• Йеңилиқлар
  • 13 Қараша, 2019

Мемориал тахта орнитилди

Шөһрәт МӘСИМОВ, “Уйғур авази” “Егемен Қазақстан” җумһурийәтлик гезитиниң 100 жиллиғиға беғишланған мәйрәмлик чарә-тәдбирләр бу қетим Алмутида давамини тапти. Бу тәсадипи әмәс. Чүнки җумһурийәттики әң кона нәширләр бириниң редакцияси 70 жил мабайнида нәқ мошу шәһәргә орунлашқан еди. Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханисида өткүзүлгән чарә-тәдбиргә Алмута шәһириниң һакими Бахытжан Сағынтаев қатнашти. Һаким гезит коллективини юбилейи билән тәбрикләп, “Егемен Қазақстан” гезити тарихиниң мәмликәт тарихиниң жилнамиси екәнлигини тәкитлиди. – Шу чағларда “Ұшқын” дәп аталған гезитниң биринчи санидин тартип бүгүнки күнгичә “Егемен Қазақстанниң” сәһипилиридин мустәқил Қазақстан Җумһурийитиниң мурәккәп шәкиллиниш йоллирини көрүшкә болиду. Өз вақтида бу нәширгә Смағул Садвақасов, Жүсүпбек Аймаутов, Бейимбет Майлин, Сәкен Сейфуллин, Мухтар Әвезов, Турар Рысқулов, Ғәбит Мүсрепов, Сапар Байжанов, Балғабек Қыдырбекулы, Шерхан Муртаза, Әбиш Кекилбаев охшаш қазақ хәлқиниң көрнәклик шәхслири рәһбәрлик қилған еди. Уларниң һәрбири гезит тарихида өз қәлиминиң тәкрарланмас изини қалдурди, бирақ һәммисини бирла нәрсә – Вәтәнгә болған муһәббәт вә оқурмәнгә болған һөрмәт бирләштүрди, – дәп тәкитлиди шәһәр һакими. Бақытжан Сағынтаев андин кейин гезитниң сабиқ баш муһәррирлириниң бири, язғучи Нурлан Оразалинға вә “Егемен Қазақстан” җумһурийәтлик гезити акционерлиқ җәмийити башқармисиниң һазирқи рәиси Дархан Қыдырәлигә “Еңбегі үшін” бәлгүсини тапшурди. Гезитниң бир топ ветеранлириму нәзәрдин сирт қалмиди. Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханисиға қоюлған “100 жил – 100 гезит” экспозициясидә дәсләп “Ұшқын” кейин “Еңбек туы”, “Еңбекшіл қазақ”, “Еңбекші қазақ”, “Социалды Қазақстан”, “Социалистік Қазақстан”, “Егеменді Қазақстан” вә “Егемен Қазақстан” дәп аталған гезитниң бир әсирлик пүткүл тарихи әкис әткән. Чарә-тәдбиргә қатнашқучиларға шундақла гезит тарихиға беғишланған һөҗҗәтлик фильм көрситилди. Шу күни Алмута шәһириниң 1987 – 1999-жилларда гезит редакцияси орунлашқан Гоголь вә Зенков кочилириниң қийилишидики бенаға “Егемен Қазақстан” мемориал тахтиси орнитилди. Тәнтәнилик мәрасимға қатнашқан шәһәр һакиминиң орунбасари Ержан Бабақумаров Алмута шәһиридә мемориал тахта ечилишиниң тарихий қанунийәт вә бизниң инсаний борчимиз екәнлигини тәкитлиди. Бу йәрдә сөзгә чиққан язғучилар вә журналистлар вәкиллири һәм буниңдин 100 жил илгири, һәм һазирму “Егемен Қазақстан” гезитиниң хәлиқ һаятиниң әйниги, униң идеялирини, арзу-арманлирини вә келәчәккә интилишини әкис әткүзгүчи болғанлиғини вә шундақ болуп қалидиғанлиғини тәкитлиди.

461 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы