• Тәнтәнә
  • 27 Ақпан, 2020

Шаһлар оюниниң маһирлири күч синашти

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Алмутидики Оқуғучилар сарийида Жансая Абдумәлик шахмат академиясиниң уюштуруши билән шахматниң Rapid (чапсан ойнаш) түри бойичә хәлиқара турнир болуп өтти. Униңға елимизниң җай-җайлиридин, шундақла хошна мәмликәтләрдин кәлгән 5 яштин 90 яшқичә болған шаһлар оюниниң маһирлири қатнашти. Шуни тәкитләш лазимки, мәзкүр турнирда, яш пәрқидин қәтъий нәзәр, наһайити талантлиқ шахматчилар өзара күч синашти. Җүмлидин «Көзгә илмиған путқа чомақ» демәкчи, балилар бағчилириниң тәрбийиләнгүчилири билән башланғуч синиплар оқуғучилири өзлириниң маһарәт җәһәттин акилири билән ата-бовилиридин қелишмайдиғанлиғини намайиш қилди. Хулләс, наһайити шиддәтлик өткән мусабиқиләрниң йәкүнигә кәлсәк, кейинки вақитларда хелила чоң утуқларға қол йәткүзүп, исми көпчиликкә тонулуп қалған қандишимиз, шахмат бойичә спорт маһирлиғиға намзат Арислан Әлахунов биринчи орунға егә болди. Әнди йәнә бир уйғур пәрзәнди, Алмута шәһиридики 120-гимназияниң 3-синип оқуғучиси Адил Азатҗан (сүрәттә) төртинчи орундин көрүнди. Адил йешиниң кичиклигигә қаримай, мәзкүр турнирда жуқури маһаритини намайиш қилди, – дәйду Арслан Абдумеҗитоғли. – Әгәр у мошу йөнилиштин қайтмиса, келәчәктә чоқум егиз чоққилардин көрүниду дәп ойлаймән. Бу җәһәттин Адилни ата-аниси Азатҗан билән Арзигүлниң қоллап-қувәтләйдиғиниға ишинимән. Бизму, өз новитидә, талантлиқ яш шахматчиниң йеңи-йеңи утуқларға қол йәткүзүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

607 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы