- Йеңилиқлар
- 30 Сәуір, 2020
Тегишлик җазасини алди
Алмутида карантин вақтида паалийитини тохтатмиған караоке-барниң вә түн клубиниң егилири тутулуп, тегишлик җазасини алди.
Мәлум болушичә, бу икки идарә Алмутиниң Бостандық вә Әвезов наһийәлиригә орунлашқан. Һоқуқ қоғдаш хизмәтчилири бу идариләргә кәлгәндә, уларниң адәмләргә толғанлиғини көргән. Жиғилғанларниң бир топи туғулған күнни нишанлиса, айримлири узундин бери күткән учришишни тойлиған.
— Әвезов наһийәсидики клубтин бизниң бөлүнмигә 30 адәм йәткүзүлди, уларниң алтиси клубниң хизмәтчилири. Бена хизмәтчилириниң ейтишиға қариғанда, улар клуб егисиниң буйруғи бойичә ишлигән.
Қамаққа елинғанларниң сөзичә, улар карантин һәққидә һәтта аңлимиғанмиш: херидарлар спиртлиқ ичимликләрни истимал қилип, тамака вә нәшә чекип, уссулларни ойниған, — дәйду Әвезов наһийәси полиция башқармисиниң башлиғи Әлишер Турсынбетов.
Бостандық наһийәсидики караоке-барда 12 адәм болған. Уларға эротикилиқ массаж хизмәтлири көрситилгән. Қамаққа елинғанлар Пәвқуладдә вәзийәт режимини бузғанлиғи үчүн мәмурий җавапкәрликкә тартилди. Сот қарари бойичә тоққуз адәм қамаққа елинип, қалғанлириға он айлиқ көрсәткүчтә (27.780 тәңгә) җәриман селинди.
448 рет
көрсетілді0
пікір