• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 25 Желтоқсан, 2019

Қарасулуқлар вәдисидә турди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Алмута шәһириниң “Қарасу” мәһәллисидә истиқамәт қилидиған уйғурларниң сани анчила көп әмәс. Жиғип кәлсәк, 120 аилә әтрапида. Шундақ болсиму, улар миллий әнъәнилиримизни сақлап, ана тилимизда йоруқ көридиған гезит-журналларға турақлиқ муштири болуватқанлиғи билән алаһидә пәриқлиниду. Йеқинда келәр жилға муштири топлаш мәвсүми аяқлишип, униң дәсләпки йәкүнлири чиқишқа башлиған бир пәйттә, «қарасулуқлар муштирилар санини йәнә көпәйтипту» дегән хәвәрни аңлап, улар билән учришишқа алдиридуқ. Адәттикидәк, бизни жут активистлири иллиқ қарши алди. Уларниң кәйпияти толиму үстүн. – Һәммиңларниң хошал-хорам олтарғиниңларға қариғанда, бизгә ейтар яхшилиғиңлар бар охшимамду? – дедуқ уларға. – Әлвәттә, бар, – деди жутниң баш жигитбеши Махмут ака Мәңсүров. – Гәпниң растини ейтсам, өткән жили “Гезит муштирилириниң санини келәр жили чоқум бийилқидин ашуримиз» дегән вәдимизни бәргән едуқ. “Шу вәдимиздә турайли” дегән мәхсәттә бийил мәһәллидики жигитбашлири билән ханим-қизлар нурғун әмгәк қилди. Уларниң жутдашлиримизда миллий роһни ойғитишта көрсәткән тиришчанлиғи нәтиҗисидә бу жили гезитимиз муштирилириниң сани хелә өсти. Бу йәрдә мән өзлириниң шәхсий турмуш-тирикчилигини ташлап, керәк йәрдә йәтмигинини өзлириниң янчуғидин чиқирип, өйму-өй жүгрәп муштири топлиған мәһәллимиздики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Фатимәм Лохманова, орунбасари Асийәм Сопахунова (уларниң һәр иккиси 20 – 40 гезитқа һамийлиқ қилған – М.С.), «Йеңи Қарисудики» мениң орунбасарим Пәрһат Сидиқов, активистлардин Гүлбанум Амансопиева, Әбәйдуллам Қурбанов, Имәрәхан Турдишаева вә Зульфия Султанова кәби инсанларниң исмини пәхирлиниш билән тилға алғум келиду. Ишәшлик ейталаймәнки, бийил биз мошундақ миллитим үчүн һәрқандақ ишқа тәйяр жутдашлиримизниң нәтиҗидарлиқ әмгиги түпәйли, «Уйғур авази» гезитиға муштири болғанларниң санини йәтмиштин ашурдуқ. Бу болсиму, бизгә охшаш тәрмә жутқа чоң утуқ болса керәк. Һәқиқәтәнму, муштири топлаш мәвсүмидә айрим жутларниң активистлири «бизниң жутта һәрхил җайлардин көчүп кәлгәнләр яшайду, йәни «тәрмә жут» дейишип, түрлүк-түмән банә-сәвәпләрни ейтишиду. Әнди шундақ жутлардиму бари-йоқи бир-икки ай давамида тиришип-тирмишип иш қилсақ, утуққа йәткили болидиғанлиғи мошу қарисулуқларниң тутқан йолида очуқ көрүнүп туриду. Бу йәрдә пәқәт өзимиздә азду-тола көйүнүш вә өз миллитини сөйүш купайимекин, дегән ой келиду кишигә.

384 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы