• Концерт
  • 05 Ақпан, 2020

«Яңра, йезам садаси»

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Елимиздә әҗдатлардин мирас қалған бебаһа байлиқлиримизни давамлаштуруш, тәрәққий әткүзүш вә кәң аммиға тонуштуруш үчүн шараитлар йетәрлик. Уйғурлар зич җайлашқан Маливай йезисиниң сәнъәткарлири мана мошу шараитлардин орунлуқ пайдилинип келиватиду десәк, хаталашмаймиз. Йәттә-сәккиз жилдин бери йезидики Мәдәнийәт өйигә маливайлиқ сәнъәткар Валидин Баһамов рәһбәрлик қилмақта. Бу йәрдә һәрхил өмәкләр ечилип, у кәсипдашлири Адилҗан Мәмәтов вә Шахназ Нодәрова билән бирликтә балиларға сәнъәтниң қир-сирлирини ялиқмай үгитиватиду. Улар сәнъәтхумар балиларни һәрхил дәриҗидики көрүк, байқашларға қатнаштуруп, қизиқишини техиму ашурмақта. Мәсилән, йезида қурулған “Қәшқәр” миллий саз әсваплири топи «Сырым бар жүрегімде» намлиқ җумһурийәтлик балиларниң иҗадий конкурсида лауреат аталса, «Ясмин» уссулчилар топи XІV вилайәтлик «Жетісу жұлдыздары – 2016» балилар сәнъәт байқишида баш мукапатқа еришти. Йеқинда Мәдәнийәт өйи хадимлириниң уюштуруши билән «Яңра, йезам садаси» намлиқ чоң концерт болуп өтти. Униңға йезидики сәнъәткарлардин башқа, бүгүнки күндә Алмута шәһиридә истиқамәт қиливатқан маливайлиқ яш талантларму қатнашти. Мәзкүр чарә-тәдбиргә жирақ-йеқиндин онлиған меһманлар қәдәм тәшрип қилип, яш сәнъәткарларға өзлириниң алий тиләклирини билдүрди. Шуларниң бири Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һосманҗан Обулов сәнъитимиз тәрәққиятиға төһпә қошуватқан маливайлиқ яшларни алаһидә тилға елип, бир топ сәнъәткарни бирләшминиң тәвәллудлуқ медали вә пәхрий ярлиқлири билән тәғдирлиди. Андин сөзгә чиққан Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Челәк регионлуқ Яшлар кеңишиниң рәиси Мунардин Һосманов, яш иҗаткар Абдулҗан Азнибақиев концертниң мәзмунлуқ өтүшигә үлүшини қошқан барлиқ сәнъәткарларни Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң пәхрий ярлиқлири билән мукапатлиди. Концерт давамида наһийәдила әмәс, бәлки вилайәттиму аммибаплиққа айланған «Шатлиқ» эстрада ансамбли билән яшларниң устазлири Адилҗан Мәмәтов, Абдуқейим Һошуров вә Ниғмәтҗан Манапов миллий нахша-сазларни иҗра қилди. Шаһмурат, Нуридин вә Шәмил Баһамовлар, Бәхтияр Рәхмидинов, Расул Мәрүпов, Абдуреһим Илиев, Райдин Авамов, Бәгзат Бәһримҗан, Баһадур Батуров, Мурадил Сулайманов, Илияр Абдризамов, Реһимҗан Һасанов вә Ялқунҗан Тайиров һәрхил нахшилардин чачқа чачти. «Ясмин» уссулчилар топи билән Малика Розахунованиң әвришим уссуллири һәммини өзигә мәптун қилса, әң кичик нахшичи Амир Аблеким тамашибинларниң гүлдирас алқишлириға еришти. Ахирида Мәдәнийәт өйиниң мудири Валидин Баһамов маливайлиқ сәнъәткарларниң бешини қошқан чарә-тәдбирни уюштурушқа ярдәм қилған жутдашлириға миннәтдарлиғини билдүрди һәм уни әнъәнигә айландуруш тәкливини бәрди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы