• 30 август — Конституция күни
  • 26 Тамыз, 2020

Асасий Қанун: чарәк әсир хәлиқ хизмитидә

Буниңдин чарәк әсир илгири, йәни 1995-жили, һазир қоллиништики елимизниң Асасий Қануни – Конституция қобул қилинди. Әйнә шу Конституция бүгүн мустәқил Қазақстан Җумһурийитидә қелиплашқан сәясий турақлиқ билән җәмийәтлик разимәнликниң асасиға, елимиз һаятиниң барлиқ саһалириниң йеңилиниши билән тәрәққиятиниң рәмзигә айланди.
Сөз йоқ, Конституцияниң Қазақстанда истиқамәт қиливатқан барлиқ милләтләргә әркинлик билән тәңһоқуқлуқниң капалити болғанлиғини дуния әһли толуқ етирап қиливатиду. Җүмлидин, нәқ әйнә шу Конституция түпәйли, елимиздә миллий тилларни тәрәққий әткүзүшниң вә мәдәнийәтни қоллап-қувәтләшниң дөләтлик системиси толуқ шәкиллинип, у нәтиҗидарлиқ ишләватиду. Мәсилән, мәмликитимиз бойичә 88 мәктәптә оқутуш уйғур, өзбәк, таҗик вә украин тиллирида жүргүзүлүватиду, 108 мәктәптә 22 милләтниң тили мустәқил пән сүпитидә оқутулуватиду, 30 милләтниң тилини үгиниш бойичә 190 лингвистикилиқ мәркәз ишләватиду. 15 тилда 35 гезит вә журнал нәшир қилиниватиду вә һаказилар. Дунияда мундақ “көпхиллиқтики бирлик” принципи милләтләрара мунасивәтләр мәсилисидә асас қилип елинған дөләтләр санақлиқла. Әшуларниң бири бизниң мустәқил елимиз – Қазақстан Җумһурийитидур.
Конституцияниң нәтиҗидарлиқ ишлиши түпәйли, һазир демократияниң тәмини тетип қалдуқ, өзимизни әркин-азадә һис қилидиған болдуқ, турмуш дәриҗимизму күн санап яхшилиниватиду. Бу “елимиздә һечқандақ проблема” йоқ дегән мәнани билдүрмәйду. Җәмийитимиз һаятида йеңи, бәзидә тамамән күтмигән һаләт-һадисиләргә дуч келидиған пәйтләрниң йүз бериши еһтималдин жирақ әмәс. Бүгүнки дуния әһлини, җүмлидин биз, қазақстанлиқларни, вәһимигә селиватқан таҗсиман вирус пандемияси шу җүмлидиндур. Биз бу кесәлни сөзсиз йеңип чиқимиз. Чүнки биздә Конституция капаләтләндүридиған саламәтликни сақлаш ситемиси шәкилләнгән вә у хәлиқ үчүн хизмәт қиливатиду. Ишәнчимиз камилки, һәммә нәрсә елимиз Конституцияси нормилири асасида һәл қилиниватиду вә кәлгүсидиму шундақ болиду.
Мәлумки, Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алғандин бери бесип өткән йол дайим дағдам болғини йоқ. Йәтмиш жилдин ошуқ вақит өмүр сүргән Кеңәш Иттипақи парчиланғандин кейин мустәқилликкә еришкән дөләтләр алдида наһайити қийин мәсилиләр турди. Сәясий түзүмниң өзгириши яш дөләтләргә тәрәққиятниң түрлүк йоллирини издәп тепиш, заманға маслишиш ишлирини әмәлгә ашуруш тәливини қойди. Шу нуқтәий нәзәрдин қариғанда, дөләтләрдә «қандақ йолни таллаймиз?» дегән соалға җавап тепиш күн тәртивигә чиқти. Илгири ички вә ташқи ишларни Москва арқилиқ һәл қилип «үгинип қалған” йеңи дөләтләр рәһбәрлириниң дәсләп беши гаңгирап қалғанлиғиму сир әмәс. Йәтмиш жил давамида «иҗил-инақ, достлуқта яшап» кәлгән хошна дөләтләр арисида зиддийәтләр көпәйди. Айрим мәмликәтләрдә гражданлар уруши башланди. Таҗикстанда, Тағлиқ Қарабахта (Әзәрбәйҗан вә Әрмәнстан арисидики тоқунуш), Грузиядә қанлиқ тоқунушлар йүз бәрди. Йүз миңлиған адәмләр вапат болди, миңлиған адәмләр вәтинини ташлап қечишқа мәҗбур болди. Шундақ җиддий мәсилиләр яш дөләт — Қазақстан алдидиму турди. Елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли мәмликитимиз өзигә хас йолни таллавалди. Алаһидә тәкитләш лазимки, елимиздә чоң «силкинишләр» йүз бәрмиди. Президент Қазақстанниң әң чоң байлиғи – течлиқ һаят, милләтләрара разимәнлик, достлуқ екәнлигини, әйнә шу қәдрийәтләрни сақлап қалғандила утуққа йетидиғинимизни дайим қәйт қилди. Чүнки 130дин ошуқ милләт иҗил-инақ яшаватқан, кеңәш дәвридә «достлуқ лабораторияси» дәп аталған Қазақстан үчүн бу наһайити муһим еди. Шу сөзләрниң, чүшәнчиләрниң, қәдрийәтләрниң қанчилик дәриҗидә муһим вә дурус екәнлигигә бүгүнки таңда һәммимиз көз йәткүзүватимиз.
Мустәқилликниң дәсләпки жиллири моҗут болған вәзийәтниң мурәккәплигигә қаримай, биз ихтисадий вә иҗтимаий ислаһатлар жүргүзүш йолини таллидуқ. Дуния үчүн очуқ, заманға лайиқ тәрәққият йолиға чүшкән, базар ихтисадиға йүзләнгән дөләткә айландуқ. Шу жиллардики җәмийәттә йүз бәргән қийинчилиқлардин биз Конституция арқилиқ чиқтуқ.
Мәлумки, һәрқандақ конституция дөләтчиликниң асасий бәлгүси, дөләтниң сәясий вә һоқуқ һөҗҗити болуп һесаплиниду. У алий юридик күчкә егә. Конституция дөләтниң һоқуқ, сәясий, ихтисадий системилирини ениқ көрситип бериду. Шундақла у – мәмликәтниң қурулуш мәхсәтлирини әкис әткүзидиған тәсис қилғучи һөҗҗәт. Демәк, һәрқандақ дөләттә қобул қилинидиған һәрхил қанунлар мәмликәтниң Асасий Қануниға, йәни Конституциягә мувапиқ болуши лазим. Дунияниң көплигән дөләтлиридә конституция референдумлар, тәсис жиғинлири яки Парламент тәрипидин қобул қилиниду. Мәсилән, Украина, Өзбәкстан, Молдова, Грузияниң әмәлдики конституциялири Парламент тәрипидин, әнди Болғария, Бразилия, Румыния, Камбоджа, Колумбияниң асасий қанунлири тәсис жиғинларда қобул қилинған екән. Қазақстан (1995-жилдики), Россия, Белоруссияниң әмәлдики конституциялири болса, дөләт рәһбәрлири тәрипидин тәйярлинип, умумхәлиқ референдумида қобул қилинди.
Қазақстан Җумһурийитиниң Конституцияси 1995-жили 30-август күни умумхәлиқ референдумида қобул қилинди һәм шу жили 5-сентябрь күни күчигә кирди. Бу мустәқил Қазақстан қобул қилған иккинчи конституция болуп һесаплиниду. Есиңларда болса, Қазақстанниң суверен дөләт сүпитидә конституцияси 1993-жили 28-январьда қобул қилинған еди.
Һазир биз елимизниң ихтисадий, сәясий, иҗтимаий тәрәққиятини тәһлил қилсақ, Конституциядики асасий принципларниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини байқаймиз. Мошу йәрдә «У қандақ принциплар?» дегән соалниң туғулуши тәбиий. Биринчи новәттә, мән җәмийәтлик разимәнлик вә сәясий турақлиқ принципини атап көрсәткән болар едим. Чүнки бу принцип дөләтниң, униң институтлириниң, сәясий партияләр, җәмийәтлик бирләшмиләрниң, Вәтининиң келәчигигә бепәрва қаримайдиған гражданниң паалийитидә муһим роль ойнайду. Йүз оттуздин ошуқ милләт яшаватқан мустәқил дөлитимиздә течлиқ, сәясий турақлиқ һөкүм сүрмәктә. Мән, жуқурида тәкитлигинимдәк, бу – бизниң әң чоң байлиғимиз, утуғимиз, тәрәққиятимиз капалити.
Һәммимизниң пайдиси үчүн хизмәт қилидиған ихтисадий тәрәққият пәқәт дөләтниңла әмәс, аддий хәлиқниң, бизнес қурулумларниң паалийитидики муһим йөнилишләрниң биригә айланди. Билимизки, Конституциядә җәмийәттә ихтисадий ислаһатларни әмәлгә ашурушқа алаһидә көңүл бөлүнгән. Елбасы мустәқиллигимизниң дәсләпки жиллири бәлгүлигән “Дәсләп ихтисат, андин кейин сәясәт” дегән пикри толуқ өзини ақлиди, дәп ишәшлик ейталаймиз. Чүнки дөләт дайим хәлиқ паравәнлигини биринчи орунға қоюп кәлгән. Шуңлашқа һазир Қазақстан дунияда иҗтимаий асаси мустәһкәм дөләт сүпитидә етирап қилиниду.
Конституциядики асасий принципларниң бири — Қазақстан вәтәнпәрвәрлиги принципи. Чүнки биз бәрпа қиливатқан җәмийәт асаслириниң мустәһкәм екәнлигини, һәрбир гражданниң өз Вәтинини сөйүш, уни һимайә қилиш муқәддәс вәзиписи екәнлигини һәммимиз яхши һис қилимиз. Шуңлашқа пәрзәнтлирини қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләш – һәрбир ата-аниниң муқәддәс борчи.
Тәкитләш лазимки, дөләттики муһим мәсилиләрни демократик усуллар билән һәл қилишқа алаһидә көңүл бөлүнүп келиватиду. Буму асасий принципларниң бири. Конституциядә һәрбир гражданға сайлиниш, сайлаш һоқуқи, сөз вә етиқат әркинлиги һоқуқлири капаләтләндүрүлгән. Асасий Қанунда инсан һаяти, һоқуқ вә әркинлиги дөләтниң алий байлиқлири сүпитидә бәлгүләнгән. Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, Конституциядә көрситилгән һоқуқ-әвзәлликләрни пайдилинип, җәмийитимизниң барлиқ саһалирида паалийәт елип бериватимиз, униң тәрәққиятиға мунасип һәссә қошуватимиз.
Конституция тоғрилиқ гәп қилғанда, умумий өйүмиз – Қазақстанда миллий мәдәнийитимиз, маарипимиз, мәтбуатимизни тәрәққий әткүзүш үчүн барлиқ шараитлар яритилиғанлиғини алаһидә тәкитлигүм келиду. Мошуниң һәммисиниң Конституция тәрипидин капаләтдүрүлгәнлигини чоңқур һис қилимиз. Демәк, миллий тәрәққиятимиз пәқәт өз қолумизда.
Конституцияниң чарәк әсирлик сәнәси нишанлиниватқан бу күнләрдә барлиқ қазақстанлиқларни сәмимий тәбрикләймән һәм паравәнлик, утуқ тиләймән.

Шаһимәрдан НУРУМОВ,
Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҚХА Кеңишиниң әзаси, ҖУЭМ рәиси.

 

503 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы