• Муштири топлаш — 2020
  • 11 Желтоқсан, 2019

«Бизгә мәнивий байлиқ керәк»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Чимкәнтлик уйғурларниң «жирақтин меһманлар келиватиду» десә, бәш күн авал күтидиған адити бар. Бу қетимму худди шундақ болди. Алди билән Түркстан вилайитиниң баш жигитбеши Ярмәһәмәт Искәндәров хәвәрләшти. «Қачан келисиләр?» дәйду у һәр күни телефон қилип. Чүнки униң иши чечидин тола. Амма «уйғур» десә, ичиватқан ешини йәргә қойидиған инсан. Әгәр өзиниң вақти болмиса, ярдәмчилирини ишқа салиду. Бу қетим у бизни Чимкәнт шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики активистларниң бири Тәлъәт ака Әзимовқа тапилапту. Бизниң кәлгинимизни аңлап, ахирқи вақитларда чимкәнтлик болуп кәткән, алмутилиқ қериндишимиз Данияр Сасиқов дәрру йетип кәлди. У Чимкәнт шәһиридә тиҗарәтчилик қилидекән. Мәркәз активистлириниң бири. Җәмийитимиз җәм болғандин кейин йәнә бир миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри, Чимкәнт шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Баһадур Сәлимовниң дәстихинидин дәм тартип, андин Сарыағаш шәһиригә атландуқ. Ейтишларға қариғанда, Сарыағашта 2000ға йеқин уйғур истиқамәт қилидекән. Бу яқтики қериндашлиримиз өз вақтида деханчилиқ билән шуғуллинипту. Сарыағашқа уйғурлар асасән өткән әсирниң 60-жиллири көчүп кәлгән. Униң алдидиму уйғурлар болған екән. Уларни «кона уйғурлар» дәп қойидекән. Амма «конилардин» һечким қалмапту. Атмишинчи жиллири кәлгәнләрни «гәпниң балилири» дәйдиған охшайду. «Немишкә?» дегән соалимизға: «Мәшрәпни илгири әйнә шундақ «гәп» дәп атиған” дегән җавапни алдуқ. Һазирму чоңларниң бир мәшриви шундақ атилидекән. «Мәшрәп қандақ өтиду?» дегән соалимизға жут чоңлири «гәп билән өткүзимиз» дәп җавап бәрди «гәпниң» балириниң бири. “Һәқиқитини ейтсақ, дуниядики, уйғурлар һаятидики, жутумиздики йеңилиқлар билән бөлүшимиз» дәйду у. Бу атмиш билән йәтмишниң арисидики атимизниң гепи. Әнди 50 яшқичиләрниң өзлириниң мәшриви бар охшайду. У адәттики мәшрәпләр охшаш рәсим-қаидиләр билән өтидекән. Мән тонушқан икки кишиниң бири электрик, йәнә бири киномеханик болуп ишләп, пенсиягә чиқипту. Абдулла Ғоҗун билән Дилмурат Сайитовниң бирдин балиси ата кәспини давам қиливетипту. Өзини Сәли Абдрахманов дәп тонуштурған 81 яшлиқ атимиз «мениң дәрдимни тиңшап беқиңа» дегәндәк, мураҗиәт қилди. Теги-тәкти қәшқәрлик екән. 22 йешида чегара атлап Қазақстан дияриға қәдәм тәшрип қипту. Бу тәвәдә өмри ашпәзлик билән өтүпту. – 14 миң тәңгә пенсия алимән, әризәмни көтирип бармиған йерим қалмиди, – дәйду атимиз өзиниң рәнҗишини билдүрүп. — Дәрт җиқ. У яқтики қериндашларниң хәвирини алалмайватқинимға төрт жилдин ашти. Амма чүшкүнлүккә берилиш бизниң қенимизда йоқ. Гадай болсамму, гезитқа йезилимән. Мәнивий байлиқ мениң үчүн биринчи орунда туриду. Ақсақал башқа гәп қилмиди. Мошуниң өзи йәтәрлик. Әгәр «төрт миң тәңгигә гезитқа йезилсам, бир айда он миң тәңгигә немә йәймән» десә, һеч гәп қилалматтим. Сарыағашта әйнә шундақ миллий ғурури үстүн қериндашлиримиз көп болуп чиқти. Баш қошушқа бирдин, иккидин келиватқан адәмләрниң һәммисиниң пикри шундақ екән. Мошундақ гәпләр билән сарыағашлиқ уйғур җамаәтчилигиму жиғилди. Андин Сарыағаш наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әсқәт Қурбанов көпчиликкә меһманларни тонуштурди. Улар: «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтов, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кибиров, Түркий хәлиқләр мәдәнийити «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәиси Карлин Мәхпиров, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов вә мошу қурларниң муәллипи. Күн тәртивидики биринчи мәсилә: Түркстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәисини сайлаш бойичә Ершат Әсмәтов өз пикрини билдүргәндин кейин, көпчиликниң авази билән Әсқәт Қурбанов Түркстан вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп сайланди. Әсқәт Қурбанов 1967-жили Сарыағаш йезисида туғулған. Билими оттура. “Ахра” җавапкәрлиги чәкләнгән ширкитиниң баш мудири. У күни асасий гәп «Уйғур авазиға» муштири топлаш әтрапида болди. Бу һәққидә Карлин Мәхпиров муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штабниң рәиси сүпитидә өз ләвзини билдүрди. Жиғин қатнашчилири арисидиму гезит һәққидә өз пикирлирини изһар қилғанларму болди. Бәзиләр «гезит қизиқ чиқиватиду» десә, бәзиләр «Интернет торлирида әхбарат риқабәткә чүшүватқан бу заманда гезит униңдин қизиқ һәм оператив болуши керәк» дегән тәклипләрниму бәрди. Очуқ һәм сәмимий өткән баш қошушта сарыағашлиқларниң тәкливи билән «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабиниң рәиси болуп Аюпҗан Ниязов сайланди. Сарыағашлиқ уйғурлар билән хелә вақитқичә гепимиз пүтмәй, бир-биримизни қиймай хошлаштуқ. Биз йәнә учришимиз. *** Чимкәнт шәһиридики «Достлуқ өйидә» болған учришишқа гезитимизниң турақлиқ муштирилири жиғилипту. Уни киришмә сөз билән ачқан Чимкәнт шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Гөзәл Темирова көпчиликкә баш қошушниң сәвәвини чүшәндүрүп, меһманларни тонуштурди. «Дүгләк үстәл» әтрапида улар өзлирини ойландуруп жүргән соаллири билән мураҗиәт қилди. Бу йәрдики сөһбитимиз миллий маарип вә жигитбашлириниң роли һәққидә болди. Бу мәсилиләр бойичә алим Рәхмәтҗан Йүсүпов билән баш жигитбеши Ярмәһәмәт Кибиров әтраплиқ чүшәнчә бәрди. Әлвәттә, гезитниң баш муһәрриригиму көплигән соаллар қоюлди. Җүмлидин чимкәнтлик оқурмәнлиримиз тарихий материалларниң көпләп берилишини халайдекән. «Мошуниң арқилиқ биз яшларни гезит оқушқа қизиқтурушимиз керәк» деди жиғин қатнашчилириниң бири. Бу йәрдиму қериндашлиримизниң мәнивий байлиққа хуштар екәнлигини байқидуқ. Роһимиз техиму көтирилди. Илавә: биз кетип икки күндин кейин Чимкәнт шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң активистлири баш қошуп, мәзкүр мәркәзгә йеңи рәис сайлапту. Буниңдин кейин мәркәзгә Динмухамед Искәндәров рәһбәрлик қилидиған болиду. Д.Искәндәров 1971-жили Түркстан вилайитиниң Арыс шәһиридә туғулди. Билими алий. Шәхсий тиҗарәт билән шуғуллиниду.

239 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы