• Муштири топлаш — 2020
  • 27 Қараша, 2019

Милләтпәрвәр гөдәкләр

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Йеқинда Алмута шәһириниң Достлуқ мәһәллисидики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә өткән «Сиз «Уйғур авазиға» йезилдиңизму?» намлиқ очуқ дәрискә дуч келип қалдим. Уни мәзкүр билим дәргаһиниң муәллими, 5-«А» синип йетәкчиси Дилбәр Айтахунова уюштурупту. Гәп асасән «Уйғур авази» гезити һәққидә болуп, оқуғучилар миллий нәшримиздә йоруқ көрүватқан мақалилар һәққидә өз ой-пикирлирини изһар қилди. Болупму уларни гезиттики балиларға беғишланған «Һасан-Һүсән» сәһиписи қизиқтуридекән. Бәзиләрниң гезитқа мақалә язғуси келидекән. «Бала тили — бал» демәкчи, оқуғучилар муәллимигә соал дегәнни яғдурувәтти. «Немә тоғрилиқ язсақ болиду?», «Бизниң язғанлиримиз гезитта бесиламду?», «Бүгүнки очуқ дәрис тоғрилиқ гезитқа чиқиришқа боламду?» дегәнгә охшаш соаллар кәйни-кәйнидин қоюлушқа башлиди. – Алди билән силәр мениң мону соалимға җавап бериңлар, сөйүмлүк гезитиңларға йезилдиңларму? – сориди муәллим. Синиптики 25 балиниң һәммиси бир авазда «Йезилдуқ» дәп җавап бәрди. Мән башта бу чақчақ болуши мүмкин, дәп ишәнмигәндәк қилдим. Кейин муәллим шкафтин балиларниң гезитқа йезилғанлиғини тәстиқләйдиған квитанцияләрни көрсәтти. Шундақ қилип, 25 оқуғучиниң һәммиси «Уйғур авазиға» муштири бопту. Йезилмиған тәғдирдиму, 5-синип оқуғучисиниң дәристин өйигә келип: «Уйғур авазиға» йезилайли” дейишиниң өзи чоң гәп. Әйнә шундақ балилиримизни миллий роһта тәрбийиләватқан муәллимигиму апирин!

244 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы