• Йеңилиқлар
  • 05 Тамыз, 2020

Чариләр күчәйтилиши шәрт

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев таҗсиман вирусқа қарши күрәштә карантин чарилиригә риайә қилинмай, утуққа йетиш мүмкин әмәс, дәп һесаплайду. «Пандемия пүткүл дунияда дегидәк күчийиватиду. Ағриқ аримиздин йүзлигән гражданларни: әмгәкчиләр билән пенсионерларни, яшанғанлар билән яшларни, атақлиқ вә исми мәлум әмәс адәмләрни елип кәтмәктә», дәп язди Дөләт рәһбири Twitter иҗтимаий тармиғидики сәһиписидә. Президент ағриқ ақивитидин вапат болғанларниң һәммисигә қаттиқ қайғуридиғанлиғини тәкитлиди. «Таҗсиман вирус вә пневмония ақивитидин болуватқан өлүм дәриҗиси илгәркидәкла жуқури пети қалмақта. Уни азайтиш – Саламәтлик сақлаш министрлиги вә барлиқ саламәтликни сақлаш органлириниң вәзиписи. Һөкүмәт гражданларниң карантин тәләплиригә риайә қилиш чарилирини күчәйтиши шәрт. Униңсиз пандемиягә қарши күришиштә утуққа йетиш мүмкин әмәс», дәп язди Қасым-Жомарт Тоқаев.

481 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы