• "Туған жер"
  • 15 Қаңтар, 2020

Конкурста ғалип чиқти

Панфилов наһийәсидики чоң йезиларда Мәдәнийәт өйлири, кичик жутларда клублар моҗут болуп, уни саһаниң йетүк мутәхәссислири башқуруп келиватиду. Улар наһийәлик һакимийәт йенидики Мәдәнийәт вә тилларни тәрәққий әткүзүш бөлүмлири билән бирликтә һәрхил мавзуларға чарә-тәдбирләрни уюштуруп кәлмәктә. Мәдәнийәт өйини башқуруватқан мудирлар билән мәдәнийәт хадимлири вилайәтлик, җумһурийәтлик байқаш, фестиваль-мусабиқиләргә иштрак қилиш арқилиқ кәспий маһаритини ашуруш йолида иҗадий ишларни елип бериватқанлиғиниму тәкитләш орунлуқ. Йошурушниң һаҗити йоқ, Мәдәнийәт өйлири, клублар йоқ йезилар наһийә һакими вә йеза округлири һакимлириниң қарариға мувапиқ, мәдәний-аммивий ишларни оттура мәктәпләр билән һәмкарлиқта әмәлгә ашурушқа мәҗбур болмақта. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Наһийәдики әң чоң округлардин һесапланған «Бирлик» йеза округи аһалисиниң сани 7000 миңға йәтти. Әнди округқа қарашлиқ 2000ға йеқин турғуни бар Надәк йезисида йеқинда Алмута вилайәтлик мәдәнийәт башқармиси тәрипидин уюштурулуватқан «Аулым — алтын бесігім» намлиқ көчмә конкурси өтүп, йеза турғунлири паалийәтчанлиқ көрсәтти. Униң испати, йеза клубини Алмута вилайити һакими Амандық Баталов мәхсус диплом вә 300 000 тәңгилик ахчилик мукапат билән тәғдирлиди. — Конкурсқа келидиған болсақ, униңға вилайәт бойичә 29 клуб қатнашти. Конкурс бу жили бизниң наһийәдин башланди. Дәсләп бизниң жутта өткәчкә, биз бу җавапкәрчиликни чоңқур һис қилдуқ. Бирлик йеза округиниң һакими Рахманқул Әуелбеков, Надәк оттура мәктивиниң мудири Хамза Әбдилдаев вә Алтөйниң баш жигитбеши Сәйдәхмәт Розахунов билән жигитбашлири Әдил Шапағатов вә Қурванҗан Сопашевниң қоллап-қувәтлиши арқилиқ жут болуп чоң тәйярлиқ көрүлди. Чүнки бу конкурсниң тәләп-қаидилири бойичә, биз жутумизниң асасий турғунлири — уйғур билән қазақниң миллий урпи-адәт, рәсим-қаидилирини сәһниләштүрүлгән қоюлумлар билән тонуштурдуқ, миллий таамлардин, қолһүнәрвәнчилигидин көргәзмиләр уюштурдуқ. Вилайәттин кәлгән адил қазилар уйғурниң миллий таамлири билән нахша-уссуллирини наһайити жуқури баһалиди. Уларниң диққитигә миллий таамлардин саңзини тәйярлашни көрсәттуқ. Қазақ миллитидики «Қазан шегелеу» рәсими намайиш қилинди. Мән Надәк йеза клубиниң конкурсиға биркишилик һәссисини қошқан округ һакими билән мәктәпләр мәмурийитигә, ата-аниларға, барлиқ округ турғунлириға клуб хадимлири намидин миннәтдарлиғимни билдүримән. «Бирлишип көтәргән жүк йеник» дегинидәк, биз мәдәнийәт саһаси хадимлирини жут болуп қоллиғачқа, конкурстин сүрүнмидуқ. Надәк арқилиқ тәвәдә истиқамәт қиливатқан милләтләр достлуғини намайиш қилишта төһписини қошқан жутдашлар аман болсун, – дәйду һаяҗанланған һалда клуб мудири Саһинур Розиева (сүрәттә). Надәк йеза клуби мудириниң өмүрлүк җүпти Қудрәт Әбәйдуллаев округ мәркизи – Алтөй йезисидики Мәдәнийәт өйиниң хадими. Һәр иккилиси миллий нахша-уссулларни иҗра қилип, көпчиликниң көңлидин чиқиватқанлиғиниму тәкитләш ошуқ болмиса керәк. Биз мәдәнийәт саһаси хадимлириниң йеңи жилдиму йеңи утуқларға йетишигә тиләкдашимиз. Панфилов наһийәси.

322 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы