• Достлуқ риштилири
  • 19 Ақпан, 2020

Маҗандәк келин — Маржан

Теги-тәкти түркмәнстанлиқ қазақ қизи Маржан Нақиспекова 2004-жили Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида яшайдиған уйғур жигити Руфат Һосманов билән аилә қурди. У тунҗа пәрзәнди Милана дунияға кәлгән 2006-жилға қәдәр, йолдишиниң ана тилини мукәммәл үгинипму үлгәрди. Шуңлашқимекин, кейинки балилири Муһәмәд билән Муһәмәдинниң тили уйғурчә чиқти. Әр киши өйниң түврүги һәм йөләкчиси болғанлиқтин, аилә әзалири униңға әгәшмисә, йәни униң тутқан йолида маңмиса, бу һәддидин ашқан һөрмәтсизлик дәп ойлаймән, — дәйду Маржан сөһбәтара. — Әнди өйдә балилиримизниң уйғурчә билим елиш мәсилиси көтирилгәндә, униңға бирдинла келиштим. Миллитим қазақ болсиму йолдишимниң тилини һөрмәт қилимән. Аңлишимчә, айрим уйғур қериндашлар арисида пәрзәнтлириниң ана тилида оқушини халимайдиғанлар көп охшайду. Бу, әлвәттә, кечәю-күндүз ақ сүт берип өстәргән анисиниң тилиға хиянәт қилғанлиқ билән баравәрдур. Йезимизда истиқамәт қиливатқан бу арилаш аилиниң алаһидилиги шуки, уларниң пәрзәнтлири һәр икки тилда әркин һәм мукәммәл сөзләйду. Мәсилән, Руфат билән Маржанниң ейтишичә, уларниң пәрзәнтлири бәзидә ата-анисиға уйғур тилини үгитидиған йәрлириму бар болуп, оқуштиму әлачи екән. Мундақ үлгилик аилиләрниң камдин-кам екәнлигини нәзәрдә тутсақ, биз, аватлиқлар, бу жутдашлиримиз билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлинимиз вә пәқәт ата-анисинила әмәс, бәлки көпчиликни хошаллиққа бөләп келиватқан қаракөзлиримизгә апирин әйләймиз. Елимиздики милләтләрара достлуқниң бир нишанини туғ қилған бу аилә, әлвәттә, тиймақчилик банә-сәвәпләр тоқуп, миллитидин, тилидин танған қериндашлиримизға үлгә болғусидур. Биз мошу өзара чүшәнчә арқилиқ пәрзәнт тәрбийисигә алаһидә әһмийәт бәргән аилиниң тутқан йолини һәрбиримиз өзимизгә үлгә қилсақ, узундин буян йешилмәй келиватқан талай түгүнлүк мәсилиләр чапсанла һәл болған болар еди. Бу аилигә новәттики қетим берип, Маржанниң әткәнчейи вә мейизлик таамлиридин еғиз тәккинимиздә, униң уйғур аилисигә һәқиқәтәнму марҗандәк ярашқан келин екәнлигигә көзүмиз йәтти. Илаһим, көз тәгмигәй! Садиқҗан ҚУРБАНОВ, Ө.Муһәммәдий намидики Ават оттура мәктивиниң инглиз тили пәниниң муәллими. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

371 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы