• Йеңилиқлар
  • 12 Ақпан, 2020

Умумий вәзипиләр вә умумий җавапкәрлик

Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң рәислигидә Бехәтәрлик кеңишиниң мәҗлиси болуп өтти. Мәҗлистә Жамбул вилайитиниң Қордай наһийәсидики вәзийәт, биологиялик бехәтәрликни тәминләш вә таҗсиман вирус инфекциясиниң тарқилишиға қарши туруш мәсилилири қаралди. Нурсултан Назарбаев мәҗлисни ечип, Қордай наһийәсидики вақиәләр ақивитидә һалак болғанларниң аилилиригә көңүл ейтип, барлиқ зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип кетишигә тиләкдашлиқ билдүрди. – Қелиплашқан вәзийәт мени наһайити тәшвишләндүрүватиду. Биз өткән оттуз жилда хәлқимиз билән нурғунлиған қийинчилиқларни баштин кәчүрдуқ. Яшлар шу проблемиларни һәтта тәсәввур қилалмиши мүмкин. Қазақстанда 130 кархана өз паалийитини тохтитип, 2,5 миллион адәм ишсиз вә иш һәққисиз қалди, өйләр иссимай, озуқ-түлүк мәһсулатлири тапчил болди. Биз һәммимиз мошуниң һәммисини биллә баштин кәчүрдуқ, – деди Елбасы. Бехәтәрлик кеңишиниң Рәиси Қазақстанниң мустәқиллик алғандин кейин иҗтимаий вә ихтисадий саһаларда чоң қийинчилиқларға дуч кәлгәнлигини әслитип өтти. – Әгәр биз көпмилләтлик хәлқимизни бирләштүрәлмигән вә турақлиқни тәминләлмигән болсақ, бүгүнки күндә мәмликитимизгә чәт әл инвестицияси кәлмигән, ихтисат ишлимигән болар еди. Әлвәттә, дөләт рәһбәрлири алдиға тегишлик вәзипиләр қоюлди, бирақ течлиқ вә разимәнликни сақлаш – бу һәммидин авал хәлқимизниң җавапкәрлиги, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Елбасы шуниң билән биллә орун алған вәзийәтниң сәвәплирини диққәт билән үгинишни вә гунакарларни қанун нормилириға мувапиқ җазалашни тапшурди. – Бу проблема чоң әвлатни тәшвишләндүрүши керәк. Мениң Милләт Лидери сүпитидики мәхситим – Қазақстанни кәлгүси әвлат пәхирлинидиған дәриҗигә елип чиқиш. Чоң әвлатниң вәзиписи адәмләргә бизниң умумий вәзипимиз мустәқил, тәрәққий әткән вә турақлиқ дөләтни сақлап қелиш екәнлигини чүшәндүрүштин ибарәт, – деди Бехәтәрлик кеңишиниң Рәиси. Елбасы һазир Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң тапшурмиси бойичә Һөкүмәт һәм вилайәт һакимлиғиниң зәрдап чәккән аһалилиқ пунктларда нормал һаятни әслигә кәлтүрүш чарилирини көрүватқанлиғини тәкитлиди. Шундақла йәрлик иҗраий вә һоқуқ қоғдаш органлири, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә униң регионлуқ шөбилири ишиниң сүпитигә алаһидә диққәт ағдурулди. – Ассамблея вә униң регионлуқ вакаләтханилири мундақ вәзийәтләрниң алдини елип, назарәт астида тутуши керәк. Бу бизниң умумий вәзипимиз, – дәп тәкитлиди Тунҗа Президент. Мәҗлистә шундақла Жамбул вилайитиниң һакими Бердыбек Сапарбаевниң, ички ишлар министри Ерлан Турғумбаевниң тәпсилий докладлири тиңшалди. Биринчи мәсилини муһакимә қилиш даирисидә мәркизий дөләт вә йәрлик иҗраий органларға регионлиридики иҗтимаий-ихтисадий проблемиларни һәл қилишқа қаритилған программиларни техиму әмәлгә ашуруш бойичә тапшурмилар берилди. Шу җүмлидин аһалини иш билән тәминләш вә инфрақурулумлуқ тәрәққият, иҗтимаий объектларни реконструкция қилиш вә селиш мәсилилиригә диққәт ағдурулди. Мәҗлис күн тәртивиниң иккинчи мәсилиси бойичә саламәтликни сақлаш министри Елжан Биртанов һесават бәрди. Бехәтәрлик кеңишиниң Рәиси тажсиман вирус әтрапидики вәзийәтниң һәм ХХҖ ихтисадиға, һәм Қазақстан ихтисадиға сәлбий тәсир йәткүзүши мүмкин екәнлигини тәкитлиди. – Биз қол қоштуруп олтармаслиғимиз шәрт. Һәммә нәрсигә тәйяр болуш, дора-дәрмәкләр вә башқа зөрүр ресурсларниң запасини тәминләш лазим. Бу мәсилә назарәттә болуши керәк. Мундақ әһвалларға қарши чариләр тәйяр болуп, сиртқи амилниң миллий ихтисатқа сәлбий тәсир қилишиға йол қоймаслиқ муһим, – деди Нурсултан Назарбаев.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы