• Йеңилиқлар
  • 15 Мамыр, 2020

Тест тапшуруш қаидиси өзгәрмиди, бирақ...

Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Алий вә алий оқуш орнидин кейинки билим департаментиниң башлиғи Әдилет Тойбаев бийил Биртуташ миллий тестниң қандақ өтидиғанлиғи тоғрилиқ сөзләп бәрди. Департамент башлиғи бийил таҗсиман вирус пандемияси ақивитидә БМТ тапшуруш үчүн һөҗҗәтләрниң онлайн тәртивидә тапшурулидиғанлиғини хәвәр қилди. Әнди Интернеттин пайдилиниш имканийитигә егә болмиғанлар һөҗҗәтлирини әнъәнивий усулда тапшурсиму болиду. Униң сөзигә қариғанда, тест тапшуруш тәртип-қаидиси өзгәрмәйду. Учумкарларниң билим дәриҗиси саһалиқ һәм мәҗбурий пәнләр вә илгәрки өлчәмләр бойичә баһалиниду. Пәқәт алий оқуш орниға қобул қилиш җәриянила өзгәрди. Мәсилән, учумкар лазим болған баллға егә болалмиса, у биринчи сессия аяқлашқичә һәқ төләп оқуйдиған бөлүмгә чүшүш һоқуқиға егә болиду. Шуниңдин кейин студент бир жил мабайнида тестни қайтидин тапшуралайду. Йәнә бир йеңилиқ берилидиған сертификатқа мунасивәтлик – июньда тапшурулидиған тест нәтиҗилири бойичә илгәркидәк қәғәз шәклидики әмәс, бәлки электронлуқ сертификат берилиду. Шуниң билән биллә оқушқа чүшкүчиләрниң тест тапшурғанда җавапкәрлигиму күчәйтилди. Мәсилән, әгәр тест тапшурушқа әризә бәргән оқуғучиниң орниға башқа бири тест тапшурғанлиғи ениқланса, у чағда бу оқуғучиға бир жил мабайнида БМТ тапшурушқа рухсәт қилинмайду. Шундақла сөзсиз мониторинг жүргүзүлиду. Әгәр қаидигә хилаплиқ қилишлар ениқланса, Биртуташ миллий тест нәтиҗиси күчидин қалдурулиду.

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы