• Йеңилиқлар
  • 20 Қараша, 2019

Чоң Ақсу – қутлуқ жутум

(Ахири. Беши өткән санда). 1931-жили «Ғәйрәт» колхози иккигә бөлүнүп, бири “Калинин”, йәнә бирси «Әмгәк» колхози дәп аталди. 1932-жили болса, бу икки егилик яңливаштин «Әмгәк» колхозиға бирләштүрүлди. Бирләшкән колхозниң рәислигигә Өмәр Мусаев сайланди. Аталған жилда хәлиқниң савати толуқ ечилмиған, болуватқан өзгиришләрни ениқ чүшәнмәслик, инсан тарихида қурулған биринчи тәҗрибә болған колхоз қурулушиниң дәсләпки пәйтлиридә ихтисадий-иҗтимаий, мәдәний-диний мунасивәтләр, тәшкил қилғучиларниң билим вә тәҗрибилириниң һәрхил болуши, деханлардики пишип-йетилмигән аң-сезим дәриҗилири колхозни тәшкил қилишта, ишләпчиқиришни, йеза егилигини тоғра йолға қоюшта қийинчилиқларни пәйда қилған еди. Йеңи җәмийәтни чүшинәлмәйватқан аң-сезими төвән деханларниң арисида бәзиләр қаймуққан һалда келәчигиниң қандақ болушини биләлмәй, шу чағдики синипий дүшмәнләр тәсиригә чүшүп қалғанларму болди. 1932 — 1933-жиллири Чоң Ақсу йезисида деханларниң бәзилири шундақ тәтүр тәшвиқат вә турмуш қийинчилиғи ақивитидин колхозниң мал-мүлкигә хиянәт қилишқа башлиди. Нәтиҗидә әнди-әнди путиға туруватқан колхозниң ихтисади начарлашти. Бирақ партия рәһбәрлигиниң йол-йоруқлири колхоз түзүминиң әвзәллигини чүшәндүрүп, тәшвиқат-тәрғибат ишлирини күчәйтиш вә колхозчиларниң пидакарлиқ әмгиги нәтиҗисидә колхозниң ихтисадий риваҗлиниши йолға қоюлди. Колхоз тәрәққиятида болупму техникиниң атқурған роли чоң болди. Җай-җайларда машина-трактор станциялири қурулушқа башлиди. Чоң Ақсуда 1935-жили наһийә бойичә биринчи МТС қурулди. Униң дәсләпки вақитлиқ мудири болуп Евгений Иванович Басюк тайинлиниду. Бу шәхсниң мудир болуп қелишиниң сәвәви қизиқарлиқ. 1935-жили 8-февральда Чоң Ақсу йезисиниң клубида наһийәлик партия конференцияси өтиду. Наһийәлик партия комитетиниң биринчи кативи болуп илгири Яркәнт МТСида сәясий бөлүмниң башлиғи болуп ишләватқан Мәрүп Ибрагимов сайлиниду. Кейин наһийәлик Кеңәш иҗраий комитетиниң рәиси болуп Абдурусул Розиқулов, Челәк наһийәлик комсомол комитетиниң кативи болуп ишләватқан Шакир Турдиев Уйғур наһийәлик комсомол комитетиниң биринчи кативи болуп сайлиниду. Бизниң алдимизда турған әң муһим проблемиларниң бири –райондики деханчилиқ ишлирини механикилаштуруштин ибарәт еди, – дәп язған еди Шакир Турдиев. – Механикилаштуруш дегәндә һазирқидәк дәриҗидә нәдә?! Районда бирму трактор йоқ еди. МТС болмиған. Һазирму есимда – бир күни районға Ленинградниң (һазирқи Санкт-Петербург шәһири) Басюк дегән рус ишчиси дәсләпки қетим тракторларни елип келишкә башлиди. Амма уларни ким һайдайду? Бирму тракторист йоқ еди... 1935-жили Чоң Ақсуда МТС қурулди. Өзимизчила бизгә вақитлиқ кәлгән ленинградлиқ ишчи Басюкни МТСниң вақитлиқ мудири қиливалдуқ. Бу чағларда район колхозлиридин көплигән яшларни Яркәнттики механизаторларни тәйярлайдиған курсқа оқушқа әвәтип, механизатор кадрларға хелила йетишип қалдуқ...». Партияниң бу хил чоң жиғинлири билән конференциялириниң вә йеза егилиги ишлириниң тәрәққиятини чапсанлитиш, уни заманивийлаштуруш чарилириниң нәқ Чоң Ақсу йезисида өткүзүлүшиниң өз сәвәплири моҗут. Кеңәш һөкүмитиниң мустәһкәмлиниватқан дәвридә ВКП(б) Алмута вилайәтлик комитетиниң бюроси һәм Алмута вилайәтлик иҗраий комитети Президиуминиң 1935-жили 10-февральдики тохтамиға бенаән Уйғур наһийәсиниң вақитлиқ мәркизи Довун, кейин 1936 – 1940-жиллар арилиғида Чоң Ақсу йезиси мәркизи болған. Бу һәқтә тарихчи А.Зульяров «Йәттису уйғурлири» намлиқ китавида тәкитлигән. Наһийә даирисидә биринчи болуп ечиливатқан МТСниң ишини тоғра йолға қоюш үчүн тәҗрибиси йетәрлик вә ишни уюштуралайдиған адәм һаҗәт болди. Униңға даңлиқ чекист, хәлқимизниң қәһриман пәрзәнди Махмут Ғоҗамияров МТСқа мудир болуп тайинлиниду. Шу жили Яркәнт шәһиридә трактористлар курсини тамамлап кәлгән Нодәр Абләсәнов, Җелил Бәтталов, Рәхмидин Мәңсүров қатарлиқ бир түркүм яшлар наһийәниң дәсләпки қалиғач-трактористлири Махмут Ғоҗамияровниң қолидин тракторларни тапшурувалған. Аридин сәксән жилдин ошуқ вақит өтүп кәтсиму, уйғур хәлқиниң ялқунлуқ пәрзәнди, хәлиқ қәһримани Махмут Ғоҗамияровниң хизмәтлирини пүткүл хәлқимиз, шу җүмлидин Чоң Ақсу хәлқиму қәдир тутуп, униң исми билән пәхирлиниду. М.Ғоҗамияровниң ахирқи паалийәт орни вә аилисиниң паҗиәлик тәғдириму Чоң Ақсу йезиси билән беваситә бағлиқ. 1921-жиллири йеңидин қурулуватқан яш Кеңәш һакимийитигә бирнәччә жиллардин бери қарши чиқип, нурғун зиян йәткүзүватқан ақгвардиячи генераллириниң бири Дутов болидиған. Лекин Қизил армияниң һәртәрәптин қисип келиши, генерал Дутовниң планлирини бәрбат қилишқа башлайду. Мана шу вақитта у мәғлубийәткә учрап, Шәрқий Түркстанға чекиниду. У тәрәптә һөкүм сүрүватқан гоминдаң һакимийити генерал билән униң қалдуқлирини кәң қучақ йейип қарши елип, баш-пана бериду. Мәккар хитай әмәлдарлири Дутовни ташқи вә ички инқилавий күчләргә қарши пайдиланмақчи болиду. Техи аяқлашмиған гражданлар уруши, ички вәйранчилиқ, ачарчилиқ һөкүм сүрүватқан чағда Дутов вә униң һәрбий күчлири яш кеңәш дөлити үчүн һәқиқий мәнасида ховуплуқ еди. Шу сәвәптин Дутовни уҗуқтуруш вә униң қалған һәрбий әскәрлирини бәрбат қилиш мәсилиси туғулиду. Бу муһим тапшурмини орунлаш вәзиписи қорқмас, баһадир оғлан Махмут Ғоҗамияровқа тапшурулиду. Униң билән биллә Суворов, Давыдов, Чанышев қатарлиқ чекистлар қатнишиду. М.Ғоҗамияров Сүйдүңгә җайлашқан Дутовниң штабиға ишәшлик кириду. Униң қолида Дутов «ишәшлик адимим» дәп һесаплайдиған татар князи Қасимхан Чанышевниң генералға әвәткән мәхпий пакети бар еди. Генерал пакетни елип, Махмут Ғоҗамияровқа көзини алайтип қоюп, хәтни оқушқа башлиғанда, у чапсан һәрикәт қилип, Дутовқа қаритип тапанчисидин икки пай оқ атиду. Оқниң авазини аңлап йетип кәлгән Дутовниң адъютанти Махмут Ғоҗамияров атқан бир пай оқ билән җан үзиду. Кейин у сәпдашлири билән Кеңәш елигә аман-есән қайтип келиду. Униң бу җасарити үчүн Ф.Дзержинский алтун саат билән мукапатлайду. Бирақ дутовчилар қәһримандин интиқам елиш үчүн униң изиға чүшиду. Йәни 1936-жили Чоң Ақсу йезисида аяли билән қизини бир кечидә өлтүрүветиду... Наһийә бойичә биринчи МТС қурулған жиллири колхозлар түзүминиң йеза егилиги вә санаәтниң техника асасида риваҗлинишида ишчи-деханниң бирлиги йетәкчи роль ойниди. МТСтин Чоң Ақсу йеза егилиги үчүн ХТЗ маркилиқ үч трактор, бир комбайн, бир молотилка, бир ат сеялкиси, агроном вә механик бәкитилди. Дәсләпки трактористлар Имамбақи Әмирбақиев, Исрайил Мушрапилов, Асим Мәмәтбақиев, Қасим Һашимов, Мухтәр Әкбәров, Ахмолла, Савут, Рози, Асата, А.Һәвәйдуллаев, комбайнерлардин Шәмахун Әзизов, Қурбан Имрамзиев шулар җүмлисидин. Уларниң колхоз тәрәққияти үчүн сиңәргән әмгәклири, әлвәттә, бебаһа. МТС бәрпа болғандин кейин, йәни Махмут Ғоҗамияров рәһбәрлигидә МТСниң истиқбали зор болушқа тайин тапти. МТСниң участкилиридики колхоз егиликлири һәр җәһәттин мустәһкәмлинип, сүръәт билән тәрәққий әтти. Мисалға, 1931 — 1934-жилларға нисбәтән 1934 — 1940-жиллири колхоз егилигиниң ихтисади бирнәччә һәссә өсти. Терилғу мәйдани икки-үч йүз гектардин 1200 — 1300 гектарға, ашлиқ һосули һәрбир гектардин йәттә-сәккиз центнерниң орниға 18 — 20 центнерға йәтти. Малниң умумий сани алтә йүз баштин бәш-алтә миңға өсти. Ейтмақчи, урушқичә болған жилларда колхозда әмгәк илғарлириму көпләп санилатти. Шуларниң қатарида илқичи Муса Садаев 1938-жили 21 байталдин 21 қулун елип, өстүргини үчүн 1939-жили Алмутида уюштурулған Йеза егилиги көргәзмисигә қатнаштурулған. У жилларда мундақ һөрмәткә һәрқандақ адәмниң сазавәр болувәрмәйдиғанлиғини нәзәрдә тутсақ, униң әмгигиниң мунасип баһаланғанлиғини көрүмиз. Шуниң билән бу хил утуқларға еришиш, биринчи новәттә, колхоз егилигини техникилаштуруш нәтиҗисидин екәнлиги ениқ. Демәк, Чоң Ақсу йезисида наһийә бойичә ечилған биринчи МТСниң наһийә колхозлири йеза егилиги саһасиниң өрлишини ейтарлиқ дәриҗидә капаләтләндүргән. Уруштин кейинки тиклиниш жиллирида «Әмгәк» колхозиниң ихтисади тәрәққий етип, йезидики МТС «Казсельхозтехника» бирләшмисиниң шөбисигә айланди. Шуни тәкитләш һаҗәтки, Уйғур наһийәсиниң егиликлирини механикилаштуруш жиллирида йеза егилиги билән башқиму саһаларда ишқа қошулған техникиларни йеқилғу мәһсулатлири билән тәминләш һаҗәт болди. Оттузинчи жилларниң ахирида Чоң Ақсу йезисида янармай қоймиси (Нефтебаза) тәшкил қилинип, автомашина вә тракторларни йеқилғу мәһсулатлири билән тәминләш қолға елинди. Мәзкүр қоймидин һәр жили 2000 тонна солярка, 1500 тонна бензин вә техникиға һаҗәтлик майлар наһийә егиликлиригә өз вақтида йәткүзүлүп турди. Қазақстан Җумһурийити өз мустәққиллигини алғичә, мәзкүр мәһкимидә чоң оператор болуп Михаил Тайипов, Қурван Тохниязов, Тохтиғоҗа Ғаппаров ишлигән еди. Биз сөз қиливатқан өткән әсирниң оттузинчи жиллирида мәдәний-ақартиш ишлириниң сүръәт билән тәрәққий әткәнлигини байқаймиз. Чоң Ақсу йезисиниң мәктивидә оқуп, учум болған Әхмәт Йүсүпов 1930 — 1932-жиллири Яркәнт наһийәлик партия комитетиниң иккинчи кативи болуп ишлиди. Кейин сабиқ СССРниң пайтәхти Москвада Алий партия мәктивини түгитип, Алмутида партия ишлирида хизмәт қилди. Әршидин Һидайәтов болса, 1938-жили уйғурлардин чиққан биринчи алим, тарих пәнлириниң намзити дегән илмий унванға егә болди. Ә. Һидайәтов 1906-жили 10-октябрьда Чоң Ақсу йезисида кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән. У анисидин кичик житим қелип, сиңлиси Баһарәм вә дадиси Һидайәт билән йоқсизчилиқниң зәрдавини көп тартқан. У Октябрь инқилавидин кейин Чоң Ақсу йезисида дәсләпки ечилған уйғур мәктивидә билим алғанларниң бири. 1925-жилғичә дадиси билән етиз-ериқ ишлирида көп ишлигән. Төрт жиллиқ техникумни түгәткәндин кейин, Қазақ дөләт педагогика институтиниң тарих-ихтисат факультетида оқушини давамлаштурған. 1932-жили алий оқуш орнини тамамлиғандин кейин, Алмутидики коммунистик Алий йеза егилиги мәктивидә тарих пәни бойичә ассистент болуп ишлигән. 1935-жили В.И. Ленин намидики Москва дөләт педагогика институтиниң аспирантурисиға чүшүп, уйғур тарихидин илмий әмгәкләрни йезишқа башлиған. «Или өлкисидики уйғур-туңганларниң 1864 — 1871-жиллардики қозғилиңи» намлиқ илмий әмгәкни профессор А.Шестаковниң рәһбәрлигидә йезип түгитип, 1939-жили 26-апрель күни Москвада, шу институтниң тарих факультети илмий Кеңишидә “тарих пәнлириниң намзити” илмий дәриҗисини елиш үчүн диссертация яқлиди. Бу уйғур хәлқиниң һаятида дәсләпки қетим, йәни Кеңәш уйғурлиридин биринчи пән намзити атиғини алған уйғур алими еди. У кейин Орал шәһиригә Қазақ дөләт педагогика институтиға чоң муәллим хизмитигә әвәтилиду. Педагогикилиқ паалийитидә көп өтмәй, Алий аттестация комиссияси униңға доцент унванини бериду. Доцент Әршидин Һидайәтов 1941 — 1943-жиллири Сәмәрқәнт дөләт педагогика институтида СССР тарихидин лекция оқуйду. 1943 — 1944-жиллири Өзбәкстан Пәнләр академиясиниң чоң илмий хадими, 1944-жилниң октябрь ейидин тартип, Ташкәнттә уйғур тилида чиққан «Шәриқ һәқиқити» журналиниң мәсъул муһәррири болуп ишлиди. 1947-жили Қазақстан Пәнләр академияси Әршидин Һидайәтовни Алмутиға ишқа тәклип қилиду. У тарих, археология вә этнография институти йенида қурулған Уйғур-туңган мәдәнийити секториниң башлиғи вәзиписигә тайинлиниду. 1951-жили 25-декабрь күни Әршидин Һидайәтов узаққа созулған ағриқтин кейин вапат болди. Қазақстан Пәнләр академияси Тилшунаслиқ институтиниң мудири болуп ишлигән, Қазақстан ССР Пәнләр академиясиниң академиги И.Кеңесбаев «Мәхсити чоң алим еди» дегән мақалисида: «Әршидин Һидайәтов – тунҗа уйғур совет алими. Униң тарих бойичә язған илмий әмгәклири уйғурларниң аң-сезимини көтириштә чоң роль ойниди.... ...Әршидин наһайити еғир-бесиқ, интернационалист, ишдашлири билән дилкәш адәм, һечқандақ чолта пикир ейтмайдиған, пишип йетилмигән илмий әмгәкләргә йол қоймайдиған алим еди. У – уйғур классик әдәбиятини дәсләп тәтқиқ қилғучи алимларниң бири. Садир палван, Билал Назим, Назугум, Сейит Муһәммәт Қашийниң өлмәс әсәрлириниң әһмийитини вә уларниң вәтәнпәрвәрлик, азатлиқ, мустәқиллик күрәш идеялирини биринчи болуп оқуғучилар аммисиға илмий асаста чүшәндүрди» дәп униң ярқин симасини хатириләп язған еди. Шуни тәкитләш һаҗәтки, Кеңәш һөкүмитиниң дәсләпки жиллири биринчи уйғур алими аталған Әршидин Һидайәтовниң илмий әмгәклири кейинки жилларда сақланмай қалғанлиғи наһайити әпсуслинарлиқ әһвал. Бу һәққидә алим, тарих пәнлириниң намзити Давут Исиев тарихшунас алим Әршидин Һидайәтовниң «Или уйғурлириниң миллий-азатлиқ һәрикәтлири» намлиқ топламға киргүзүлгән «Дәсләпки алим» мақалисида: «Бизгә Ә.Һидайәтовниң умумән йоруққа чиққан бир китапчиси, 29 мақалиси вә бирнәччә қолязмиси, шу җүмлидин намзатлиқ диссертацияси (рус тилида машинкида бесилған 55 бәт) мәлум. Униң «Йәттису уйғурлири чаризм һөкүмдарлиғида», «Или уйғурлири» намлиқ қолязмилирини биз тапалмидуқ» дәп язиду. 1978-жили Қазақстан ССР Пәнләр академияси Тилшунаслиқ институтиниң Уйғуршунаслиқ бөлүми тәрипидин нәшир қилинған Әршидин Һидайәтовниң «Или уйғурлириниң миллий-азатлиқ һәрикәтлири» намлиқ топламға онға йеқин илмий әмгәклири җәмләнгән. Улардин алимниң уйғур тарихи үстидә һаят вақтида көп издәнгәнлигини вә үнүмлүк ишлигәнлигини көрүшкә болиду. Хәлқиниң мәнпийити үчүн бебаһа әмгәк қилған Әршидин Һидайәтовниң исми һечқачан унтулмайду. Униң йезип қалдуруп кәткән әмгәклири мошу күндиму актуаллиғи билән баһалиқ. Октябрь социалистик инқилавидин кейин башланған йеңи дәвир һәрқайси милләтниң мәдәнийитини риваҗландуруш, саватсизлиқни йоқитиш һәққидики директивилири қолайлиқ шәрт-шараитларни яритип бәрди. Уйғур кеңәш әдәбиятида дәсләп яритилған әсәрләр өткән әсирниң 20 – 30-жиллиридики әдәбиятимизда асасий орунни егиләйду. Әдәбият һәрқачан иҗтимаий һаятниң әйниги болуп кәлгән. Шу иҗтимаий һаяттин мавзу, идеявий йөнилишләрни елип, өз дәврини әкис әттүридиғанлиғи ениқ. Шу дәвирдики уйғур әдәбиятиниң ярқин вәкиллири болған Ө.Муһәммәдий, А.Муһәммәдий, М.Һәмраев, Н.Исрайилов, Т.Һәсән, Һ.Закирий, А.Ғоҗамбәрдиев, И.Саттаров, А.Садиров билән бирқатарда Мәһәммәт Адиловму әдәбият тәрәққиятиға салмақлиқ үлүш қошқан язғучиларниң бири болди. Мәһәммәт Адилов (әдәбий тәхәллуси – Илдирим) 1906-жили Чоң Ақсу йезисида дехан аилисидә туғулған. У атақлиқ уйғур шаири Һезим Искәндәров билән Ташкәнттики Оттура Азия коммунистик университетида (САГУ) тәһсил көргән. Андин «Кәмбәғәлләр авази» гезитида 1937-жилғичә ишләйду. Бу жиллар җәриянида Мәһәммәт Адилов уйғур миллий мәтбуатиниң тәрәққиятиға салмақлиқ үлүш қошуп, иҗат қилиду. Уйғур кеңәш әдәбиятида биринчи болуп, фельетон жанрини мәйданға елип кәлгән жирик язғучи. Уйғур җамаәтчилигигә өзиниң өткүр фельетонлири билән мәшһур болған әдип. *** Һәрбир миллий мәдәнийәт тарихида, шу җүмлидин әдәбият тарихида хәлқиниң қайғу-һәсритигә, бәхти-саадитигә дәстәкчи болуп кәлгән язғучи-шаирлири бар. Хәлиқ шу қәләм саһибилириниң әдәбий мираслирини көзиниң қаричуғидәк сақлап, әвлаттин-әвлатқа мирас ретидә қалдуруп келиду. Хәлқимизниң алаһидә муһәббитигә вә һөрмитигә егә болған шундақ пәрзәнтлириниң бири – инқилапчи шаир Лутпулла Мутәллиптур. Лутпулла Мутәллип 1922-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида дунияға кәлгән. Униң дадиси йеза даирисидики диний адәм болсиму, асасән деханчилиқ билән шуғуллинатти. Аилә муһитида саватини чиқарған Л.Мутәллипни дадиси 1932-жили Ғулҗа шәһиригә елип келип, кәңирәк мәлумат елиш үчүн дәсләп «Или – татар» мәктивигә оқушқа бәрди. Лутпулла мәктәптә оқуп жүргән чағлирида алаһидә зерәклиги билән көзгә чүшиду. Әдәбият вә сәнъәткә болған иштияқи уни рәсмий дәрисликләрдин ташқири уйғур, өзбәк, татар тиллардики әдәбий әсәрләрни қизиқип оқушқа дәвәт қилиду. Абдулла Тоқай, Һади Тақташ вә Өмәр Муһәммәдийләрниң әсәрлири униң иҗадий паалийитидә чоң роль ойнайду. Техи он бәш яшқа толмиған Лутпуллиниң «Хәлқимгә» намлиқ дәсләпки шеири «Или гезитида» елан қилиниду. Мана шуниңдин кейин униң шеирлири мәтбуатларда пат-пат бесилип туриду. Әдәбият ишқивазлириға яхши тонуш «Көкләм ишқи», «Бу мениң – яш ғунчә гүлүм ечилатти», «Чимән», «Күрәш илһами» вә башқилар шуларниң җүмлисидиндур. 1939-жили Илидики рус гимназиясидин, Үрүмчи шәһиригә келип, өлкилик муәллимләр дарилмуәлимингә (институтиға) оқушқа чүшиду. 1941-жили у Кеңәш Иттипақидин кәлгән геологиялиқ экспедициягә тәрҗиман болуп, Қәшқәриягә барди. Лутпулла шу қетим өз хәлқиниң һәдди-һесапсиз еғир турмуш әһвалини өз көзи билән көрүп вә униң қедимий тарихиға аит нурғун һөҗҗәтлик материалларни жиғип келиду. Бу материаллар «Даванлар ашқанда» намлиқ романиға асас болсиму, лекин уни аяқлаштуралмиған еди. Шу сәяһәт һәққидә Л.Мутәллип мундақ дәп язған: «Мән мәғрур Тянь-Шань теғиниң у қат тәрипигә өттүм. Бу вақитта мениң вуҗудумда бир түрлүк хошаллиқ пәйда болди. Узун вә кәң Тарим вадилирида зич орунлашқан пәхирлик тарихимизни көрситип берәләйдиған, миллий турмуштики келишкән гәвдилик, әмгәкчан уйғур қериндашлиримизниң қайси териқидә турмуш муһити ичидә һаят кәчүрүватқанлиғини көрдүм. Қәлимим үчүн һәҗәп кәң мәйдан таптим вә илһам канини ачтим». Бу экспедициядин қайтип кәлгән Л.Мутәллип «Шинҗаң гезитиға» ишқа орунлишиду. Униң тәшәббуси билән мәзкүр гезитта «Әдәбият гүлзари» нами билән мәхсус сәһипә уюштуруп, униң әтрапиға талантлиқ яшларни топлайду. Лутпуллиниң шеирлирида Чаң Кәйши һөкүмитигә қарши нәпрәт 1941-жили ойғанған еди. У шу чағда яшларниң намайишлириға пат-пат арилишип, өзини һемишәм алдинқи сәптә тутти. Лутпулла әнди хитай гоминдаңчилириниң әшәддий дүшминигә, хәтәрлик күчигә айлинип қалди. Улар Лутпулла Мутәллип башлиқ инқилавий роһтики яшларниң паалийитини чәкләп, уларниң кәйнигә чүшүвалиду. Шу жили яшларни солаш, өлтүрүш һәдди-һесапсиз күчийип кетиду. Бирақ Лутпуллини улар қамаққа елишқа җүръәт қилалмай, 1944-жилиниң башлирида Ақсу шәһиригә (Шәрқий Түркстан) мәҗбурән әвәтиду. Ақсу шәһиригә келип, гезит ишиға арилишип, Ақсу яшлиридин тәшкил қилинған сәнъәт өмигигә ярдәмдә болиду. Бирқанчә пьеса-спектакльларни сәһниләштүриду. 1945-жили Лутпулла Мутәллип, Мунирдин хоҗа вә Билал Әзизий рәһбәрлигидә Ақсуда «Шәрқий Түркстан учқунлар иттипақи» дегән мәхпий яшлар тәшкилатини қуриду. Тәшкилатниң мәхсити – инқилавий роһтики яшларниң паалийитигә тәшкилий йолбашчилиқ қилиштин вә Или вақиәсиниң Җәнубий Шинҗаңға қарап қанат йейишиға зәмин яритиштин ибарәт еди. Лекин «Шәрқий Түркстан учқунлар иттипақиниң» паалийити қисқа вақит ичидә тохтап қалди. Тәшкилат әзалири ишлирини изчиллиқ елип кетип барғанда, Һекимнур дегән бир җасус хаинлиқ қилип, Л.Мутәллип билән униң сәпдашлири: талантлиқ шаир Билал Әзизий вә Мунирдин Хоҗини тутуп бериду. Кейин гоминдаңчилар мәзкүр тәшкилатниң һәммә әзалирини қолға алиду. Шу чағда Или тәвәсидә кәң қанат яйған Үч вилайәт инқилавини азат қиливатқан әскәрләр Ақсуни қоршавалғанда, гоминдаңчилар пайпетәк болуп, җинаий ишлирини япмақчи болиду. Тәшкилат әзалиридин қутулуш һәрикәтлирини қилиду. 1945-жили сентябрь ейида таң сәһәрдә Лутпулла Мутәллип билән түрмидә ятқан 30ға йеқин сәпдашлирини һайдап чиқип, шәһәрниң четидики хәндәккә апирип үлгирәлмәй, улардин вәһшиләрчә өч елишқа башлайду. Тутқунларни җадуға бесип, бәзилирини йенип-йенип қилич билән чапти. Бәзиләрни милтиқ билән етип, нәйзиләп өлтүрди. Лөтүн өзини мәрданә тутуп, өлүмни қорқмай күтүвалди. Шундақ қилип, уйғур хәлқиниң қәһриман пәрзәнди, инқилапчи шаир Лутпулла Мутәллип 23 йешида җан үзди. Бу узун жиллиқ тарихий күрәш бәдилигә кәлгән уйғур әдәбияти үчүн чоң йоқитиш, қайғулуқ мусибәт болди. 1950-жили мәхсус комиссия Ақсуға берип, азатлиқ қурванлириниң көмүлгән йерини издәп тепип, миңлиған кишиләрниң қатнишиши билән қериндашлар қәбирстанлиғиға йөткиди. Униң әдәбий мирасини сақлап қелиш үчүн 1951 вә 1956-жиллири Үрүмчи вә Алмута шәһәрлиридә айрим топлам болуп, йоруқ көрди. Иҗадийити рус, өзбәк, қазақ тиллириға тәрҗимә қилинип, Қазақстанда уйғур мәктәп дәрисликлиригә шаирниң һаяти вә иҗадий паалийити киргүзүлди. 1999-жили шаирниң туғулған жути Уйғур наһийәсидики Чоң Ақсу йезисида униңға ядикарлиқ орнитилди. Тельман НУРАХУНОВ.

629 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы