• Редакция почтисидин
  • 29 Қаңтар, 2020

Өзәңларға яхшилиқ болуп қайтсун

Һаятта хошаллиқ билән ғәм-қайғу дайим қатарлишип келидекән. Уйғур наһийәсиниң Узунтам йезисида истиқамәт қиливатқан һәдимиз Айпәрәм Насирова өткән жили нәврә көрүп, хошаллиғиниң чеки болмиған еди. Аридин 3-4 ай өтүп, наресидимиз Диляра Абдрахманова туюқсиз еғир ағриққа муптила болди. Дохтурлар қизимизға “көз қаричуғида хәтәрлик ишшиқ бар” дәп диагноз қойди. Бу дәһшәтлик диагнозни аңлап, һәммимиз гаңгирап қалдуқ. Наресидиниң өмри үчүн, униң йоруқ дунияни көрүш имканийитидин айрилип қелиш хәтәридин қутулуш йолини издидуқ. Бу ағриқни Түркияниң Стамбул шәһиридә давалайдиғанлиғини аңлап, шу яққа апириш чарисини қилдуқ. Мәбләғ йетишмигәнликтин, амалсиз уруқ-туққан, қериндаш, жутдашларға мураҗиәт қилдуқ. Көпчиликниң алий нийити түпәйли, бираз мәбләғ жиғилип, наресидимизни өткән жили 28-декабрь күни Стамбулға узаттуқ. Һазир җийәнимиз шу яқта давалиниватиду. Бизниң бешимизға чүшкән еғир дәрт-һәсрәтни бир кишидәк сезинип, ярдәм қолини сунған барчә инсанларға, җүмлидин жутдашларға, түгмәнликләргә, Узунтам оттура мәктивиниң коллективиға, бизни тонуп-билмисиму, наресидә үчүн халисанә ярдимини айимиған натонуш инсанларға бизниң әвлаттин дугаий рәхмитимизни изһар қилимиз. Илаһим, барлиғиңларниң Худа йолидики халисанә ярдимиңлар һәссиләп өзәңларға яхшилиқ болуп қайтсун, дәп бир Алладин тиләймән. Туғлуқ ҺАШИРОВ, Узунтам йезисиниң жигитбеши. Уйғур наһийәси.

512 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы