• Яшлар жили
  • 13 Қараша, 2019

Яшлар – һаят давами

Бийилқи «Яшлар жили» яшлиримизни бөләкчә қанатландурди. Болупму, Яшлар ресурслуқ мәркизи хадимлириниң хизмити җанлинип, көплигән нәтиҗилик ишларни әмәлгә ашурди. Хулләс, йеқинда Чонҗа политехника колледжида болуп өткән учришишму шу ишларниң бири. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» «Яшлар – һаят давами» намлиқ учришишниң мәхсити – яшларни қоллап-қувәтләп, уларниң җәмийәттин өз орнини тепишиға зәмин яритишқа беғишланди. Мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурғучи – Уйғур наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң психологи Венерәм Ушамова яшлар үчүн елимиздә яритиливатқан имканийәтләр тоғрилиқ ейтип өтти. Учришишқа қатнашқан наһийәлик Ихтисат вә бюджетни планлаш бөлүминиң мутәхәссиси М.Йүсүпов студентларға «Дипломмен — ауылға» программиси һәққидә чүшәнчә бәрсә, наһийәлик Иш билән тәминләш мәркизи коммуналлиқ дөләт мәһкимисиниң бөлүм башлиғи Н.Есенбаева «Иш билән тәминләш» программиси тоғрилиқ ейтип бәрди. Шуниң билән биллә, Алмута вилайити «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң Уйғур наһийәлик шөбисиниң хадимлири «Тиҗарәтниң йол хәритиси» программиси тоғрилиқ чүшәнчә бәрди. Хуласиләп кәлгәндә, ушбу учришиштин келәчәктә мутәхәссис атилидиған студентлар мол әхбаратқа егә болди. Улар учришиш давамида өзлирини ойландурған соаллирини қоюп, дөләт программилириниң қир-сири билән тонушти. Уйғур наһийәси.

213 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы