• Яшлар жили
  • 04 Желтоқсан, 2019

Илһамҗанниң утуғи

Яркәнт шәһиридики Җ.Җабаев намидики оттура мәктәпниң 11-синипида оқуватқан Илһамҗан Ашитов өзиниң келәчәктә инглиз тилиниң йетүк мутәхәссиси, тәрҗиман болғуси келидиғанлиғини йошурмайду. Һә, бу униң алға қойған мәхсәт-армини. Илһамҗан әслидә өзи бәш йешидин нахша ейтип һәм шахмат, футбол билән җиддий мәшиқлиниду. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Бу Ашитовларниң аиләвий қелиплашқан муһити. Чүнки аилидә өсүп йетиливатқан балиларниң һәммисиниң сәнъәт билән спортқа қизиқиши ати-анисидин дариған. Әнди аилидики иккинчи пәрзәнт Илһамҗанниң балилиқ һәвәси билән тинмай мәшиқлинишиниң ақивити түпәйли у утуқ-муваппәқийәтләргә қол йәткүзүватиду. Ундақ дейишимизгә сәвәп, у һәр жили җумһурийәтлик «Һошшәрә, талантлар» вә «Билим вә сәнъәт» көрүклиридә шахмат оюни бойичә биринчи орунни қолдин бәрмәй кәлмәктә. Шахмат – уларниң аиләвий яхши көридиған спорт оюни. Аилидә Тельман төрт оғли билән җәм болғанда бу оюн қизип кетидудә, ахири Ашитовларниң аиләвий турнириға айлиниду. Әнди Сәнъәтму худди шундақ. Илһамҗанниң акиси Дилмурат нахшичи. Акисиға қарап Илһамҗанму мәктәп босуғисини атлиғандин бери мәктәп сәһнисидә уйғур, қазақ, рус тиллирида нахшиларни иҗра қилиду. Бу иштияқму униңға утуқ елип кәлди. Наһийәлик байқашта биринчи орунни йеңивалған у Алмутидики Чайковский намидики музыкилиқ колледжда өткән «Ана тил, демәк, хәлқимни сөймәк», «Һошшәрә, талантлар!» конкурслирида, шундақла «Нурлы жастар» җумһурийәтлик конкурсида «Отан-ана» нахшисини орунлап, биринчи орунни егилиди. Йеқинда Илһамҗан Қазақстанниң Өзбәкстандики жили даирисидә өткән хәлиқара фестивальға қатнишип, «Уйғур дегән мошундақ» нахшисини жуқури маһарәт билән иҗра қилғини үчүн баш мукапат – Гран прини йеңивалди. Шахмат вә сәнъәт ишқивази Илһамҗан мәктәптики җәмийәтлик ишларға паал қатнишиду. У футболдин мәктәп талланма командисиниң әзаси. Шахматтинму худди шундақ. Келәчәк мошундақ билимлик, һәртәрәплимә қабилийәтлик яшларниң қолида. Илһамҗанға билим, спорт, сәнъәт саһасида йәниму чоң утуқ-муваппәқийәтләрни тиләймиз. Панфилов наһийәси.

341 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы