• Тәнтәнә
  • 27 Ақпан, 2020

Студентлар авған урушиниң ветерани билән учрашти

Сабиқ кеңәш әскәрлириниң Авғанстан йеридин чиқирилғиниға 30 жилдин ашти. Он жилға созулған бу уруш йүзлигән ата-анини пәрзәндидин айрип, қайғу-һәсрәткә салди. Урушқа қатнашқанларниң тәңдин-толиси Вәтән алдидики борчини қәһриманларчә ада қилип, ана жутлириға қайтип кәлди. Шуларниң бири — хәлқимизгә тонулған милләтпәрвәр инсан, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри, меценат Мәхсәтҗан Қаһаров. Йеқинда Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң филология вә көптиллиқ билим бериш институтиниң уйғур бөлүмидә билим еливатқан студентлар әйнә шу қәһриман акимиз билән учрашти. Униңға германиялик уйғуршунас алим Михаил Реинхард билән Бесағаш йезисидики 29-оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими Тәлъәт Балиновму қатнашти. Дәсләп учришишни мәзкүр билим дәргаһиниң Шәриқ тиллири филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң башлиғи, филология пәнлириниң намзити, доцент Ерғали Есбосынов киришмә сөз билән ачқандин кейин ІІ курс студенти Назугум Турсунова Мәхсәтҗан Қаһаровниң тәрҗимиһали вә һаяти тоғрилиқ доклад оқуди. Андин студентлар авған урушида қан кәчкән җәңгивар акиларға беғишланған шеирларни оқуп, миллий уссуллар билән кәчни техиму җанландурди. Учришиш давамида Мәхсәтҗан Қаһаров студентларниң соаллириға әтраплиқ җавап берип, һаятта қандақла әһвалда болмисун, инсан үчүн ана тилини әтивалап, милләт үчүн хизмәт қилишниң муқәддәс борч екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Кәч ахирида меһманлардин Тәлъәт Балинов вә Михаил Реинхард учришиштин алаһидә тәсирләнгәнлигини тилға елип, уюштурғучиларға миннәтдарлиғини билдүрди. Һә, Мәхсәтҗан Қаһаров болса, өзиниң мошундақ дәриҗигә хәлқиниң қоллап-қувәтлиши һәм һалал әмгиги түпәйли йәткәнлигини қәйт қилғач, хәлқимизниң улуқ мутәпәккүр алими Йүсүп Хас Һаҗипниң «Өз пайдаңни ойлима, хәлиқниң пайдисини ойла. Хәлиқниң пайдиси ичидә, сениңму пайдаң бар» дегән нәқилни кәлтүрүп, студентларға утуқ тилиди. Шуниңдин кейин у Парламент Мәҗлисиниң депутати, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумовниң тәшәббуси билән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәсис қилинған мәхсус стипендияни уйғур бөлүмидә тәһсил көрүватқан биртүркүм студентларға, җүмлидин Аруна Өтемғалиева, Баян Назымханова, Назугум Турсунова вә мәзкүр қурларниң муәллипигә тапшурса, І-курс студентлири Айимхан Исмайилҗанова, Радмила Радикова вә Сабина Абдурасуловаға оқуш һәққиниң 50 пайизини ианә қилди. Шундақла бу күни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә уйғур бөлүми тәрипидин оқуш кабинетини җабдуқландуруш вә җай-җайлардики уйғур мәктәплирини тамамлаватқан оқуғучиларни уйғур бөлүмигә җәлип қилиш мәсилиси қариливатқанлиғи тоғрилиқ сөз болди. Ахирида Мәхсәтҗан Қаһаров учришишни уюштурған устазлар билән студентларға өз рәхмитини ейтти. Қолдаш ШӘМШИДИНОВ, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң студенти.

667 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы