• Редакция почтисидин
  • 29 Қаңтар, 2020

Жутумға рәхмәт

Һәрбир жут өзиниң алаһидилиги һәм қәдир-қиммити, һөрмәт-еһтирами билән адәм балисиниң жүригидә алаһидә орун алидекән. Болупму бизниң аилимиз жигирмә жил илгири Заря Востока мәһәллисигә көчүп кәлгәндә мошу жутниң меһригә чөмдуқ. Буни мән йолдишим Тиливалди 9 жил илгири аләмдин өткәндә, шундақла балилиримниң өйлиниш тойлирини өткүзгәндиму жутумизниң иззәт-еһтирамини, бирлигиниң мәһкәм егилигәнлигини әмәлиятта көрдүм. 27-декабрь күни мениң аиләм үчүн әң қайғулуқ күн болди. Шу күни әтигәнлиги мениң қораримда иҗаридә туруватқан Алийәм билән қизи Пәризат әтигәнлик нашта қилиш үчүн газ плитиға сәрәңгә туташтурғанда бөлминиң ичини бирдин өрт қаплап кетиду. Ана-бала иккиси, дохтурларниң ейтиши бойичә, бәдәнлири 50 – 60 пайиз көйүп, ағриқханиға йәткүзүлиду. Аридин үч күн өтүп, оғлум мончини қиздуруш үчүн сәрәңгини туташтурғандиму от тутушуп баламниң бәдини 50 пайиз көйүп шипаханиға чүшти. Газ мутәхәссислириниң ейтиши бойичә, бу от кетиш бизниң ишик алдидики чоң диаметрлиқ газ трубисидин кәткән. Чиққан газ «канализация трубиси арқилиқ йәр астидин кәтти», дейишти. Бешимизға чүшкән паҗиәлик күнләрдә жутдашлирим, холум-хошна, жигитбашлири мени роһий һәм маддий җәһәттин қоллап-қувәтлигинигә өзәмниң чоң рәхмитимни ейтимән. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кибиров жутниң намидин 145 000 тәңгә, жуқарқи мәһәллиниң жигитбашлири Аблеким Сидиқов 47 000 тәңгә, Әхмәтҗан Һаширов 55 000 тәңгилик маддий ярдәм қолини сунди. Оғлум Әзизниң ағинилири, мәшрәп беги Илшатниң, баш жигитбешиниң орунбасари Мәхсүт Сулаймановқа, төвәнки мәһәллиниң жигитбеши Үсүпҗан Бәраевниң ярдимигиму рәхмәт ейтимән. Мениң бешимға еғир күн чүшкәндә жутум һәртәрәплимә қоллиди. Жутниң улуқлуғини, қәдир-қиммитини һәрдайим билип турғинимиз бирлигимизниң, миллий мүҗәз-хулқимизниң асаси дәп чүшәндим. Мени қоллиған жутдашлиримға саламәтлик, өйлиригә бәрикәт тиләймән. Халидәм ХӘЛИЛОВА. Алмута шәһири.

491 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы