• Замандаш
  • 15 Қазан, 2012

«Байлиғим — балилирим, нәврилирим...»

Йеқинда биз үч-төрт ағинә Роза һейтиға бағлиқ, Чапаев мәлисидә болуп қайттуқ. Йеқинлиримизниң өйлирини арилап чиққандин кейин аримиздин бири: «Йәнә бир өй бар. Униң егиси дадам билән биллә хизмәт қилған бовай. Бийил 80гә кирди. Һейт мунасивити билән уни тәбрикләп қояйли», дегән гәпләрни қилди. Биз қарши болмидуқ. Машина бурулдидә, бир аз маңғандин кейин, көк дәрвазилиқ өй алдиға келип, тохтиди. Бизни толуққина кәлгән, сумбатлиқ икки ханим қарши елип, өйгә тәклип қилди. Биз кәң ханиға кирдуқ. Диванда олтарған киши орнидин туруп, биз билән иллиқ саламлашти. Дәстиханға олтирип, дуа қилғандин кейин, шоферимиз бизни тонуштурди вә өй егисиниң ким екәнлиги тоғрилиқ қисқичә сөзләп бәрди. Биз уни тәвәллуди билән тәбрикләп, иллиқ сөзлиримизни ейттуқ. Мошу банә болдиму, яки хизмәтдишиниң оғлини көрүп, хошал болдиму, амма бовай бизни тамаққа тутуп қалди. Әшу җәриянда мәлә һәм униң кишилири, бовайниң у тәвәдики һәм бу яққа чиққандин кейинки паалийити тоғрилиқ сөз болди. Өй егиси Әхмәди Мәмиров асасән өзиниң жути һәм униң кишилири тоғрилиқ сөзлиди. Униң һекайилири түпәйли биз жутни жут қилған һәм шу жуттики көпчиликниң хизмитидә жүрүп, иззәт-һөрмәткә егә болған Мунир Исмайилов, Тиливалди Садиқов, Ярмуһәммәт Вәлиев, Ваһап Манапов, Турсун Исмайилов вә башқилар тоғрилиқ яхши сөзләрни аңлидуқ. Әхмәди ака өзи тоғрилиқ бир нәрсиләрни сорисақла җавап берәтти. Шуниң өзидиму қисқила гәп қилип, андин йәнә шу жутқа, униң кишилиригә көчәтти. Акимизниң сөзигә қариғанда, улар әсли Челәк тәвәсидин, йәни Масақтин екән. Коллективлаштуруш җәрияни башланғанда, ата-аниси у қатқа, Ғулҗиға өтүп кетиду. Әхмәди Ғулҗидики әң яхши билим дәргаһлириниң бири болған «Үмүт» мәктивидә оқуйду. Яхши оқуғанлиғи үчүн Үрүмчидики партия системисидики кадрлар мәктивигә бир йерим жиллиқ курсқа әвәтилиду. 1953-жили Бөрталада яшлар иттипақи комитетида хизмәт қилиду. Арилиқта бир нәччә жил Җиң вә Аршаңдиму болиду. Вилайәт мәмурийити қурулғанда, Бөрталаға қайтип келиду вә тәшвиқат бөлүмини башқуриду. Әхмәди кадрлар мәктивидә оқуп жүргән чағлиридила, өзиниң курсдиши Саадәт билән тонушиду. Тәғдир уларниң баш қошушини халиғандәк, Саадәтму өз хизмитини Бөрталада, ханим-қизлар комитетида башлайду. Бир жилға йәтмәйла, икки яш той қилиду. 1961-жили Әхмәди ака аилиси билән Қазақстанға көчүп чиқиду. Қериндашлар тәкливигә бола Уйғур наһийәсидики Ғалҗат йезисида, андин Алмутидики Султанқорған мәһәллисидә яшайду. Кейин бир тәрәптин, шәһәргә йеқин, иккинчи тәрәптин, һаваси таза Чапаев йезисини таллап, шу йәрдә йилтиз тартиду. — Мениң чапаевлиқ болуп қелишимда, — дәп әсләйду Әхмәди ака, — шу жиллири бу йәрдә йеза кеңишиниң рәиси болған Турсун Исмайилов чоң роль ойниди. У у қаттин чиққан қериндашлиримизға, җүмлидин маңиму қолидин келишичә ярдәм қилип, баш-пана болған әҗайип ғәмхорчи инсан еди. Илаһим, ятқан йери җәннәттә болғай. Әхмәди ака у тәрәптә хелила җавапкәрлик лавазимларни атқурған болсиму, бу йәрниң шараитиға бағлиқ, болупму рус тилидин тамамән бехәвәр болғанлиқтин, бир аз вақит һәрхил ишлар билән шуғулланди. Жут-җамаәтчиликниң яр-йөләк болушида турмуш-шараитини җөндәп, бир аз оңшиливалғандин кейин Алмута шәһириниң «Көк базардики» «Колос» санаәт товарлири магазинида аддий ишчи, кейинирәк сетиқчи вә чоң сетиқчи болуп ишләйду. У иштин қанчә чарчап кәлсиму, җамаәтчилик ишлириға қоюқ арилашти. — Мән 80гә кәлдим, — деди Әхмәди Мәмиров бизгә қарап. — Өмрүмниң йерим әсирдин ошуқ вақти мошу тәвәдә — Қазақстанда өтти. Мошу әлдин бәхтимизни тепип, нәврә-чәврилик болдуқ. Әйнә шу үч оғул, икки қиз, 12 нәврә вә 7 чәврә Саадәт иккимизниң әң чоң байлиғи. Илаһим, шу байлиғимизни толуқ қилғай…  Биз у күни Әхмәди ака билән хелә узақ параңлишип, униңға узақ өмүр тиләп хошлаштуқ.

Шөһрәт МӘСИМОВ.

 

788 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы