• Йеңилиқлар
  • 17 Маусым, 2020

Уйғур наһийәсигиму йетип кәлди

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Яш-қериға қаримайдиған ағриқ он бәш миңға йеқин қазақстанлиққа жуқуп, елимиздә сәксәнгә йеқин адәмниң өмри қийилди. Даваси йоқ дәрт, мана, Уйғур наһийәсидинму чиқти. Таҗсиман вирусни жуқтурған наһийә турғуни бирдин барлиқ тәләпләргә лайиқ Ишиктә шәһиригә йәткүзүлүп, дохтурханиға ятқузулди. Һә, бемар билән мунасивәттә болғанлар дәрһал Уйғур наһийәлик мәркизий дохтурханиниң жуқумлуқ ағриқлар бөлүмигә карантинға ятқузулди. Һазирчә ағриқ жуқтурған иккинчи бемар ениқланмиди. Наһийәдә ағриқниң қанат яймаслиғи үчүн барлиқ һаҗәтлик чариләр қолға елинмақта. Йәни, әһвал җиддий назарәт қилинмақта. Наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов өзиниң инстаграмдики торбетидә тәвә турғунлирини бехәтәрлик чарилиригә әмәл қилишқа чақирди. Пәвқуладдә әһвал режими аяқлашсиму, һәрким өз саламәтлиги үчүн бехәтәрлик чарилиригә риайә қилиши керәклигини агаһландурди.

484 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы