• Норуз һәққидә
  • 18 Наурыз, 2020

Изгү нийәтләр мәйрими

Норуз — әң қутлуқ, чоң тәнтәнә билән өткүзүлидиған қедимки Йеңи жил һәм изгү нийәтләр, парлақ үмүтләр мәйрими. Норуз мәйрими күни әлнәғмиләр миллий чалғуларни тәңкәш қилип, Норуз қошақлирини, «Он икки муқам» күй-ғәзәллири вә мәзмунлуқ хәлиқ нәғмә-навалирини яңритип, әтрапни мәйрәмлик кәйпиятқа бөләйду. Дастанлар өзигә хас қизиқарлиқ қияпәт-һәрикәт вә униңға маслашқан аһаң-тәләппузда һәрхил дастан-һекайиләрни сөзләйду. Оғлақчи, бәйгичиләр айрим кәң-таша мәйданда өз маһарәт- чәбдәслигини намайиш қилишиду. Өсмүрләр тәрипидин қедимқи әнъәнивий оюнлар ойнилип, көпчиликни шатлиққа бөләйду. Әнди Норуз мәйримини өткүзүш бойичә бизниң дәвримизгичә йетип кәлгән әйнә шу адәт-қаидиләр билән тонушуп көрәйли: Тазилиқ ишлири Мәйрәм һарписида жүргүзүлидиған паалийәт, иш-һәрикәтниң бири, у тәйярлиқ көрүш. Норузни күтүвелиш үчүн жут-мәһәллә бойичә чоң тазилиқ ишлири елип берилиду. Бу иш һәрикәтләр Норуз қошақлирида өз әксини тапқан. Мәсилән: Кигизләрни қеқиштуруп, өйләрни қилғин йоруқ, Булуңларда қалмисун пайтима — әски чоруқ. Болсун муһит пакиз, әхләт-чогадин бәлгү йоқ, Кәлсә меһманлар көрүп, көңүллири болсун очуқ, Бәһөзүр кәйип сүрүп, яйрисун меһман бу күн. Буниңдин башқа «Норуз еши», «Норуз сүйи» һазирлиниду. Сәнъәткарлар, дастанчилар, мәддаһлар, чавандазлар, поңзәкчиләр, давазлар... өз һүнәрлирини намайиш қилиш үчүн мәхсус тәйярлиқ көрүшиду. Көңүл ечиш паалийити Норуз мәйрими җай-җайларда хошал-хорамлиқ асас қилинған һәрхил шәкилләрдә өткүзүлиду. Көпинчә жут яки мәһәллә болуп көпчилик шу әтраптики сәйлигаһ яки тағ-дәрия бойлиридики һаваси таза җайларда сорун уюштуруп, Норуз паалийитини башлайду. Норуз мәйрими сәһәрдин та кәчкичә, бәзи җайларда бирнәччә күн давамлишиду. Норуз күни алди билән мәһәллә ичидә һейтлаш башлиниду. Кишиләр мәйрәмлик кийимлирини кийишип, өйму-өй һейтлап, «норуз сүйи» ичишип, бир-бирини сәмимий тәбриклишиду. Шуниңдин кейин пүтүн жут-мәһәллә адәмлири бир йәргә җәм болушуп, һәрхил көңүл ечиш паалийәтлирини башлайду. Көңүл ечиш паалийити һәрхил түрлири бойичә айрим-айрим сорунда елип берилиду. XVI әсиргичә өткүзүлүп келингән Норуз сәйлисидә шеир-нәзмә мусабиқиси асас қилинған һалда, хәлиққә апәт кәлтүридиған җин-шәйтанларни қоғлаш мәхсәт қилинған қедимки әнъәнивий оюнлиримиз «Су чечиш оюни», әқиллик болушқа җорилидиған «Булаққа нан чилап йейиш оюни», «Тумарлиқ елиш оюни» қатарлиқ оюнлардин башқа челишиш, бәйгә, оғлақ тартиш охшаш оюнлар ойналған. Жуқурида аталған бу Норуз паалийәтлири XVI әсирдила әмәлдин қалған болсиму, у паалийәтләрдә гәвдиләндүрүлгән хәлқимиздики илим-мәрипәткә интилиш адити дәвримизгә йетип кәлгән хәлиқ ичидики мәшрәп оюнлири, мәшрәптә шеир-нәғмә, тепишмақ ейтиштәк шәкилләр арқилиқ давамлашмақта. Намайәндилиримиз Норуз һәққидә Маһмут Қәшқәрий «Түркий тиллар дивани», Йүсүп Хас Һаҗип «Қутадғу билик» әсәридә һәм Наваий, Лутфи қатарлиқ намайәндилиримиз Норуз тоғрисида көпләп лирик һәм эпик шеирларни язған. Өз диванида астрономия, 12 мүчәл вә уларниң намлири, келип чиқиши, баһар мәвсүми тоғрилиқ тохтилип, «Норуз» дегән сөзни алаһидә тилға алған Маһмут Қәшқәрий билән бир дәвирдә яшиған мутәпәккүр шаиримиз Йүсүп Хас Һаҗипму өзиниң «Қутадғу билик» дастанида «Парлақ баһар пәсли вә улуқ хан мәдһийиси» намлиқ қәсидә язған. Тарихшунас Хуй Лин «Музыка тәзкириси» намлиқ китавида Ғәрбий жутниң Норуз тәнтәнисини тонуштуруп, «Арғимақ оюни», «Қиш бовай оюни» қатарлиқ оюнлар ойнилидиғанлиғи һәққидә мәлуматлар бәргән. Чаңиән шәһиридә «Норуз» намлиқ мәйханиларму болған. Үзүм севитини тутуп, жирақтики жутни сеғинғанлиғини ипадиләйдиған оюн номерлири ойналған. Әлишер Наваийму өзиниң «Чаһар диван» намлиқ әсәридә муқам исимлиқлири қатарида «Норуз муқамини» алаһидә тилға алған. У йәнә өзиниң «Сәдди Искәндәр» намлиқ дастанида әҗайип бирхил гөзәлликни тәсвирләш арқилиқ Искәндәрниң тойиниң Норуз күнлири болғанлиғини язған. Башқа диндикиләр Норузни хатирилигәнму? Умумән, Норузни тәнтәнилик мәйрәм қилиш түркий тил аилисидики хәлиқләр биләнла чәкләнгән әмәс. Будда вә католик динидикиләрму Норузни хатириләп кәлгән. Түркийтиллиқ хәлиқләр исламға киргәндин кейин Муһәммәд Пәйғәмбәр «Норуз ешиға» еғиз тәккән вә буни (бу қандақ һадисә?»), дәп сориған. Бу «норуз», дәп җавап қилинған. Пәйғәмбәр Әләйһиссалам: «Норуз немә?», дәп сориған. Җавапта: «Иранлиқларниң улуқ һейти...» екәнлигини уққандин кейин, Муһәммәд пәйғәмбәр: «Кашки, биздиму һәр күни Норуз болсекән...», дәп ейтқан. Демәк, Әрәпстанда илгири Норузниң немилигини билмигән. Өлималарниң йезишлиричә, Норуз әнъәнисини ислам еқидилиригә зит қоймаслиқ сәясити исламниң дәсләпки вақитлиридила болған екән. Шуниң билән Норуз пәйдин-пәй умумлишип, хәлиқләр арисида кәң тарқалған. Норуздики көп удумлар инсан турмушидики күндилик еһтияҗлар билән зич бағлиқ болғанлиғи үчүнму вә уларниң ислам еқидисигә зиянлиқ болмаслиғи түпәйлидин, Норуз әнъәниси йоқалмай, та бүгүнки күнгичә сақлинип келиватиду. Илаһим, һәр күнимиз Норуз болсун! «Уйғур этнографияси» китавидин ихчамлап тәйярлиған Шәмшидин АЮПОВ. Норуз қошиғи Жил беши – норуз күни, Аләм гүлстан болғуси. Асмандин йәр-йүзигә Абу рәһмәт яққуси. Норуз кәлди, шарапити: Җаһан болур әрзәнлиқ. Рәһмәт сүйи ичибан Майсилар болур данлиқ. Ач, оруқ һәм кәмбәғәл, Барчиға болур шатлиқ. Нанға тоюп деханлар, Өйи болур аватлиқ. Кәлди норуз – жил беши, Кәтти көңүлниң һәсрити. Норуз билән келәр әйнә Кишиләрниң амити. Гүлләр қисип қиз-оғул, Янчә кийәр бөкини. Мейлис қилип ойнишар, Ачар көңүл мүлкини. Гүлгә тәшна булбуллар Сайришар күндур бүгүн. Ғәм-қайғудин боп халас, Яйришар күндур бүгүн. Кәлди норуз, кәлди бүгүн Әйши арам әткили. Барчә адәм көңлини Шаду-хорам әткили. Дуа алсун моллисидин Һәрким өйгә кәткили. Мәрипәтни толтуруп, Көңлини гүлзар әткили.

659 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы