• Йеңилиқлар
  • 13 Қараша, 2019

Уларғиму мүмкинчилик бериш керәк

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Һаятта хаталашмайдиған адәм болмайду, әлвәттә. Елбасы Н.Назарбаев өзиниң Милләт плани: «Бәш институционаллиқ ислаһат» мақалисида әркинлигидин мәһрум болуп, түрмиләрдә җазасини өтәп чиққан вә пробация, йәни синақтин өтүш хизмитигә тиркәлгән гражданларни иҗтимаий реабилитациядин өткүзүшниң үнүмлүк системисини қелиплаштурушниң муһимлиғи һәққидә тәпсилий тохталған еди. Мошу йосунда йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәлик прокуратурисиниң тәшәббуси билән наһийәлик һакимийәттә пробация хизмитидикиләр үчүн семинар болуп өтти. Униңға наһийәлик иш билән тәминләш мәркизиниң вә ички ишлар башқармисиниң пробация хизмитигә җавапкәр хадимлири қатнашти. Семинарни «Талдиқорған регионлуқ ишқа орунлаштурушқа ярдәм» җәмийәтлик фондиниң рәиси Светлана Сәдуақасова жүргүзди. Башта пробация хизмитигә тиркәлгән гражданлар арисида соал-җавап жүргүзүлди. Җазаланғанларниң тәңдин-толиси бүгүнки күндә һәрхил иш орунлирида ишләйду. Амма уларни ишлитивелип, әмгәк һәққини төлимәйдиған пәйтләрму көп учришиду. Бәзилириниң ейтишичә, улар үчүн нурғун мәһкимиләрниң ишиклири йепилған. Һәтта, шәһәргә берип, аддий һойла сүпәргүчи болуп ишқа киришму қийин. Светлана Сәдуақасова һәрқандақ әһвалда уларниң өз һоқуқлирини билишиниң муһимлиғини ейтти. Мәһкимә яки шәхсийләр адәмни ишләттиму, униңға әмгәк һәққини төлиши керәк. Иш билән тәминләш мәркизиниң бөлүм башлиғи Алена Санькова ушбу камчилиқларниң орнини толтуруш мәхситидә иш билән тәминләш мәркәзлири җазаланғанлар билән иш елип баридиғанлиғини йәткүзди. Дөләт һесавиға улар үчүн мәхсус оқутуш курслири ечилип, һәтта тиҗарәт билән шуғуллиниш үчүн қайтурулмайдиған грант вә йениклитилгән несийә қараштурулғанлиғи һәққидә чүшәнчиләрни бәрди. Пробация хизмитигә йезилған адәмләр үч айлиқ оқушқа әвәтилиду. Йол чиқими дөләт тәрипидин төлиниду вә стипендия берилиду. Оқушни тамамлап, тиҗарәтчилик билән шуғулланғуси кәлгәнләргә дөләт тәрипидин 505 миң тәңгә миқдарида грант қараштурулған. Тиҗарәтчилигини кәңәйтишни халиғучиларға алтә пайиз билән йәттә жилға 6 миллион тәңгигичә йениклитилгән несийә берилиду. Семинарда шундақла муһтаҗларға психологиялик кеңәшләр, уларниң һоқуқлири билән мүмкинчиликлири һәққидә тәпсилий чүшәнчиләр берилди. Җазасини өтәп кәлгәнләрни ишқа қобул қилиш нийитини билдүргән мәһкимиләрниң тизими тарқитилди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

498 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы