. Әнди тәшвиқат ишлириға келидиған болсақ, бу йәрдә беваситә жигитбашлири билән ханим-қизларға паалийәтчанлиқ көрситиш һаҗәт. Болупму жут атилириға өйму-өй кирип, миллий маарипимиз билән миллий мәтбуатимизни тәшвиқат қилиши муһим. Шәхсий гезит-журналлар өз алдиға. Уларғиму чамимизниң келишичә йезилайли. Әнди Һөкүмәт қоллаватқан бирдин-бир рәсмий гезитимиз – «Уйғур авази» оқуғучилириниң санини көпәйтишимиз шәрт. Султанқорғанда «әллик миң уйғур яшайду», дәп җар селип жүримиз. Һә, «Уйғур авазиниң» оқуғучилириниң сани миңға йәтмәйду. Бийил мәһәллидики оттуздин ошуқ жигитбешиниң һәрбириниң «Уйғур авазиға» әлликтин муштири топлишини илтимас қилған болар едим. Келәр жили Султанқорғандики “Уйғур авази” гезити муштирилириниң сани бир йерим миңға йетип, бу жутта уйғурниң авазиниң техиму җараңлиқ яңрайдиғанлиғиға ишәнчим камил. Дилмурат КУЗИЕВ, «Уйғур авазиға» 2020-жилға муштири топлаш штабиниң Алмута шәһири бойичә уйғунлаштурғучиси.

229 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы