• "Туған жер"
  • 30 Шілде, 2020

«Кәлдим. Ават демисиму аваткән...»

«Кәлдим. Ават демисиму аваткән, Адәмлири бәхитликкән һәм шаткән. Чоққилардәк йүксәк арзу-арманлар, Һәр қәдәмдә уларға яр-қанаткән». Абдумеҗит ДӨЛӘТОВ.

Уйғур наһийәсидики исмиға җисми лайиқ йезиларниң бири – Ават. Гөзәл тәбиәт мәнзириси, өмлүги ярашқан хәлқи бар Ават жути «Алтун үзүктики яқут көздәк» тағ бағриға җайлашқан әҗайип макан. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Жутниң тарихи Ават жутиниң тарихи 1882-жилдин башлиниду. «Ават». Қулаққа йеқимлиқ аңлинидиған бу нам 138 жиллиқ тарихқа егә. Ениғирақ ейтсақ, Ават жутидин чиққан мәрһум атақлиқ төмүрчи Олалим Мәхсәтов Ават һәққидә: «1922-жилниң әтияз мәзгили еди. Бизниң Баянқазақ (башта шундақ аталған) йезимизға атақлиқ җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң келиватқанлиғи тоғрилиқ хәвәр дүң кәтти. Бу хәвәрни аңлиған йеза турғунлири йеза сиртидики дөңгә жиғилип, меһманни дағдуғилиқ қарши алди. Дөңдин алиқандәк көрүнгән гөзәл зиминға көз ташлиған Абдулла Розибақиев тағ бағриға җайлашқан гөзәл йезимизға «Ават» дәп нам бәрди». Өтмүшкә нәзәр ташлисақ, 1916-жили рус падишасиниң пәрмани билән 10 яштин 43 яшқичә болған азсанлиқ хәлиқләрниң вәкиллири қара ишқа җәлип қилиниду. Уларниң арисида аватлиқларму бар еди. Аваттин 40 балини елип кетиду. Уларниң нурғуни қамаққа елинип, бәзилири етип өлтүрүлиду. Тохнияз Һәмәниязов, Керимахун Адилов, Муса Һезизов, Мансурахун Насиров, Илака вә Әһәт Йәһияров шулар җүмлисидиндур. 1918-жилқи «Ату» паҗиәсидиму 60тин ошуқ аватлиқ наһәқтин-наһәқ көз жумиду. Колхоз нәпәси 1930-жили бу йәрдә «Йилтиз» колхози қурулиду. Устаз Тайир Мәсимовниң тәшәббусида йилтиз кәби ян-яққа таралсун дегән мәхсәттә шундақ аталған колхозниң дәсләпки рәиси болуп Һашим Һошуров сайлиниду. Шу жиллири колхоз дорилиқ әпийүн өсүмлүгини өстүрүш билән бәнт болди. Әпийүн өстүрүш ишида Х.Бәраев, Х.Мөрдинова, З.Һетахунов, Қ.Сәмиевниң исимлири вилайәткә тонулса, мал чарвичилиғини риваҗландуруштики әмгиги үчүн қойчи Буғамбаев (исми намәлум), илқичи Х.Әмәтов 1939-жили Москвада өткән йеза егилиги көргәзмисигә қатнишиду. Йәнә бир жут пәхри – Һетхан Зәйнавдинова. У Оттура Азия аяллириниң арисидин чиққан тунҗа коммунист, җәмийәтлик ишларниң активисти. У 1920-жили Яркәнт уези бойичә аяллар башлиғи болуп, ақ биләклик җанларниң әркинлиги үчүн күрәшкән. 1937-жили Ават жутиниң 12 турғуни тәқипкә учриди. Улар: шаир-устаз Һезим Искәндәров, Мәрүп Мәсъудий, партия йетәкчиси, журналист Қурван Избақиев, партия әзалири Үсән Нәзәров, Шерияздан Ғәниев, журналист Мәһәмәт Адилов, экономист Һасан Нәзәров, муәллим Баһарәм Избақиева, колхоз әзаси Әхмәт Һосманов, партия кеңишиниң әзаси Шавдун Розиев, деханлар Давут (фамилияси намәлум) вә Аман Наманов. Мошу йәрдә тарихниң йәнә бир қара сәһиписини ечишқа тоғра келиватиду... 1941 —1945-жиллири йүз бәргән Улуқ Вәтән урушиға Аваттин 237 адәм қатнашти. Қанлиқ уруштин 152 адәм еғир җараһәт билән жутиға қайтти. 85 аватлиқниң җәсиди из-тизсиз йоқалғанлар қатарида жирақ жутларда қалған. Уруш жиллири вә уруштин кейинки қийинчилиқлар Ават жутиниму айлинип өтмиди, әлвәттә. Уруш жиллири колхозниң бар җапалиқ әмгиги қери-чүриләр, аяллар билән яш балиларниң зиммисигә чүшти. Аваттики колхозда яш-қери болуп, бари-йоқи 76 әза қалған. Улар қолиға қурал елип дүшмәнгә қарши чиқмисиму, соқа-кәтмәнлири билән йәргә җан киргүзүп, арқа сәптә йоқсизчилиқ вә ачарчилиқ билән күрәшти. 1946-жили Закир Минәмов колхоз рәиси болуп, йезини техиму гүлләндүрүш йолида аянмай әмгәк қилди. Шу жили Ават йезисиға дәсләпки электр қувитини бериш үчүн кичик электр станцияси селиниду. Мал егилиги ишлири җанлинип, илқа беқишта 100 ана баштин 100 тай алған илқичи Һапиз Әмәтов, ферма йетәкчиси Ғоҗа Илиев, колхоз рәиси Закир Минәмов «Социалистик Әмгәк Қәһримани» атиғиға егә болди. 1960 —1963-жиллар арилиғида Қәмирдин Мәсүтов колхоз рәиси болуп сайлиниду. Қ.Мәсүтов Әрмәнстандин таш терийдиған мәхсус техника кәлтүрүп, йеза әтрапидики көплигән участкиларни таштин тазилап, терилғу мәйданини кәңәйтиду. 1970-жилғичә етиздики суғирилидиған йәр көләми 500 гектарға йетип, йеза егилигиниң бир жиллиқ тапавити 480 сомдин 1 миллион 500 миң сомғичә өсиду. Әмгиги билән тонулған аватлиқлардин Хасийәт Өмәрова — «Һөрмәт Бәлгүси», Һәмра Һебибуллаев — «Әмгәк Қизил Туғи», «Октябрь революцияси», Һезиз Ғоҗәмбәрдиев — «Ленин», «Әмгәк Қизил Туғи», Әбу Шалабаев І, ІІ дәриҗилик «Һөрмәт Бәлгүси» орденлири билән тәғдирлиниду. Колхоз қурулуши вә йезиниң гүллиниш дәври 1973 — 1992-жилларға тоғра келип, Ават заман тәливигә лайиқ тәрәққий етиду. У жиллири колхозға Йолдаш Давутов (1973 — 1993-ж.ж.) рәислик қилиду. Һә, Турсун Әмәров партия комитетиниң кативи (1965 — 1982-ж.ж.) болиду. Бу арилиқта йезида йеңи МТС, йеңи типтики 624 орунлуқ мәктәп, медицинилиқ амбулатория, почта, балилар бағчиси, монча, котельный, икки қәвәтлик колхоз, йезилиқ һакимийәт беналири селиниду. Шундақла 30 турғун өй қәд көтирип, пайдилинишқа берилди. Бу әмгиги үчүн Йолдаш Давутов — «Һөрмәт Бәлгүси», «Әмгәк Қизил Туғи» орденлириниң, Турсун Әмәров болса, «Һөрмәт Бәлгүси» ордениниң саһиби болди. «Йилтиз» колхозиға һәрхил жилларда Асим Һошуров, Ильяс Әркинниязов, Тоқа Пәрһатов, Һосман Тохтибақиев, Җәпә Тохтибақиев, Закир Минәмов, Иврайим Розахунов, Мәшрәп Асипов, Рахман Хоҗаев, Қәмирдин Мәсүтов, Йолдаш Давутов, Муртиза Хасьяров, Шәмшидин Қадиров рәислик қилиду. Хулләс, әйни жиллири йезилиқ кеңәшни башқурған аватлиқ Тиливалди Қурбанов СССР Алий Кеңишиниң депутати болуп, Мәркизий комитетниң XXIII қурултийиға вә Москвада өткән умумий колхозчилар қурултийиға делегат болуп қатнишиду. Андин йезилиқ кеңәшкә Мушрапил Суванов, Сатта Батталов, Һебибулла Ахмоллаев, Хелчәм Сабирова, Һапизәм Мурадуллаева, Әхмәт Әкбәров, Сәвирдин Абдримов, Раюп Сабиров рәислик қилиду. 1984-жилдин 2004-жилғичә йезилиқ кеңәшниң тизгинини Рошәнгүл Йәһиярова қолға алиду. Рошәнгүл Йәһиярова һаким болған жиллири колхоз мүлки турғунларға бөлүп берилиду. Колхозниң ишиға үгинип қалған хәлиққә өз алдиға тирикчилик қилиш башта оңайға чүшкини йоқ. Рошәнгүл Йәһиярованиң ишбиләрмәнлиги бәдилигә хәлиқ ушбу өткүнчи синақтинму сүрүнмәй өтиду. Йезини аватлаштуруш ишлириға алаһидә көңүл бөлүнүп, вилайәттики 130 йезиниң ичидә 7-орундин көрүниду. Рошәнгүл Йәһиярова Қазақстан өз Мустәқиллигини алған дәсләпки жиллири йеза турғунлирини иш билән тәминләп, хәлиқниң турмушини яхшилашқа көп күч чиқириду. Шундақла яш әвлатқа үлгә болсун дегән мәхсәттә Ават тоғрилиқ кинофильмму чүшириду. Рошәнгүл Йәһияровадин кейин Ваһидин Әмирдинов, Нәвирдин Қейинов йеза һакими болуп тайинлиниду. 2017-жилдин буян Ават йезилиқ округи һакими хизмитини Равиль Анадуллаев атқуруп кәлмәктә. Бүгүнки Ават Бүгүнки Ават йезилиқ округиниң йәр көләми – 4067,4 гектарни тәшкил қилиду. Аһалиниң сани – 2266. Униң ичидә уйғурлар – 2053, қазақлар – 207, өзбәкләр – 5 вә 1 татар миллитиниң вәкили. Аватлиқлар бир аилиниң пәрзәнтлиридәк инақ-иҗил яшап кәлмәктә. Жутта җәми 494 аилә бар. Йезилиқ округ бойичә яшларниң сани – 546. Һазир Аватта бир һакимийәт бенаси, бир мәктәп, бир ФАП, бир мечит (йәнә бир йеңи мечит селиниватиду), участкилиқ полиция пункти, икки шәхсий балилар бағчиси (бири – 25 орунлуқ, бири – 50 орунлуқ; алдики вақитта йәнә бир 50 орунлуқ балилар бағчиси ишқа қошулмақчи), икки чоң тойхана (йәнә бир тойхана ечилиш алдида туриду), бир ашхана, төрт навайхана, бир кийим тикиш орни, икки дорихана, бир стоматологиялик кабинет вә икки сатрашхана хәлиққә хизмәт көрсәтмәктә. Йеза турғуни Әуелқан Сидиқов мал дорилаш орниниң қурулушини тамамлап, пат-йеқинда ишқа қошмақчи. Аһалиниң асасий кәспи – йеза егилиги болуп, йезидики 201 шәхсий дехан егилигидә 235 адәм хизмәт қилиду. Болупму, Аватта бағвәнчилик яхши риваҗланған. Йезида абрикос, өрүк, алминиң барлиқ түрлири, нәшпүт, яңақ вә пәқәт Аватниң тәбиитигә маслашқан мевә-чевиләр һәм көктатлар, данлиқ зираәтләр өсиду. Болупму, өзгичә тәмгә егә, узақ сақлинидиған Ават абрикослириниң базири иштик. Бу йәрниң алма-өрүги чегара ешип, хошна әлләргә сетилиду. Бағ демәкчи, Аватта умумән 103 гектар алма, 175 гектар абрикос беғи бар. «Аватниң бағлири» десә, һәммә «апирин» әйләп, махтишиду. Бу болсиму, ишләмчән аватлиқларниң мәшәқитигә берилгән жуқури баһадур. Йеза округи бойичә (974 гектар суғирилидиған йәргә) 234 гектар буғдай, 735 гектар көпжиллиқ чөп, 490 гектар бағ бәрпа қилинған. Йеза һакими Равиль Анадуллаевниң тәкитлишичә, йезида җәми 10 чөп пресслайдиған техника, 6 жатка, 12 трактор, 2 буғдай жиғидиған комбайн бар. Өткәндә жут турғунлири Муртиза Хасьяров билән Әйса Һапизов 2 йеңи трактор сетивалди. Шундақла йезида төрт йәм тартиш цехи паалийәт жүргүзүватиду. Әнди мал егилигигә келидиған болсақ, округ бойичә җәми 3976 баш қарамал, 8453 баш қой-өшкә, 633 баш ат, 3000ға йеқин һәрхил өй қушлири моҗут. Аватлиқларниң асасий байлиғи – аһалиниң бирлиги. Бүгүнкидәк қийин вәзийәттә бу жут өмлүги билән көпкә үлгә болмақта. Тәкитләп өтүш лазимки, бийилқи жили йеза округи бойичә жут турғунлири, тиҗарәтчиләр, мәктәп мәмурийити вә таша жутта жүргән аватлиқлар тәрипидин җәми 90 аилигә 2 190 000 тәңгилик хәйрихаһлиқ ярдәм көрситилди. – Турғунларниң ярдими билән йеза ичидики он бәш көрүкни җөндәп, айрим кочиларға қум-таш төкүп, мәлиниң чәт кочилириға электр чирақлирини орнаттуқ. Дохтурлуқ амбулаторияниң төрт бөлмисиниң единини тиндуруп, рәткә кәлтүрдуқ. Су тапчиллиғиниң алдини елиш үчүн йеза яшлири таққа чиқип, суға сеғиз топа еқитти һәм Эрнест Мәңсүровниң башланмиси билән яшлиримиз ихчам спорт мәйданчисини бәрпа қилди. Ейтип өтүш керәкки, жутдишимиз Шатлиқ Савутовниң рәһбәрлигидә йезимизниң ярдәмгә муһтаҗ (имканийити чәкләнгән) турғуни Үсән Бақиевқа икки бөлмилик өй селип бәрдуқ. Аллаһ халиса, йәнә бир өйниң қурулушини башлаш алдида туримиз. Ейтивәрсәк, мана шуниңға охшаш сахавәтлик ишлар йетәрлик, – дәп атқурулуватқан ишларни қисқичә баян қилди йеза һакими. «Төмүрни қизиғида соқ» демәкчи, сөз ахирида жутниң жүкини көтирип келиватқан барлиқ жутдашлириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди. Аватлиқларниң армини Бүгүнки күндә Аваттики асасий мәсилә – таза ичидиған вә етиз-ериқ суғиридиған суниң тапчиллиғи. Йәни, «бизгә су сақлайдиған қойма һаҗәт» дәйду турғунлар. Әнди таза ичидиған су мәсилисигә тәпсилий тохталсақ, Ават йезисидики су иншаәтлири системиси 1986-жили селинған екән. 1991-жили «Улар» чарва егилигигә берилгән су системисиниң умумий узунлуғи 14 чақиримни тәшкил қилиду. Мәркәзләштүрүлгән су системисиға 310 өй (йезида 550 өй бар) қошулған. Мәзкүр өйләрниң 20 пайизидин су чиқмайдекән. Сәвәви, су трубилири конирап, ярамсиз һаләткә чүшүп қалған. Кочилар бойида орунлашқан 11 су колонкиси бар болуп, аһали әтигәнлик саат сәккиздин кәчки саат алтигичә су тошуш билән һаләк. Әнди йеза четидики төрт кочиниң 127 өйниң егилири тағдин кәлгән судин пайдилинидекән. 2019-жили 24 чақирим су билән тәминләш системисиниң йеңи қурулуши үчүн лайиһә түзүлгән. Һазир бу мәсилә – наһийә һакиминиң назаритидә. Шуңа алдики вақитта аватлиқларниң армининиң орунлинидиғиниға ишәнчимиз камил. Хош, су мәсилиси билән қатар йезиларда көп тилға елинидиған йәнә бир мәсилә – йәр мәсилиси. Йезидин йәр елип, өй селишқа нийәт қилған адәмләрниң сани жилдин-жилға көпәймәктә. Бирақ инфрақурулумниң йоқлуғидин, наһийәдә йәргә новәттә турған адәмләргә тегишлик участка бериш иши ойдикидәк әмәлгә ашмайватиду. Йәни, Аватму шулар қатарида. Ават йеза округида 2009-жилдин бүгүнки күнгә қәдәр пәқәт бир адәмгә йәр берилипту. Новәттә йәнә 105 адәм бар екән. Гәпниң очуғи, су мәсилиси йешилмәй туруп, йәр мәсилисиниң һәл қилиниши натайин... Билим дәргаһи Ават йезисида Октябрь инқилавидин илгири бирнәччә мәктәп болуп, униңда пәқәт байниң балилирила оқуған екән. 1921-жили Аватта икки йеңи мәктәп ечилип, униң бирини Яркәнт шәһиридин кәлгән Дамолла Розиев, иккинчисини Маһмут Мәңсүр дегән кишиләр башқурупту. Шу заманларда мәктәп үчүн мечит бөлмилири билән байларниң өйлири пайдилинилип, дәсләпки бу икки билим юртида йүздин ошуқ бала тәлим апту. 1926 — 1932-жиллар арилиғида бала сани 80 — 90дин ашмай, йеза мәктиви башланғуч мәктәп болуп һесаплиниду. Ават йезисидики башланғуч мәктәпни тамамлиған оқуғучилар 1958-жилғичә Чоң Ақсу оттура мәктивидә, Интернатта туруп оқушқа мәҗбур болиду. 1956-жили башланғуч мәктәп толуқ әмәс оттура мәктәп болуп өзгәртилип, уни 1940-жилғичә Нәвирдин Қәмирдинов башқуриду. Шу жиллири оқуғучиларниң сани 350 — 400гә йетип, 1 — 4-синипқа уйғурчә, 5-7-синипқа қазақчә билим берилипту. Билим дәргаһи 1941-жилғичә толуқ әмәс оттура мәктәп һесаплинип, кейин бала саниниң азийип кетишигә бағлиқ қайтидин башланғуч мәктәп болуп өзгәртилиду. Уруш жиллири умумән 150 — 170 бала мәктәп босуғисидин атлап, педагог мутәхәссисләрниң йетишмәслиги орун алиду. Шу жиллири кадр тапчиллиғи сәвәвидин, Чоң Ақсу оттура мәктивиниң 10-синипини тамамлиған Айәт Мағаева, Айим Әкбәрова, Рәһимәм Әмәрова, Әлахан Һапизова муәллим болуп ишләйду. 1950-жилдин етиварән Ават башланғуч мәктиви йәттә жиллиқ мәктәпкә айлиниду. Мутәхәссисләр вә оқуғучиларниң сани өсүп, 15 муәллим 250 — 300гә йеқин оқуғучиға билим беришкә башлайду. 1945 — 1952-жиллар арилиғида мәктәп мудири болған С.Абитов мәктәпниң материаллиқ базисини толуқтурушқа күч чиқириду. 1951-жили мәктәп қайтидин селинип, 1955 — 1956-оқуш жилидин башлап он жиллиққа көчирилип, 1958-жилғичә муәллимләр сани 31гә йетиду. Йәни билим дәргаһи алий билимлик муәллимләр билән толуқтурулиду. Бүгүнки күндә әмгиги билән көпкә тонулған мутәхәссисләрдин А.Әмитахунов (дохтур), Н.Абдримов (һәрбий), Е.Һошуров (билим министрлигиниң испектори ), К.Әмәрова (үлгилик устаз) вә Т.Қурбанов (баш аграном) 1957 — 1960-жиллар арилиғида мошу мәктәптә билим алиду. 1959 — 1960-жиллири мәктәп қайтидин йәттә жиллиқ болуп, 1960 —1961-оқуш жилида 10 жиллиққа авушиду. 1952-жилдин 1994-жилғичә мәктәпкә С.Җаппаров (1952 — 1956-ж.ж.), И.Сәйдуллаев (1956 — 1963-ж.ж.), Һ.Тохтасунов (1963 — 1965-ж.ж.), Р.Ғәниев (1965 — 1969-ж.ж.), М.Батталов (1969 — 1982-ж.ж.), Р.Шаһамова (1982 — 1993-ж.ж.), Л.Розахунов (1993 — 1994-ж.ж.) мудирлиқ қилиду. 1979 — 1980-оқуш жилида мәктәпкә шаир Һезим Искәндәровниң нами берилиду. 1984-жили заманивий типтики 624 орунлуқ үчқәвәтлик йеңи мәктәпниң һули тиклинип, униңда 83 муәллим әмгәк қилишқа башлайду. 1987-жили Һезим Искәндәров намидики оттура мәктәптә 11 оқуғучи билән дәсләпки қазақ синипи ечилиду. Бүгүнки күндә Һ.Искәндәров намидики Ават оттура мәктивидә 83 муәллим 490 оқуғучиға заман тәливигә лайиқ билим берип кәлмәктә. 1995 —2004-жиллар арилиғида И.Ахмоллаев, 2004 — 2007-жиллар арилиғида Ә.Дәраев, 2008 — 2017-жиллири М.Әйсәрова мудирлиқ қилған билим дәргаһини 2018-жилдин буян Ришат Розахунов башқуруп кәлмәктә. Аватлиқларниң пәхри Уйғур наһийәсиниң көркигә көз тоймайдиған йезилиридин нә-нә атақлиқ шәхсләр йетилип чиққан. Улар ана жутиниң пәхирлик пәрзәнтлиридин болупла қалмай, туғулған йериниң шан-шөһритини һәшләргә көтәрди. Мана шундақ нурғунлиған атақлиқ инсанларни меһир-муһәббитигә бөләп, қанат қаққузған қедимий жутларниң бири – бүгүн биз сөз қиливатқан Ават йезиси. Ават Қапийәм Абдуллаева, Савур Турдиев, Махмут Зияров, Емельян Һошуров, Ролан Җалаловтәк алимларниң, Һезим Искәндәров, Савут Искәндәров, Раһиләм Музәппәрова, Вильям Молотовтәк шаир-язғучиларниң Қурванҗан Молотов, Һасил Абримовтәк һәвәскар шаирларниң, композитор Исмайилҗан Исаев, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Руқийәм Саттарова, атақлиқ нахшичи Нуралим Варисов, композитор һәм нахшичи Артур Илахуновтәк сәнъәткарларниң, киномеханик Әркин Абдрахманов вә атақлиқ дохтур Абдуманап Әмитахуновниң ана жутидур. Шундақла бу йезидин оттузға йеқин жуқури унванлиқ һәрбийләр Имәрҗан Идиллаев, Дилмурат Маҗитов, Баһавдун Қейинов, Ильяр Һасанов, Тимур Һәмраев, Дияр Һәмраевтәк исимлири җумһурийәткә тонулған спорт маһирлири йетилип чиқти. «Таш кечик» сүйи Һәрқандақ инсан туғулған йериниң тилсим мәнзирилири билән махтиниду, әмәсму! Җүмлидин Ават сейиниң жуқарқи қисмида, йәттә қәвәт ташниң астидин мөлдүр булақ сүйи еқип чиқиду. Уни Ават хәлқи «Таш кечик» сүйи дәп атайду. Бу су алтинчи айниң иссиғидиму муздәк болуп, йенидин өткәнләр уни ичмәй өтмәйду. «Бу суниң бир шипалиқ хасийити бар», дәйду аватлиқлар. Шуңлашқиму уни ичишни арман қилидиғанлар тола. 1970-жили атақлиқ шаир Һезим Искәндәров ағрип йетип, «Таш кечик» сүйини ичишни арман қилған екән. Кейин шаирниң Барахун исимлиқ туққини униңға булақ сүйини әкелип берип ичкүзиду. Шуниңдин кейин шаир сәллимаза сақийип кәткән екән. Мана шундақ талайларниң еғизида ривайәткә айланған «Таш кечик» сүйи Аватниң йәнә бир алаһидилигидур. Узун сөзниң қисқиси, бу су тоғрилиқ хәлиқ еғизида ривайәткә айланған талай гәпләр бар. Хуласә: Өзи кичик, амма нами улуқ бу жут һәққидә гәп қозғисақ, ейтаримиз нурғун. Чүнки униң һәрбир тал-теши тарихтин сир чекиду. Һәрбир турғуниниң турмуш-тирикчилиги өз алдиға бир мақалә болиду. Шуңлашқа бүгүн биз бәрикәтлик Ават йезисиға умумий тохтилип, бир қиринила тонуштурдуқ, халас. Ушбу көркигә көз тоймайдиған, меһмандост жутни техиму яхши тонуғиңиз кәлсә, Аватқа мәрһәмәт! Уйғур наһийәси.

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы