• Жиллар вә адәмләр
  • 08 Қаңтар, 2020

Һөснигә һөсүн қошқан “Алтун юлтуз”

Күтүлмигән йәрдин чоңчиғанлиқ тонушларниң бири Турғанҗан Қурбанов телефон қилип қалди. Течлиқ-аманлиқтин кейин у мошу йеңи жилниң бешида жутдиши, Социалистик Әмгәк Қәһримани Адаләт Зәйнавдинованиң туғулғиниға 90 жил толидиғанлиғини ейтип, шу яқ тоғрилиқ йезишимни илтимас қилди. Униң яшанған чеғидиму жути, жутдашлири ғемида жүрүватқанлиғиға хошал болдум. Бу илтимас, мени архив сәһипилирини варақлап, атақлиқ дехан һәққидә қәләм тәвритишкә түрткә бәрди. Мәлумки, Өсәк вадисида әмгәк мәшъәллири аз әмәс, уларниң сәккизи Социалистик Әмгәк Қәһримани. Адаләт Мәшүрқизи Зәйнавдинова шуларниң бири. Бирақ, у яқ һазир аримизда йоқ. Мәрһум тоғрилиқ «Уйғур авази» гезитида берилгән некрологта: «Адаләт Мәшүрқизи Зәйнавдинова 1930-жили 1-январьда Челәк тәвәсиниң Ғәйрәт йезисида дехан аилисидә дунияға кәлгән. Аилидики 7 балиниң бири болған у он бир яшқа киргәндә Улуқ Вәтән уруши башлинип кетиду вә шуниңға бағлиқ техи бели қатмиған қиз тәңтушлири қатарида егилик ишлириға арилишишқа мәҗбур болиду...», дәп йезилған екән. Бу йәрдә ениқлап өтидиған нәрсә шуки, улар челәклик болсиму, тәғдири Яркәнт тәвәси билән чигилгән. Өткән әсирниң 30-жиллири Челәктә тәшкил қилинған колхозға мели вә қурал-сайманлирини өткүзүп, Мәшүр вә Шерхан Зәйнавдиновларму әза болуп кирип, тирикчилигини давамлаштуриду. Лекин, кона билән йеңи заман арисида җиддий тоқунушлар йүз берип, униң ақивити, еғир паҗиәләргә, йоқсизчилиқ, ачарчилиққа елип кәлди, тәтүр тәшвиқатлар күчийип, әл арисида әндишә-тәшвиш орун алди, адәмләр уйғурлар диярини нишанға елип, чегариға қарап қечишқа башлиди. Шу қериндашлиримиз арисида Зәйнавдиновлар аилисиму болуп, амма қандақту-бир сәвәпләр билән мәнзилгә йетәлмәй, улуқ Ипәк йоли бойидики Чоң Чиған йезисида тохтап, турақлишип кетиду. Бу һәққидә талантлиқ қәләм саһиби Савутҗан Мәмәтқулов өзиниң «Дехан қизи» повестида мундақ дәп, язған екән: «Шундақ қилип, Мәшүр бу йәрдә дунияға башқидин кәлдидә, Чоң Чиған дегән жутқа нанға сиядан сиңгәндәк сиңип кәтти. Мәлиниң төвәнки тәрипидики коча дохмушида адәттики уйғур өйлириниң бири қәд көтәрди. Бу – Мәшүр билән Шерханларниң өйи. Пәрзәнтлири – Мәрүпҗан, Рустәмбәг, Һозураханлар бойниға қизил галстук бағлиди. Һелиқи йолдики техи йөгәктики бовақ Адаләт болса, мошу өйдә дәм турди...». Муәллип шуниңдин кейин Зәйнавдиновлар, җүмлидин Адаләтниң әмгәк йолини кәң йорутиду. Өткән әсирниң 30-жиллири Мәшүр ака билән Шерхан һәдә мәзкүр жутта йеңидин тәшкил қилинған «Пахтилиқ» артелиға (кейин Ворошилов намидики колхоз) әза болуп, әстаидил әмгәккә бәл бағлап киришип кетиду. Ирадилик, тиришчан Мәшүр қолиға қутлуқ кәтмән тутуп, ериқ чапти, йәр оса қилди, соқа һайдап, пахта, ашлиқ өстүрүп, мол һосул алди. Уни дөләткә тапшурди, мирап болуп ишләп, арилиқта рәислик вәзиписиниму атқуриду. Шерхан аниму қатардин қалмай ишлиди. Һәр күни нормисини икки-үч һәссә орунлап, қурбилириға үлгә болди. Һәтта урушниң еғир жиллири колхозда аяллар кеңишиниң рәиси вәзиписиниму шәрәплик атқуруп, чоңчиғанлиқларни әмгәккә сәпәрвәр қилишта алаһидә көзгә чүшти. Шундақла ата-ана пәрзәнтлиригә әмгәкни қәдирләшни, әмгәкниң — бәхит булиғи, йәрниң — байлиқ мәнбәси екәнлигини йенип-йенип ейтиштин еринмиди. Балилириму ата-анисиниң вәсийәтлиригә садиқ болуп, өсүп йетилип, әмгәктә утуқ, шөһрәткә қол йәткүзди. Буниңдин чоңқур миннәтдар болған Мәшүр ака наһийәлик гезитта өзиниң «Парлақ һаят» намлиқ ихчам мақалисини елан қилған екән. Униңда: «...Мениң икки оғлум – Мәрүпҗан билән Рустәмбәг – Улуқ Вәтән урушиға қатнишип, шиддәтлик җәңләрдә сөйүмлүк Вәтинимиз үчүн җенини пида қилди. Улардин кейинки оғуллирим Арупҗан – колхоз механиги, Турсун – механизатор, қизлирим Һозурихан, Бүвисәрәм – колхозчи, Адаләт атақлиқ дехан, көмүқонақчилар звеносини башқуруватиду. Улардин 19 нәврә, 9 чәврә сөйгән бәхитлик адәммән. Һәммиси паравән бәхитлик яшаватиду», дәп язған екән («Йеңилиқ авази» – 20-апрель 1970-ж.). Шу жили Мәшүр ака сәксән икки яшта екән. Аридин тоғра йерим әсир өтүпту. Өткән жиллар Зәйнавдиновлар қатариниму тамамән шалаңлитип кәтти. Һазир кәнҗиси Турсун аилиси билән шу жутта яшаватиду, уму бийил һаятиниң 80-даваниға көтирилиду, жутниң, инавәтлик адәмлириниң бири. Мәшүр ака пәхирлиниш билән тилға алған нәврә-чәврилириму өсүп йетилип, сепи көпийип, әҗдадиниң әмгәк йолини давамлаштуруватмақта. Уларни Адаләт аниниң роһи, һалал, әстаидил әмгәк қилишқа дәвәт қиливатқандәк туюлиду... Мақалимизниң қәһримани Адаләт 7-синипни пүтирип, егилик ишлириға бирәтола арилишип кәтти. Қурбилири қатарида һәрхил саһаларда биләк түрүп әмгәк қилип, көзгә чүшти. Шу жиллири жуқуридин аһалини сүт мәһсулатлири билән толуқ тәминләш вәзиписи алға сүрүлдидә, Киров намидики колхоздиму Чоң Чиғандики сеғин сийир фермисиниң ишини яхшилап, мәһсулдарлиғини ашуруш чарилири қолға елинди. Җүмлидин комсомол қизларни сеғинчилиққа әвәтиш қарар қилинди. Уларниң арисида Адаләтму болуп, етиздин фермиға йөткәлди. Униңға ферма башлиғи Һосман Айтахунов дәсләп он бәш сеғин сийир бәкитип бәрдидә, уларни күтүш, озуқландуруш тоғрилиқ әтраплиқ чүшәнчә бериду. Ейтмақчи, буларни сәралиқ қизму хелә яхши биләтти. Чүнки өйидә сийирлирини өзи сағатти. Шуңлашқа у ферма ишлириға, тәртип-интизамға чапсан үгинип кәтти. Алди билән калиларниң күтүмини яхшилашқа, озуқ рациониға қаттиқ риайә қилишқа көңүл бөлди. Һәр сийирға күнигә 20 килограмм силос, 10 килограмм кава қошулған арилашма йәм берип, икки қетим суғирип турди. Мундақ күтүмдики сийирлар сүтиниму айимиди. Жил ахирида һәрбир сеғин сийирдин икки йерим миң литрдин ошуқ сүт сеғилип, план ашурулуп орунланди. Бу көрсәткүч жилдин-жилға яхшилинип, Адаләт илғар сеғинчилар қатарида мәнивий вә маддий мукапатлар билән тәғдирләнди. Униң мәйдисигә қадалған «1941 – 1945 Улуқ Вәтән уруши жиллиридики жасарәтлик әмгиги үчүн» медали шу әстаидил әмгигиниң дәсләпки мевиси болди. Өсәк вадисиниң мунбәт йәрлиридә немә өстүрүлмәйду десиңизчу! Буғдайму, пахтиму, арпиму, сулуму, әпийүнму, зимаму, териқ билән кәндирму – йеза егилиги зираәтлириниң барлиқ түрлири өстүрүлүп, мол һосул елинди. Әнди өткән әсирниң әллигинчи жиллириниң оттурилиридин башлап, тәвәдә көмүқонақ өстүрүш қолға елинди. Униң тәшәббускари «Октябрьниң 40 жиллиғи» колхозиниң жирақни молҗалалайдиған рәиси Николай Головацкий болди. Уларниң тәҗрибисигә тайинип, наһийә егиликлириниң һәммиси көмүқонақ өстүрүшкә ихтисаслаштурулди. Униң егиликләрниң ихтисадини көтириш үчүн әң пайдилиқ зираәт екәнлиги әмәлиятта испатланди. Киров намидики колхоздиму тиң вә боз йәрләрни өзләштүрүш һесавиға көмүқонақ мәйдани давамлиқ кәңәйтилди, һәр жили йеңи звенолар қурулуп, уларниң қатарида яшлар бесим болди. 1961-жили шундақ звеноларниң бирини башқуруш Адаләт Зәйнавдиноваға тапшурулди вә звено «Гагарин» дәп аталди. Шәрәплик намға өзлириму, ишиму, көрсәткүчиму лайиқ болуши керәктә! Звено әзалири – Адаләткә, Адаләт болса – яшларға ишәнди. Улар техи ишни башлимай туруп, мәзкүр звено тоғрилиқ гәп-сөз Яркәнт тәвәсигә пур кәтти. Һәтта гезитлардиму «Гагарин» намидики звоно тоғрилиқ хәвәр-мақалилар пат-пат йоруқ көрүшкә башлиди. Бир жили звено әзалири зираәтни пәрвиш қилиш, суғириш, қошумчә оғутландуруш ишлирини тәләпләргә мувапиқ жүргүзгәндәк еди. Бирақ күздә елинған һосул үмүтни ақлимиди. Илғарлар гектариға 50 — 60 центнердин һосул алса, Адаләт башқурған звенониң көрсәткүчи униңдин хелила төвән болди. Бу звено әзалирини қаттиқ ойландурди. Улар буниңдин тегишлик хуласә чиқирип, тәҗрибисиниң азлиғини, зираәт өстүрүш технологиясини яхши билмигәнлигини етирап қилди. Һәқиқәттиму көмүқонақ өстүрүш технологияси мурәккәп еди. Униңға қәтъий риайә қилған һалда һәммә ишни өз вақтида жүргүзүш тәләп қилинатти. Шундақ қилип, звено әзалири күздин башлапла, тәйярлиқ ишлирини қолға алди: йәр қалдуқлардин тазилинип, оса қилинди, қиш күнлири органикилиқ оғутлар етиз башлириға йәткүзүлди, деханлар қишлиқ агротехник оқушларға қатнишип, билимини ашурди. Звеноға 1966-жилниң алтун күзи чоң хошаллиқ елип кәлди. 45 гектар мәйданда өстүрүлгән көмүқонақниң «Вир-156» сортиниң һәр гектаридин оттура һесап билән 80 центнердин таза дан елинди. Бу планға нисбәтән 20 центр ошуқ еди. Кейин көмүқонақниң «Краснодарская-149» сортини өстүрүп, рекордлиқ көрсәткүчкә қол йәткүзди, йәни гектаридин 130 центрдин дан алди. Шундақла комуқонақниң әтигән пишидиған қиммәт баһалиқ «Днепровский-5» «Днепровский-247» сортлирини өстүргәндиму жуқури һосул елишни тәминлиди. Қисқиси, Адаләт Зәйнавдинова звеноға йетәкчилик қилған оттуз жил мабайнида пәқәт бир участкидин пайдилинип, көмүқонақтин елинған умумий һосулини гектарға чаққанда 100 центнердин төвән һосул алмиған екән. Шу түпәйли наһийәниң деханчилиқ саһасиниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошти. Тинимсиз һәрикәт, бәрпакарлиқ әмгәк дехан қизи Адаләт Зәйнавдиновани чоң утуқларға дәвәт қилип, шан-шөһрәткә бөлиди. У бирнәччә қетим, йезилиқ, наһийәлик, вилайәтлик кеңәшлиригә депутат болуп сайланди. 1971-жили Ленин ордени билән мукапатланди. Әнди 1979-жили болса, “Социалистик Әмгәк Қәһриман” дегән йүксәк намни елишқа сазавәр болди. 1980-жили Адаләт Зәйнавдинова Қазақстан ССР Алий Кеңишиниң депутати болуп сайланди. “Панфилов наһийәсиниң вә Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини” дегән шәрәплик намларға муйәссәр болди. Мән шундақ хошаллиқлириниң биридә Адаләт һәдә билән учришип, тәбрикләп, «Сиз хәлқимизниң мунәввәр қизисиз, әмгәктә шан-шәрәпләр қучуп, жуқури мукапат, намларниң һәммисини дегидәк алдиңиз, әнди арминиңиз болмиса керәк?» дегән соал билән мураҗиәт қилғиним есимда. Адаләт һәдә иллиқ жилвә қилған һалда алдиримай мундақ дегән еди: «Укам, адәмләрдә арзу-арман һечқачан пүтмәйду, үмүт билән яшаймиз. Булар хошаллиқларға, утуқларға башлайду, мән шу сәптики анимән. Бирақ һечқачан мукапат, намларни елишни нишанға елип, әмгәк қилған әмәсмән. Аддий деханлар қатарида егилигимизниң ихтисадини көтиришкә пидакарлиқ әмгигим билән биркишилик һәссәмни қоштум, халас. Бу һәрбиримизниң пәрзи әмәсму...». Адаләт һәдә Зәйнавдинова 1990-жили Чоң Чиғанниң шәрқий қисмидики өзи оттуз жил деханчилиқ қилип кәлгән тәвәррүк участкисидин өзлиригә тегишлик йерини елип, уни күйоғли, агроном Абубәкри Вәлиевқа аманәт қилип тапшуруп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Ейтмаққила дәм елиш бу. Чүнки дехан ана әмгәктин қол үзмиди, бәлки иши техиму көпийип, һәрикити җиддийлишип кәткәндәк болди. Чүнки тәклип қиливатқан жиғин, учришишлар, мәрасимлар аз әмәс, уларға қатнишип, пикир-мәслиһәтлирини берип туратти. Шундақла Чоң Чиған йеза округи, наһийә, шәһәр мәмурийәтлири вә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан иҗтимаий-мәдәний чарә-тәдбирләргә йеқиндин арилашти, һәрхил тәнтәниләрниң һөрмәтлик меһмини еди. Әтиязлиқ терим, пәрвиш, күзлүк һосул жиғиштуруш мәвсүмлиридә өйдә олтарматти, етиз, хаманларға берип, яш деханларға өзиниң ярдимини, мәслиһитини берип туратти. Мәйдисидә парлап турған “Алтун Юлтуз” һөснигә һөсүн қошуп, шөһритини намайән қилип турғандәк көрүнәтти, адәмгә... Һазир жутқа барсам шу сехи аниниң йоқлуғи алаһидә сезилип туриду... Бирақ, чириғи, изи өчмиди, қизи Алийәм, күйоғли Абубәкри ана турған өйниң бәрикитини кәттүрмәй, һәммини әйни бойичә давамлаштуруп келиватиду. Абдукерим ТУДИЯРОВ, Қазақстанниң Пәхрий журналисти. Панфилов наһийәси.

460 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы