• Йеңилиқлар
  • 11 Маусым, 2020

Тоқаев Маминға тапшурмиларни бәрди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминниң һесавитини тиңшиди. Дөләт рәһбири Премьер-министрниң мәмликәтниң мошу жилниң өткән бәш ейидики иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти, таҗсиман вирусниң тарқилишиға қарши туруш вә санитария-эпидемиологиялик вәзийәтни яхшилаш бойичә иш тоғрилиқ тәпсилий докладини тиңшиди. Қасым-Жомарт Тоқаевқа шундақла боһранға қарши чариләрни әмәлгә ашурушниң кетип бериши, 2020-жилниң ахириғичә бәлгүләнгән Ихтисадий өсүшни әслигә кәлтүрүш бойичә комплекслиқ планниң орунлиниши вә 2025-жилғичә бәлгүләнгән Стратегиялик тәрәққият планини ишләп чиқиш тоғрилиқ әхбарат берилди. Асқар Мамин Президентқа дунияда таҗсиман вирус пандемияси пәйда қилған ишчанлиқ активлиқниң пәсийиши ақивитидә бийил январь – май айлирида миллий ихтисатниң өсүш сүръити 2019-жилниң мошу вақти билән селиштурғанда 1,7 пайиз төвәнлигәнлигини хәвәр қилди. Һөкүмәт рәһбириниң мәлуматлири бойичә, шуниңға қаримай, ихтисатниң бирқатар саһалирида, җүмлидин реал, тағ-кан, мәһсулатни ишләш секторлирида, йеза егилигидә, хизмәт саһасида, шундақла асасий капиталға инвестицияләрни җәлип қилишта иҗабий өсүш байқалмақта. Асқар Мамин барлиқ вилайәтләрдә әтиязлиқ терилғу ишлириниң толуқ аяқлашқанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. Премьер-министр униңдин ташқири Президентқа бийил аһалиниң ишқа орунлишишиға ярдәм қилиш бойичә комплекслиқ чариләр түпәйли мәмликитимизниң 1,22 миллион граждининиң ишқа орунлашқанлиғини хәвәрлиди. Қазақстан Президенти мәмликәтниң биринчи йерим жиллиқтики тәрәққиятиниң йәкүнини қарап чиқиш вә боһран ақивәтлирини йоқитиш бойичә вәзипиләрни қоюш үчүн бийил июль ейида Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисини өткүзүшни нийәт қиливатиду. Қасым-Жомарт Тоқаев учришиш йәкүни бойичә Асқар Маминға экологиялик туризмни тәрәққий әткүзүшни қошуп һесаплиғанда, бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

455 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы