• "Туған жер"
  • 22 Шілде, 2020

Чоңлири бар жут – бәрикәтлик

Йеқинда биз Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ғәйрәт йезисида болуп, униң бүгүнки нәпәси билән тонуштуқ. Аси йеза округиға қарашлиқ Ғәйрәттә 400гә йеқин аилә бар. Қазақ, уйғур вә түрк милләтлириниң вәкиллири яшайду. Улар бир-бириниң тилида әркин сөзлишип, қиз берип, оғул өйләп, қудилишип кәткән. Уйғурниң өйигә кирип ләңмән йәп, әткәнчай ичсә, қазақниң шаңыриғида бешбармиғи билән қурут-мейидин дәм тартиду. Түркниң өйигә кирсә, пейнур билән хинкали тәйяр. Қисқиси, «бир көрүп йолдаш, икки көрүп туққан» болған жут аһалиси әйнә шундақ иҗил-инақ яшаватиду. Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Бизни йезиниң чоң жигитбеши Руслан Иминов билән униң орунбасари Өсәрҗан Ибдиминов күтүвалди. Жигитбашлириниң ейтишичә, пешқәдәм устаз, тарих пәниниң муәллими Керимҗан Турсунов йезиниң тарихини йетүк билидиған жут атилириниң бири екән. Шуңлашқиму биз уттур униң өйигә бардуқ. Керимҗан ака билән униң рәпиқиси, пешқәдәм устаз, рус тили вә әдәбиятиниң муәллими Гүлбадәм һәдә Розибақиева өйидә екән. Керимҗан ака ғәйрәтлик болуп, пүткүл һаятини бала тәрбийисигә беғишлиди. Униң рәпиқиси Гүлбадәм һәдә челәклик. Челәк йезисидики А.Розибақиев намидики, Ғәйрәттики И.Саттаров намидики мәктәпләрдә муәллим, андин «Аси» совхози ишчилар комитетиниң кативи болуп ишлиди. Улар икки пәрзәнт тәрбийиләп, қатарға қошти. Оғли Решат һәрбий хизмәттә болуп, һазир истипаға чиқти. Қизи Делора Алмута ихтисат вә планлаш институтини тамамлиди. Төрт нәвриси бар. Пәрзәнтлири йезидики мәктәптә уйғур тилида билим алған болса, нәврилири Диана вә Диляра Керимҗан Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә оқуватиду. Булту Диана мәзкүр билим дәргаһиниң ЮНЕСКО тәркивидики мәктәпләр қатариға киришигә муна­сивәтлик уюштурулған тәнтәнидә өз пикрини төрт тилда раван изһар қилип, меһманларниң гүлдирас чаваклири билән чәксиз алқишлириға сазавәр болди. Кәлгән мәхситимизни билгәндин кейин Керимҗан ака қизғин параң башлиди: – Мәлумки, Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин миллий тәрәққият үчүн кәңчиликләр яритилди. Һәммә йәрдикидәк, Ғәйрәттиму Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң шөбиси қурулди. Униң дәсләпки рәиси болуп пешқәдәм мәрипәтчи Нур ака Мәсимов сайланди. Мәрһум әҗайип вәтәнпәрвәр вә мәрипәтпәрвәр инсан болидиған. Шуңлашқиму йезимизда униң җанпидалиқ билән уюштуруши түпәйли тилға аларлиқ изгү ишлар әмәлгә ашурулди. Җүмлидин шу жиллири Нур акиниң күч чиқириши билән һазирқи «Уйғур авази» гезитиға муштири болғанларниң сани 220 – 230дин кам әмәс еди. Шундақла униң тәшәббуси билән йезимиздики кочиларға ибрәтлик хизмәт қилған жут пәрзәнтлириниң исимлири берилип, әбәдийләштүрүлди. Мәсилән, гражданлар вә Улуқ Вәтән урушлириниң қатнашқучиси Җамал Сәлиев, узақ жил мәктивимиздә тарих пәнидин дәрис бәргән уруш ветерани Үзәр Ибдиминов, Юнус Иминов, Зордун Мәрүпов шулар җүмлисидиндур. Кейин узун жиллар мәктәп мудири Сидиқ Ғаппаров вә егиликниң һәрхил саһалирида ишлигән Меҗит Зайитов, Ештай Текисбаевниң исимлириму йеза кочилириға қоюлди. Йезида «Шөһрәт» мемориали қәд көтәрди. Һазир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Ғәйрәт йезисидики шөбисигә Һурийәт Шавдунова рәислик қилиду. Керимҗан ака жутдаш қәһриман атилар һәққидә сөз қиливетип, қизиқ бир вақиәни ядиға алди: – Ғәйрәтлик җәңчиләр Муса Турсунов билән Һапиз Азнибақиев Германиягичә йетип, 1945-жили 1-май күни Берлинда учришип қапту. Муса мениң акам еди. Башқа әлдә учрашқан икки жутдашниң хошал болғанлиғини ейтмисақму чүшинишлик. Улар бир-бирини қучақлап, бирдә жиғлишипту, бирдә хошал болуп күлүшүпту. Арилиқта орун алған җим-җитлиқтин пайдилинип, әл-жутни әслигәч, ғалибийәт үчүн қәдәһму көтиришкән екән. Уруштин кейин жутқа аман-есән қайтип кәлгән Муса Турсунов билән Һапиз Азнибақиев ака-инидәк арилишип өтти. Әпсус, һазир уларниң һәр иккиси бақилиқ болуп кәтти. Исимлири йезидики «Шөһрәт» мемориалиға уруштин кейин вапат болған ветеранлар қатариға йезилди. Мана шу инсанийәт тарихидики әң еғир урушқа жирақтики Ғәйрәт йезисидин атланған 70тин ошуқ ширғуран әрниң тәңдин-толиси җәң мәйданлирида қаза болса, ана жутқа аман-есән қайтқанлири егиликни тикләп, җәмийәткә лайиқ әвлат тәрбийиләп, аләмдин өтти. Бийил Улуқ Ғалибийәтниң 75 жиллиғиға мунасивәтлик ғәйрәтликләр шу мунәввәр атиларниң ярқин роһиға беғишланған ядикарлиқни җиддий ремонттин өткүзүп, дуа-тәгбир беғишлиди. Аси йеза округиниң һакими Улан Сағымбеков җәмийәтлик ишлар активистлири билән арқа сәптә күч-ғәйритини етиз-ериқ ишлириға сәрип қилип, Ғалибийәтни йеқинлатқан ата вә аниларниң өйлиригә берип, әһвалидин хәвәр алди. Ғәйрәттиму уруш дәрдини тартқан, шундақ болсиму башқа чүшкән еғирчилиқларға бәрдашлиқ берип, ғалибийәтни йеқинлаштурған атилар билән анилар хелә бар. Шуларниң бири — Турсунбүви Илиясова. Бу исимни ғәйрәтликләр һеликәм һөрмәт билән тилға алиду. Он икки бала тепип, қатарға қошқан Қәһриман ана. Уруш жиллири Шәрәпәт Зордунова, Айшәм Мөрдүнова вә башқиму тәңтуш қизлар билән звено қуруп, тамакида ишлигән. Кейин тамака егилигидә гектарчилар һәрикитиниң пәйда болушиға сәвәпкар болған илғарларниң бири. Аилиси билән бир гектар зираәтни пәрвиш қилип, униңдин пландикидин икки һәссә ошуқ һосул алған әмгәк мәрданиси. Әмгәктә юлтузи янған аниниң әҗри мунасип баһалинип, “Октябрь инқилави” ордени билән мукапатланған. Турсунбүви ана шундақла “Ана шөһрити” ордениниң кавалери. 95 яшниң үзини көргән Хасийәт Турғанова уруш жиллиридики еғир өсмүрлүк дәврини ядиға елип, көзлиригә яш алиду. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә униң йемигини – чөп, көрмигини көп болған екән. Шүкри, һазир көпбалилиқ ана пәрзәнтлиридин тариған 60қа йеқин нәврә, чәврә вә әврилириниң қизиғини көрүп, бәхтияр яшаватиду. Сепийәм Нәсирдинова 1928-жили илгәрки Ғоҗиқул (һазирқи Қизил Шәриқ) йезисида туғулупту. Шу йезида 7 жиллиқ мәктәпни тамамлиған. Атиси Һасан җәң мәйданида қәһриманларчә һалак бопту. Сепийәм тәңтушлири кәби әтигәнла әсқатти. Шуңлашқиму мәктәптин келипла, аписи билән биллә етиз-ериққа ишлириға кетәтти. Уруштин кейин Абдукерим исимлиқ жигиткә ятлиқ болуп, бирнәччә жилдин кейин яш аилә хошна Ғәйрәт йезисиға көчүп келиду. Бу күнләрдә 90дин ашқан Сепийәм ана пәрзәнтлири, нәврә вә чәврилири һәм қом-қериндашлири билән хошал-хорам яшаватиду. Улуқ Вәтән уруши башланғанда деханлиқ Мәмиевларниң аилисидин төрт оғул җәң мәйданиға атлинипту. Чоңи Мәваниң сәккиз яшлиқ “Реһан” исимлиқ қизи бар еди. Дадиси фронтқа кәткәндә Реһан момисиниң қолида қелип, уни әгишип жүрүп, «яш тамака пәрвиш қилғучи» атилиду. Йеши йәткәндә Ғоҗәхмәт Азнибақиевқа турмушқа чиқиду вә шуниңдин бери Ғәйрәттә яшаватиду. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә «Аси» совхозиниң тамака егилигидә ишлиди. Уму Ғәйрәтниң көпбалилиқ инавәтлик анилириниң бири. Күләш Молдасанова – 1937-жили Челәк йезисида туғулған. Камаләт йешиға йетип, Жаңашаруа йезисиға турмушқа чиққан. Йолдиши Рыскелди Жанәбиловниң хизмити түпәйли 46 жил бурун Ғәйрәткә көчүп кәпту. Узун жиллар мабайнида балилар бағчисида тәрбийичи болуп ишлигән Күләш апай – тоққуз бала тепип, қатарға қошқан Қәһриман ана. «Бизниң инавәтлик, көпбалилиқ анимиз» дәп, жутум чоң һөрмәт-еһтирам билдүриду. Пурсәттин пайдилинип, сүтниң қаймиғи кәби достлуғи һәм инақлиғи ярашқан жутдашлиримға бәхит һәм бәрикәт тиләймән», дәйду Күләш ана дуасини берип. Нәсилхан Қаракүшикова – әсли қорамлиқ болуп, 1940-жили туғулупту. Ғәйрәткә турмушқа чиққан. Кеңәш дәвридә сода саһасида хизмәт қилған екән. Сөзгә чевәр, дайим булбулдәк сайрап туридиған ана: «Уруш жиллири анилиримиз йеңи туғулған бовақлирини йөгәкләргә орап, етизға елип кетәттекән. Уларни чиғниң түвигә ятқузуп, ома ораттекән. Жиғлиса, келип емитип, йәнә ишқа киришип кетәттекән. Балилиримизни «илан-чаян яки башқа нәрсә чеқивалиду», дәпму ойлиматтекән. Чүнки шу чағлардики вәзийәт шундақ болған. Мана шу күнләрни Яратқан Егәм қайта көрсәтмисун», дәйду ана. Уруш жиллири туғулуп, урушниң мәшәқәтлирини тартқан «уруш балилириниң» бири – Ләмизар Нуриева. Түрк қизи. Униң ата-аниси 1944-жили Кавказдин Қазақстанға мәҗбурий көчирилгән. Ләмизар у чағда бир яшта еди. Шуниңдин бери Ғәйрәттә яшап келиватиду. Қазақ вә уйғур тиллирида әркин сөзләйдиған Ләмизар ана: «Ғәйрәттин башқа һеч яққа барғумму, көчүп кәткүмму кәлмәйду. Чүнки аилимизни қучақ ечип қарши алған йезамниң йәттә яштин йәтмиш яшқичә болған барчә турғуни – өзәмниң бир туққан қериндишимдәк болуп кәтти», дәйду жутқа болған миннәтдарлиғини йошурмай. Әл бешиға еғир күн чүшкәндә «мән аҗиз» демигән мана мошу анилар – Ғәйрәтниң һазирқи әң чирайлиқ нураний анилири. Уларсиз жутниң дәстихини ечилмайду. Әпсус, саламәтлигигә бола, һазир улар өйлиригә солинип қалди. Бирақ барлиғи бала-чақилири билән қом-қериндашлириниң иллиқ муамилисини көрүп келиватиду. Уруш жиллирида вә униңдин кейин һәрхил саһаларда әмгәк қилған жут адәмлири тоғрилиқ гәп қилғанда, мөтивәр атиларға тохталмисақ болмас. Мәсилән, Исмайил Ибдиминов, Садиқ Турдиев, Иврайим Қәмләқов, Өмәрҗан Садиқов, Турди Абдуғапов, Нурамбәк Турсунов, Закир Мәрүпов, Һапиз Азнибақиев, Үзәр Ибдиминов, Меҗит Зайитов, Мәһәмәт Ахмоллаев, Мәмәҗан Турғанов, Узақ Егинбаев, Махмут Сайитов, Зибәй Турғанов, Қурванҗан Зордунов, Әхмәт Мөрдинов, Нурмәһәмәт Мәмәсадиқов, Мухтәр Җамалов, Нур Мәсимов, Җамал Җалалов, Мәхсүт Зайитов, Сативалди Мәхсүтов, Сидиқ Авамов, Зунун Мөрдүнов, Сәйпи Пәхирдинов, Абдукерим Нәсирдинов, Ярмуһәмәт Ибдиминов, Турсун Авамов, Әркин Исмайилов, Мөмүн Зунунов, Рыскелди Жанәбилов, Асылқан Көпекбаев, Тоқтасын Сейтбеков, Нуржигит Баймухаметов, Ақилдос Муқажанов, ака-ука Дүсәри вә Кәрим Мустафаевлар, Йәһия Нуриев, Яшар Гиҗаев, Тельман Мусаев, Рустәм Шавдунов, Һашимҗан Ахунҗанов вә башқиму исми аталмай қалған жут адәмлири шулар җүмлисидиндур. Умумән, бу жутта уруш жиллири вә уруштин кейин егиликниң һәрхил иш участкилирида, маарип, медицина вә башқиму саһаларда ишлигән мөтивәр атилар билән нураний анилар көпләп санилиду. Бақилиқ болуп кәткәнләр нәччә десиңизчу? Әпсус, уларниң һәммисиниң исим-шәрипини атап, сиңәргән әмгигини әлгә тонутуш үчүн гезит сәһиписи яр бәрмиди. Мәлумки, һәрқандақ жутта жигитбашлириниң орни алаһидә. Ғәйрәт йезисиниң жут-җамаәтчилигиму өзлиригә жигитбашлирини сайлап, йезидики барлиқ җәмийәтлик ишларниң рәтлик болушини тәминлиди. Дәсләпкиләрдин болуп Мухтәр Җамалов, андин кейин Аблеким Керимбақиев, Һашимҗан Ахунҗанов йезиниң жигитбеши болуп сайланди. Улар той-төкүн, нәзир-чирақ вә башқиму җамаәтчилик ишлирини жүргүзүштә әсирләр мабайнида қелиплашқан урпи-адәт, әнъәниләрни қайта тикләшкә көп күч чиқарди. Андин бу шәрәплик хизмәтни атқурған Муһидин Турғанов болди. У аһалиниң ичидиған таза су билән тәминлинишини биринчи новәттә һәл қилинидиған мәсилә дәп билип, су системиси трубилириниң конирап, кардин чиққан йәрлириниң авуштурулушини қолға алди. Муһидин ака пәқәт йеза ичидики ишларниңла һөддисидин чиқип қалмай, шу жиллиридики «Аси» совхози, кейинирәк «Ғәйрәт» ишләпчиқириш кооперативиниң рәиси Иминҗан Насиров, рәссам Реһимҗан Илиясов вә униң оғли Әзизҗан билән бирликтә жут-җамаәтчиликни уюштуруп, Лавар йезисидики «Ату» қурванлириға беғишланған ядикарлиқниң қәд көтиришигә арилашти. Кейин өз вақтида «Аси» совхозида баш бухгалтер, егилик мудири, кейин «Маяк» совхозиниң мудири болуп ишләп, йеза егилиги саһасиниң тәрәққиятиға биркишилик төһписини қошқан Нурәхмәт Ибрагимов һөрмәтлик дәм елишқа чиқип, жутниң жигитбеши болуп сайланди. У йезиниң мәдәнийитигә, жутдашлириниң өмлүгигә көп көңүл бөлди. Қәрәллик нәширләргә муштири топлаш мәсилисигиму алаһидә күч чиқарди. Улардин кейин жигитбеши болуп сайланған мәрһум Бәхтияр Шавдунов, Арман Мусәлимовму жут тәрәққияти йолида ишлиди. Мана үч жилдин бери жутни Руслан Иминов башқуруп келиватиду. Орунбасари Өсәрҗан Ибдиминов иккиси жуқурида исимлири аталған инсанларниң башлиған ишлирини давамлаштуруп кәлмәктә. Жигитбашлири һәққидә гәп қилғанда, 20 жил давамида 23 аилә истиқамәт қилидиған Сейфуллин кочисиниң жигитбеши болған Елтай Сейтақынов һәққидә ейтип кетиш орунлуқ. У 60 жил бурун атисиниң «Аси» совхозиға ишқа орунлишиға бағлиқ ғәйрәтлик болуп қапту. Узун жилларда «жутниң отидин кирип, сүйидин чиқип» көпчилик үчүн хизмәт қилған Елтай аға һазир йеза Ақсақаллар кеңишиниң рәиси сайлинип, җәмийәтлик ишларниң тәшәббускари болмақта. – Иссиқ-соғимизниң барлиғиниң һөддисидин Руслан билән Өсәрҗан башлиқ жут активистлири, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлири чиқип келиватиду. Улар бизниң үмүтимизни алаһидә аброй билән ақлаватиду. Шуңлашқиму биз улардин чәксиз рази, – дәйду өз пикрини билдүрүп Гүлбадәм Розибақиева. – Җәмийәтлик ишларниң активисти сүпитидә бизгә қол-қанат болуп келиватқан ханим-қизлиримиз билән яшларниң әмгигини атап өтүш орунлуқ болса керәк. Улар өсүп келиватқан әвлатниң бош вақтини көңүллүк, җәмийәткә пайдилиқ әмгәк билән өткүзүши вә уларниң сағлам һаят тәрзигә әмәл қилиши йолида паалийәт елип бериватиду, – деди Өсәрҗан ака сөһбитимизни давамлаштуруп. Һә, Ғәйрәт йезиси Аяллар кеңишиниң сабиқ рәиси Зәйтүнәм Турданова башлиған ишини чоқум ахириға чиқиридиған, әң муһими, милләт тәрәққияти үчүн һәқиқәтәнму ечинидиған инсан. Шу хисләтлири түпәйли өзигә жүкләнгән вәзипиләрни шәрәплик атқуруп, жутдашлириниң һөрмитигә сазавәр болди. Қошумчә қилиш керәкки, Зәйтүнәм һәдә билән униң йолдиши Қурван Авамов аддий ишчилардин болсиму, үч пәрзәндиниң келәчиги үчүн қолидин кәлгининиң барлиғини қилди. Уларниң оғли Илмурат дохтур кәспини егиләп, Әмгәкчиқазақ наһийәлик ағриқханиси Бемарларни қобул қилиш бөлүминиң башлиғи болуп ишлиди. Униң бемарлар билән болған иллиқ муамилиси мени һәрдайим қайил қилидиған. Илмурат билән йеқиндин тонушуп, униң Зәйтүнәм һәдиниң оғли екәнлигини билдим. Илмуратму кичигидинла футбол билән шуғуллинип, 11 йешидин йеза командисиниң тәркивидә һәрқандақ турнирларға қатнашти. Һазир у Ғәйрәтниң яш футболчилириға һамийлиқ қилиду. Армини – төрт оғлини яхши футболчилардин қилип йетилдүрүш. Буниңдин төрт жил илгири Зәйтүнәм һәдә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Ғәйрәт йезисидики шөбисиниң рәиси Һурийәт Шавдунова билән Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишлап, қедимий миллий әнъәнилиримизниң бири – «Гүлчай» мәйримини уюштурди. Униңда уйғурларниң «Һосма қоюш», «Келинни саламға елип кирип, тәлим бериш», «Бовақниң исмини қоюш, бөшүккә селиш, қирқи сүйини қуюш», «Бәш таш ташлаш», «Ошуқ ойнаш» охшаш урпи-адәт вә оюнлиридин үзүндиләр намайиш қилинип, узақ вақитқичә меһманлар ядида қалди. Һазир йезидики Ханим-қизлар кеңишини Хусийəт Баһамова башқуриду. Шундақла у булту «Уйғур авази» гезитиниң муштири топлаш штабиниң Ғәйрәт йезисидики шөбисиниң рәиси болуп сайланди. Бийил бу жуттики муштирилиримизниң сани 172 адәмни тәшкил қилип, бултуқидин бираз ашти. Қазақ, уйғур вә түрк милләтлириниң вәкиллиридин тәркип тапқан яшлар кеңәшлириниң рәислири Нурболат Көзембаев, Ришат Турғанов вә Сабир Мамедов йезида өтүватқан барлиқ иҗтимаий-мәдәний чарә-тәдбирләрниң уютқиси һесаплиниду. Улар йеза мечитиниң ичини ремонтлап, һазир Ғәйрәтниң мәркизидә сәһнә селиватиду. Атап кетиш керәкки, Ғәйрәт яшлири спортниң футбол түригә алаһидә қизиқиду. Узун жиллардин бери йезида кочиларара футбол мусабиқиси уюштурулуп келиватиду. Ғәйрәтлик футболчилар һәрқандақ турнирларға қатнишип, өзлириниң маһир оюнчилар екәнлигини испатлимақта. Мәсилән, йеза футбол командиси Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқуповниң хатирисигә беғишланған җумһурийәтлик футбол турнириниң икки мәртә ғалиби аталди. Яшларниң сағлам һаят тәризигә, футболға қизиқишини һасил қилиш һәққидә гәп қозғалсила, ғәйрәтликләр жутдиши, «Филип Моррис Қазақстан» ширкитиниң агрономи Қудрәт Исмайиловниң исмини мәмнунийәт билән тилға алиду. Һәқиқәтәнму Қудрәт вә Алмута вилайәтлик «Қарлығаш» билим-мәслиһәт аяллар мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң хадими Патимәм Аюпова йезида стадионниң аватлаштурулушиға сәвәпкар болди. Уларниң күч чиқириши түпәйли «Филип Моррис Қазақстан» ширкити бизнесниң иҗтимаий программилири асасида Ғәйрәт йезиси стадиониниң аватлаштурулушиға 1 миллион 810 миң тәңгә бөлди. Жут тоғрилиқ гәп қилғанда, бу йәрдә паалийәт елип бериватқан И.Саттаров намидики оттура мәктәп тоғрилиқ ейтип өтмәй мүмкин әмәс. Йәнә төрт жилдин кейин қурулғиниға бир әсир толушини нишанлайдиған мәзкүр билим дәргаһида мошу жилларда өз кәспини йетүк билгән вә бала тәрбийисини асасий орунға қойған көплигән муәллимләр ишлиди. Мәсилән, язғучи вә тарихчи Мәшүр Розиев, дәсләп Қорамдики Савутахунум мәдрисисидә, андин кейин Алмутидики Зәрват мәктивидә вә у Яркәнткә көчирилгәндә шу йәрдики педагогика училищесида тәһсил көргән уруш ветерани Исмайил Ибдиминов, Сидиқ Ғаппаров, Аминәм Төмүрова, Үзәр Ибдиминов, Нур Мәсимов, Җамал Җалалов, Зәйнәпбүви Мәхсүтова, Реһан Зайитова, Шәмшинур Бақиева, Нурбүви Саттарова, Ризван Һаширова, Муса Худайбәрдиев әйнә шулар җүмлисидиндур. Һазир мәзкүр мәктәптә асасән мошу мәрипәтчиләрниң шагиртлири яш әвлатқа билим-тәрбийә бериватиду. Мәктәптә балилар қазақ вә уйғур тиллирида билим алиду. 1973-жили мәктәпниң шу чағдики илмий мудири Нур Мәсимов мәктәпкә атақлиқ шаирниң исмини бериш тәшәббусини көтирип, бу ишниң әмәлгә ашурулушиға көп күч чиқарған еди. Уни ғәйрәтликләр мошу кәмгичә мәмнунийәт билән тилға алиду. Билим дәргаһиниң йеңи бенаси 1988-жили селинған. Шу чағдики «Аси» совхозиниң мудири Хамза Сүлейменов, башланғуч партия тәшкилатиниң кативи Абдумеҗит Абдуллаев вә билим дәргаһиниң мудири Исмайил Абдурахмановниң күч чиқириши түпәйли мәктәп һойлисиға әдип һәйкили орнитилған. Һазир И.Саттаров намидики оттура мәктәпкә ушбу билим дәргаһиниң учумкари Әзимҗан Мәрүпов мудирлиқ қилиду. Билим дәргаһиниң муәллимлири билән оқуғучилириниң йәткән утуқлириму аз әмәс. Йәнә бир мәсилә. Илгири Ғәйрәттә балилар бағчиси болмай, жут турғунлири пәрзәнтлирини хошна Қизил Шəриқ вə Маливай йезилиридики бағчиларға тошатти. Булту «Лашынтай» җавапкəрлиги чəклəнгəн йолдашлиғиниң тəсис қилғучиси, тиҗарәтчи Мухит Қасенов йезида «Лашынтай» балилар бағчисини ечип, көпчиликни хошаллиққа бөлиди. Һазир йезида 100 орунлуқ дөләт балилар бағчиси селиниватиду. План бойичә у бийил октябрь ейида пайдилинишқа берилиши керәк. Ғәйрәттә почта бенаси йеңи. Униң башлиғи Назугум Җаппарова – жут аһалисиниң көңлидин чиқип келиватқан алақә хадими. Төләмләрниң барлиғини қобул қилиштин ташқири гайида почтичиға пенсия тарқитиш, гезит-журнал тошуш ишлирида ярдимини көрситипму үлгириду. Қәрәллик нәширләргә муштири топлашқиму алаһидә күч чиқириватқан милләтпәрвәр қизларниң бири. Йеза турғунлириға йәрлик амбулатория медицинилиқ хизмәт көрситиду. Һазир бу йәрдә 25 медицина хадими ишләп, Ғәйрәт вә хошна Жаңашаруа йезилириниң аһалисиға хизмәт қилмақта. Йәрлик саламәтликни сақлаш мәһкимисигә салаһийәтлик медицина хадими Айбек Ибрагимов рәһбәрлик қилиду. Амбулаториядә бәш орунлуқ күндүзки стационар бар. Уларниң хизмитидин әл рази. Ғәйрәттә сәккиз озуқ-түлүк дукини бар. Икки аял өйидә гөзәллик салонлирини ечип, заман тәливигә лайиқ паалийәт елип бериватиду. «Өлүк рази болмай, тирик бейимайдиғанлиғини» билидиған ғәйрәтликләр һәр жили апрель ейиниң бешида шәнбилик уюштуруп, пүтүн жут қәбирстанлиқ ичини тәртипкә кәлтүрүшкә чиқиду. Бу күни у йәрдә қизғин иш башлиниду. Конирап, қуруп кетишкә башлиған дәл-дәрәқләр рәткә кәлтүрүлүп, йеңи-йеңи көчәтләр тикилиду. Яшлар бөлүнүп, йеза ичидики ериқларниму тазилайду. Ғәйрәтликләр йезидин чиққан тонулған адәмләр һәққидә сөз қилип, көрнәклик рәссам Зәйнидин Йүсүпов, язғучи Һүсәйин Һәсән, Реһимҗан Илиясовниң исимлирини һөрмәт билән тилға алиду. Мән бийил бевақит аләмдин өткән Реһимҗан акиниң жутқа сиңәргән әҗри тоғрилиқ көп аңлиған едим. Жутдашлириниң ейтишичә, йезидики мәктәп бенасиниң фойесиға шаир Исмайил Саттаров барельефини орнитишқа, «Шөһрәт» мемориалини қайта тикләштә оғли Әзизҗан иккисиниң әмгиги бебаһа. Реһимҗан ака йезидики мечит бенасиниң алдини аватлаштурушқиму чоң үлүш қошқан екән. Шундақла журналист, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң бөлүм муһәррири Шөһрәт Мәсимов, шаирлар Мәһәмәтҗан Һапизов вә Абдулҗан Азнибақиевму мошу жутниң пәрзәнтлири. Мән уларниң қатариға 20 жилдин бери наһийәниң мәдәнийәт саһасиға төһпә қошуп, Әмгәкчиқазақ наһийәси Ават йезиси Мәдәнийәт өйиниң мудири келиватқан «Пәхрий мәдәнийәт хадими» унваниға еришкән Долқунҗан Розахуновниң исминиму қошқан болар едим. Уму мошу Ғәйрәттә туғулуп, униң сүйини ичип, һавасини жутуп өскән жигит. Мәлумки, Әмгәкчиқазақ наһийәсидә 70 миңдин ошуқ уйғур истиқамәт қилиду. Сәккиз миллий этномәдәнийәт мәркизи бар. Наһийәдә өтидиған барлиқ мәдәний чариләрдә улар өз миллитиниң сәнъити вә мәдәнийитини намайиш қилип кәлмәктә. Уйғур хәлқиниң сәнъитини тонутушта Долқунҗан Һәмраҗаноғлиниң роли интайин чоң. Сөһбитимиз аяқлишип, Керимҗан акиларниң өйидин чиққинимизда, Гүлбадәм һәдә биз билән хошлишип: – Йезида иш йоқ, нурғунлиған балилиримиз шәһәргә кетип қалди. Шундиму, тапқан пулини һәм аилисигә, һәм йезимизниң тәрәққиятиға йәткүзүп бериватиду. Шуларға рәхмәт! – деди. Йезиниң һәрбир чоң турғунини өз ата-анисидәк қобул қилип, ғәмхорлуқ қөрситидиған балилири бар, һә уларни болса, өз ичидин чиққан пәрзәндидәк көридиған чоңлири бар жут – бәрикәтлик. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

498 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы